Голландийәдики уйғур өсмүрләр дөләтлик имтиһанға тәйярлиқ қилиш курсиға уюштурулди

Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2013.12.23
gollandiye-uyghur-perzent-bala-terbiyelesh.jpg Тил вә маарип системисидики түзүлмиләрдин хәвәрсиз қилиш сәвәблик пурсәтни қолдин берип қоюш еһтимали болғанларға ярдәм қилиш мәқситидә орунлаштурулған бу паалийәттин көрүнүш. 2013-Йили 23-декабир, голландийә.
RFA/Pidaiy

Мәлум болушичә, явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити голландийәдики ата-аниларниң пәрзәнт тәрбийисигә йеқиндин ярдәмдә болуш мәқсәт қилинған, Citotoets йәни “ситу” имтиһаниға тәйярлиқ қилдуруш паалийити уюштурған. Бу голландийәдә яшаватқан башланғуч мәктәпни тамамлаш алдида турған ата-анилар үчүн алаһидә пурсәт болуп, қәдирләшкә әрзийдикән.

Голландийә маарипида башланғуч мәктәптики оқуш муддити 8 йил болуп, “ситу” имтиһани башланғуч мәктәпни пүттүрүш алдида дөләт бойичә бир туташ елинидиған бир қәдәр қейин вә муһим болған имтиһан һесаблинидикән. Оқуғучилар бу имтиһандики нәтиҗисигә қарап, кейинки оқуш йөлинишигә йүзләндүрүлидиған болуп, әгәр нәтиҗиси төвән болуп қалса, алий мәктәпкә кериш мусаписи узап кетидикән. Шуниң үчүн мушу саһәниң мәхсус имтиһан йетәкчилири тәклип қилинип, балиларни қисқа муддәтлик курсларда тәрбийиләш голландийәдики мәсулийәтчан ата-аниларниң йәнә бир һиммити болуп омумлашқан икән.

Голландийәдики явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити мәсуллириниң билдүрүшичә, тил вә маарип системисидики түзүлмиләрдин хәвәрсиз қилиш сәвәблик пурсәтни қолдин берип қоюш еһтимали болғанларға ярдәм қилиш мәқситидә орунлаштурулған бу паалийәт 23‏-декабирдин башлап 4 күн давам қилидикән. Дәрс қилип бериш үчүн, шу саһәниң мәхсус хадимлири тәклип қилинған болуп, бу муддәт ичидә йирақ-йеқиндин кәлгән балиларниң йемәк-ичмәк вә ятақ мәсилисини, җәмийәт бир туташ орунлаштуридикән.

Биз бу һәқтә тәпсилий мәлумат елиш үчүн, голландийәдә яшаш тарихи бир қәдәр узун болған садиқҗан сәләй әпәндини вә явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң тәлим-тәрбийә ишлири мәсули абдурахман қариһаҗимни зиярәт қилдуқ.

Явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити узундин бери уйғур өсмүрлиримизниң миллий вә диний кимликини җари қилдурушиға әһмийәт берип, улар үчүн һәптә ахири икки күнлүк дәрс орунлаштуруп кәлмәктә.

Ана тил вә мәдәнийәт мәктипидә дин, әхлақ, өрп-адәт, уйғур тели, әрәб тели вә тарих қатарлиқ миллий тәрбийиләргә алақидар саһәләрдики дәрсләрдин башқа, савақдашлар арисидиму өз-ара өгинишкә йетәкләп, муһаҗирәттики уйғур балилириниң, голландийә маарипидиму йүксилишигә тәң әһмийәт берип кәлмәктә. Буни пурсәт билгән онларчә балилар, бу йәрдә өзиниң уйғур кимликигә варислиқ қилиш үчүн зөрүр болған билимләр билән мустәһкәм асас тиклимәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.