Чәтәлләрдә яшаватқан уйғур пәрзәнтлиригә маслаштурулған “елипбә оқушлуқи” нәшрдин чиқти

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2014.08.21
elpbe-neshir-qilindi1.jpg Түркийидә нәшр қилинған “елипбә” вә “елипбә оқушлуқи”муқависи
RFA/Arslan


Түркийидә нәшр қилинған “елипбәси вә оқушлуқи” чәтәлләрдә яшаватқан уйғур пәрзәнтлиригә интайин маслаштуруп түзүлгән болуп, китабни сутуқ буғрахан маарип нәшрияти нәшргә тәйярлиған.

Китабниң 3 - нәшри һәққидә тохталған нәшрият башлиқи мөминҗан мәзкур “елипбәси вә оқушлуқи” ниң мәзмунлири бейитилип икки қисим қилип чиқирилғанлиқини, буниң уйғур пәрзәнтлиригә миллий кимлик туйғусини йетилдүрүштә муһим әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.

Китабниң биринчи қисмида һәрпләрни оқуш вә йезишни өгиниш асас қилинған, иккинчи қисмида уйғурчини йеңи өгәнгүчиләрниң тилини техиму раван қилиш мәқситидә бәзи пайдилиқ оқушлуқ текистләр киргүзүлгән.

Китабниң муқависиға қәшқәр һейтгаһ җамиси билән бир оғул - қиз өсмүрниң рәсими қоюлған. Үсти тәрәпкә ай юлтуз вә көк рәң берилгән. Китабниң арқа муқависиға уйғур дияриниң хәритиси, йәр көлими, нопуси вә пайтәхти тоғрисида қисқичә мәлуматлар йезилған.

Китабниң биринчи қисиминиң баш бетигә кириш сөздин кейин шәрқий түркистан байриқи вә дөләт герби рәңлик шәкилдә киргүзүлгән. Иккинчи қисмиға муһәммәд әләйһиссаламниң әхлақ - пәзиләтлири, ислам тарихидики төт чоң хәлипиниң қисқичә һаятидин үлгиләр киргүзүлгәндин сирт йәнә шәрқий түркистандики төһпикар мәшһур шәхсләрдин султан сутуқ буғрахан, мәхмут қәшқири, йүсүп хас һаҗип, яқуп бәг бәдөләт, абдуқадир дамоллам, хоҗинияз һаҗим, сабит дамоллам, әлихан төрә, осман батур, муһәммәд имин буғра вә абдулһәким мәхсум һаҗим қатарлиқ уйғур тарихида өткән муһим алимлар вә рәһбәрләрниң қисқичә тарихи йезилған.

Китабқа йәнә бир қисим мәшһур шаирларниң муһим шеирлири киргүзүлгән.

Китабниң кириш сөзигә мундақ йезилған: “уйғур тили - орал алтай тил системиси, алтай тиллири аилиси түркий тиллар түркүми шәрқий түрк (уйғур - қарлуқ, яки уйғур - өзбек) тил тармиқиға тәвә йепишқақ характердики мәвҗут тилдур. Уйғур тили қоллинидиған киши сани әң көп түркий тил сүпитидә 7 - әсирдин 21 - әсиргичә болған 13 әсирлик боран - чапқунларни бешидин өткүзүп һазирғичә сақланмақта. Уйғур тилиниң кәлгүси қандақ болуши бүгүнки уйғурларниң уни қандақ ишлитишигә, қиммәткә игә қилишиға, әһмийәт беришигә вә мукәммәлләштүрүшигә бағлиқ.”

Бу китабни нәшр қилған “сутуқ буғрахан маарип нәшрияти” ниң башлиқи мөминҗан китаб һәққидә тохталди.

Мөминҗан бу китаб буниңдин илгири нәшр қилинған болсиму сани чәклик болғачқа түгәп кәткәнликини вә бу китабқа болған еһтияҗ вә тәләпниң көплүкини көздә тутуп қайтидин 3 - қетим нәшр қилғанлиқини бу санниң илгири санларға селиштурғанда техиму мол мәзмунлуқ вә илгирики санидики хаталиқларни толуқлап нәшргә тәйярлиғанлиқини билдүрди.

У йәнә, бу елипбә китабиниң әһмийити тоғрисида тохтилип, чәтәлләрдики уйғурларниң пәрзәнтлириниң уйғур тилини өгиниши, қаидилик оқуп - йезиши вә өлчәмлик сөзлишидә муһим рол ойнайдиғанлиқини ипадилиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.