Һидайәтулла көктүрк: “өлсәм әҗдадимниң айиғида ятай дәп бардим”

Ихтиярий мухбиримиз абдувәли аюп
2018.05.11
Urumchi-2016-Yanwar-01.jpeg Үрүмчи. 2016-Йили, январ.
RFA/Abduweli Ayup

Түркийәдә туғулған иккинчи әвлад уйғурларниң ана тилни унутмиғанлиқидики сирлар һәққидә издиниш җәрянида һидайәтулла көктүрк билән учраштуқ. У истанбулда уйғур муһаҗирларға түркчә дәрс бериватқан икән. Зиярәттә у уйғур тилида өзиниң 2016-йили 17-январда уйғур елидә йигирмә күнлүк зиярәттә болғанда көргәнлирини сөзләп бәрди.

Һидайәтулла көктүрк гәрчә өзи сиясәт билән алақисиз бир маарипчи болсиму дадиси һамут көктүрк вә аниси нурәла көктүрк уйғур давасиға һаятини беғишлиған кишиләр икән. Шу сәвәбтин уйғур елигә йолға чиққанда һеч ким униң беришиға қошулмиған вә түрлүк қорқунчлуқ сөзләр билән агаһландурған. Һалбуки, вәтән меһрини қәлбигә таңған һидайәтулла: “аллаға тәвәккүл қилип барай, өлсәм әҗдадларниң айиғида ятармән”, дегән җасарәт билән үрүмчигә қарап йолға чиққан.

“иккилимиз уйғурниң вәтинигә ашиқ”

Һидайәтулла үрүмчигә чүшкәндә йолда нурғун камераларни көргән, кочиларни қаплиған һәрбий машиниларға шаһит болған. У уйғур елигә берип әтиси сәһәрдә сақчиларниң малал қилишиға учриған. Муһәммәт исимлик бир сақчи башлиқи униңға бәш саәт компартийәниң тәшвиқатини қилған. Һидайәтулла күтүлмигән йәрдин чиқип, уни достум дәп атиған вә уйғур елини бир қизға охшитип; “достум, иккилимиз бу вәтәнгә ашиқ, һеч биримиз уни дәпсәндә қилмаймиз, һәмдә башқиларниң айиғиға ташлап бәрмәймиз” дегән.

Уйғур балилар “сәрәңгә сатқучи қизчақ” ни қутқузди

Һидайәтулла сақчиларниң малал қилишидин хали болған бир күни бир қанчә саәт таксида үрүмчини айланған. У радиода бериливатқан уйғурчә балилар драммисида бир топ уйғур өсмүрниң данийәгә берип, сәрәңгә сатқучи қизчақни қутқузғанлиқ һекайисини аңлап тәсирләнгән.

“уйғур езилсиму егилмигән милләт”

Һидайәтулла көктүрк көргән муһәббәт, меһмандостлуқ, мәрдлик вә чидамчанлиқ һәққидә тохтилип, һекайисиниң ахирида өзиниң вәтән, милләт һәққидики туйғулирини көз яшлири биләнла ипадә қилалайдиғанлиқини ейтти. У, уйғур елидә көргәнлирини хуласиләп, “уйғурниң йеқинқи тарихта езилгини, езиливатқини раст, лекин һеч бир заман баш әгкән, егилгән милләт әмәс”, деди.

Һидайәтулла көктүркниң аниси нурәла көктүрк вә дадиси һамит көктүрк 1962-йили уйғур елиниң йәкән наһийисидин түркийәгә көчүшкә мәҗбур болған уйғур муһаҗирлардин болуп, улар изчил уйғур давасиға хизмәт қилип кәлмәктә. Һидайәтулла көктүрк 1977-йили қәйсәридә туғулған. У университетта илаһийәт кәспидә оқуған вә қәйсәридики уйғурларниң диний вә иҗтимаий һаяти һәққидә тәтқиқатлар билән шуғулланған. Һазир истанбулда уйғурларға түркчә дәрс өтүш билән мәшғул.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.