Илаһийәт пәнлири доктори: “түркийә мәктәплири балиларни дини алим қилалайду”

Ихтиярий мухбиримиз абдувәли аюп
2017.12.18
uyghur-oqutquchilar-gozette.jpg Уйғур дияридики уйғур оқутқучиларниң бүгүнки әһвали. 2017-Йили декабир, қәшқәр.
RFA/Abduweli Ayup

Түркийәдики уйғур пәрзәнтлириниң оқушсиз қелиш мәсилисини тәкшүрүш давамида бир қисим ата-аниларниң балиларни қари қилиш үчүн мәктәпкә бәрмәйватқанлиқи мәлум болди. Илаһийәт пәнлири доктори алимҗан буғда бу һәқтә зияритимизни қобул қилип буниң тоғра әмәсликини, түркийә маарипиниң балиларни дини җәһәттинму йетиштүрүп чиқалайдиғанлиқини оттуриға қойди.

Нөвәттә түркийәдики истанбул, қәйсәри қатарлиқ шәһәрләрдә мәдрисиләр ечилған болуп бәзилири мәктәпләрдә өтүлидиған дәрстин бурун вә кейин диндин тәлим бәрсә, йәнә бәзилири мәхсус қари йетиштүрүш үчүн хизмәт қилмақта икән. Бир қисим ата-аниларниң мәктәп йешидики балиларни оқутмастин мушундақ орунларда оқутуп динда тәрбийәлимәкчи болуватқанлири зиярәт җәрянида оттуриға чиқти.

Түркийәдә чоң болған бир әвлад уйғурларни бу һәқтә зиярәт қилғинимизда улар маарипниң өзлириниң түркийә җәмийитидә пут тирәп туруши үчүн асас болғанлиқини, түркийәгә йеңи кәлгән уйғур пәрзәнтләрниң түркийә маарипидин мустәсна ата-анисидин айрилип ятақлиқ мәдрисиләрдә оқутуватқанлиқидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрүшти.

Маарипчи һидайитуллаһ көктүрк шуларниң бири. У 90-йилларниң башлирида түркийәгә кәлгән бир қисим ата-аниларниңму балиларни бүгүнки муһаҗирларға охшаш оқутмаслиқи сәвәбидин пәрзәнтләрниң мал-дуняға мирасхор болуп турупму вәйран болғанлиқини мисал қилип оқушниң әвзәлликини тәкитлиди. У түркийә маарипида динниң орни һәққидә тохталди.

Һидайәтулла гөктүрк әпәнди, бир қисим уйғур ата-аниларниң балиларни мәктәпкә бәрмәсликиниң сәвәблири һәққидә тохтилип, буниң чүшәнмәслик, ишәнмәслик вә қисмән радикал идийә билән бағлиқ болуши мумкинликини оттуриға қойди.

Һидайәтулла гөктүркниң қаришичә, әгәр балилар оқумай надан қалдурулса, буниң бәкму хәвплик икәнликини тилға алди.

Пакистанда ислам илимлири бойичә оқуған, һазир истанбулда икки қизини имам хатип мәктипидә оқутуватқан пәрһат булақ әпәнди өз тәсиратлирини ортақлашти.

Униң қаришичә бир қисим уйғурларниң түркийәдә яшап турупму балиларни түрк мәктәплиридә әмәс уйғур елидики йошурун, қулайсиз, хәвплик шараитқа көрә шәкилләнгән дини маарип әндизисидә тәрбийәлиши мувапиқ болмайдикән.

Түркийәниң қәһриман мараш шәһиридики сүтчи имам университети оқутқучиси, илаһийәт пәнлири доктори алимҗан боғда әпәнди балиларни қари қилиш үчүн пәндә вә динда тәңла йетиштүрүп маңалайдиған дөләт мәктәплиридин мәһрум қоюшни тоғра тапмайдикән. У пәрзәнтләрни оқутушниң әһмийити, исламда пәнни билимниң орни һәққидә тохталди.

Һидайитуллаһ гөктүркниң ейтишичә, түркийәдиму бир қисим ата-анилар 70-йилларғичә пәнни маарипқа шүбһә билән қариған. Бу мәсилигә түркийәдики өлималар җиддий қарап мәсчитләр, йиғилишлар вә таратқуларда маарипниң муһимлиқини тәкитлигән, өзи башламчи болуп дәрсханиларни ачқан. Нәтиҗидә түркийәдә ислам дунясиға тонулған мусулман зиялийлар қошуни шәкилләнгән. Буларниң ичидики сиясий паалийәткә өткәнләрдин нәҗмидин әрбақандәк әрбаблар йетишип чиққан. Бүгүнки адаләт вә тәрәққият партийәси, саадәт партийәси қатарлиқ сиясий күч болуп уюшқанлар пәндә вә динда тәрбийә көргәнләрдин шәкилләнгән қатламни мәнбә қилған икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.