Йәрлик кадирлар: чәтәлдә оқуватқанларни қайтуруп әкелиштә һөҗҗәт бар

Өз мухбиримиз шөһрәт һошур
2017.04.28
ma students abroads Уйғурлар дияридин чәтәлгә оқушқа чиққан оқуғучилар вәкиллириниң “үчни сөйүш үчкә қарши туруш” сөһбәт йиғиниға қатнашқанлиқи һәққидики хәвәр
Photo: RFA

Пәйзиватниң барин йезисидики икки кәнт секретари вә бир нәпәр сақчи хадими нөвәттә өзлириниң чәтәлдә оқуватқан оқуғучиларни қайтуруп әкелиш үчүн аилә зиярити елип бериватқанлиқи, барин йеза 1- кәнттики чәтәлдә оқуватқан 5 оқуғучидин америка вә түркийәдә оқуватқан иккисиниң қайтип кәлгәнлики, австралийә вә фирансийәдә оқуватқан үчиниң қайтип келиши үчүн5 ‏- айниң ахириға қәдәр мөһләт берилгәнликини ашкарилиди.

Улар йәнә “Фән Хуйлю” дәп атиливатқан бу хизмәт һәққидә аптоном райондин чүшкән мәхсус һөҗҗәт барлиқини тилға алди.

Соал: силәрниң кәнттә чәтәлдә оқуватқан қанчә оқуғучи бар?

Җаваб: (1 ‏-кәнт сақчиси) бәш Оқуғучи Бар, иккиси хәнзу, 3и миллий.

Соал: қанчисини қайтуруп әкәлдиңлар?

Җаваб: иккини(уйғурни) қайтуруп әкәлдуқ, булардин бири түркийәдә оқуватқан, йәнә бири америкида.

Соал: бу һәқтә чүшүрүлгән уқтуруш қәйәрниң уқтуруши?

Җаваб: қәйәрниң икәнликини билмәймән, әмма юқириниң уқтуруши, йезиниң әмәс.

2 Соал: силәрниң кәнттә чәтәлдә оқуватқан 5 оқуғучи баркән шундақму?

Җаваб: (1‏-кәнт секретари) яқ үч. Булардин бири америкида компютер оқуватқан, у, тәкшүрүштин кейин америкиға қайтти. Түркийәдин кәлгән бири техи бар, түркийәдин қайтип кәлмигән йәнә бир қиз бар, униң ата-аниси билән сөзлишиватимиз.

Соал: аилисигә немә дәп хизмәт ишләватисиләр?

Җаваб: икки һәптә ичидә қайтип кәлсун, болмиса һәммимизгә аваричилик бар дәватимиз.

3 Соал: силәрниң кәнттә чәтәлдә оқуватқан қанчә оқуғучи бар?

Җаваб: (2‏-кәнт секретари) биздә иккиси бар. Бири фирансийәдә оқуватқан, йәнә бири австралийәдә, һәр иккиси техи қайтип кәлмиди. 5 ‏-Айниң ахириғичә қайтип келишни аилисидикилиригә тапилидуқ.

Соал: бу һәқтә қолуңларда һөҗҗәт барму?

Җаваб: сақчиларда бар, аилини зиярәт қилғанда бир сақчи, бир дөләт кадири вә мән үчимиз баримиз. Соал: у һөҗҗәт қәйәрниң һөҗҗити?

Җаваб: аптоном районниң.

Ахирқи кәнт секретариниң баянлиридин мәлум болушичә, чәтәлдин қайтуруп келингән оқуғучиларниң қайта чәтәлгә чиқалаш еһтималлиқи интайин аз. Әмма дәсләпки кәнт сақчисиниң баян қилишичә, әгәр сиясий идийисидә аталмиш мәсилиси йоқлуқи айдиңлашқан тәқдирдә, оқушини давамлаштуруш еһтималлиқи мәлум дәриҗидә мәвҗут.

Баянларда тилға елинған пакитлардин биридә ашкариланғини, йәни америкидин қайтуруп әкетилгән вә тәкшүрүштин кейин қуюветилгән, пәқәт хитай дөлити бир туташ чәтәлгә чиқарған вә қайтип келиш буйруқиға дәрһал аваз қошқан оқуғучиниң ақивитидур.

Әмма қайтип барған башқа оқуғучиларниң, болупму шәхсий хираҗити билән оқушқа чиққанларниң қандақ муамилигә учриғанлиқи вә яки қандақ бир тәрәп қилинидиғанлиқи һазирчә йәнила бир сир.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.