Хотәндики мәктәпләрдә уйғур тилиниң чәкләнгәнлики һәққидики бир қисим тәпсилатлар ашкариланди

Мухбиримиз қутлан
2017.08.02
qosh-til-xoten-uyghur-til-cheklesh.jpg Хотән вилайәтлик маарип идариси бу йил 6-айниң 28-күни чиқарған башланғуч-оттура мәктәпләрдә уйғур тилини чәкләш һәққидики һөҗҗәт.
Social Media

Алдинқи һәптә хотән вилайәтлик маарип идариси тарқатқан “хотән вилайитиниң қош тиллиқ оқутуштики 5 түрлүк бәлгилимиси” намлиқ бир һөҗҗәт ашкара болған иди.

Радиойимизниң бу һәқтә йәниму илгирилигән һалда әһвал игилиши давамида хотән вилайитиниң хотән наһийиси, чира наһийиси вә қарақаш наһийисидики маарип идарилири мәзкур һөҗҗәткә мунасивәтлик бир қисим тәпсилатларни ашкара қилди.

Чира наһийилик маарип идариси кадирлар бөлүмидә хизмәт қилидиған бир нәпәр хитай мәсул хадим зияритимиз җәрянида бундин кейин хотәндики башланғуч вә оттура мәктәпләрдә пүтүн дәрсләрниң бирдәк “дөләт тили”, йәни хитай тилида өтүлидиғанлиқини, маарип системисидики һәрқандақ коллектип сорунда чоқум хитайчә сөзләш лазимлиқини билдүрди.

Чира наһийилик маарип идарисиниң “қош тиллиқ маарип” қа йетәкчилик қилиш ишханисидики бир нәпәр уйғур мәсул хадимму зияритимизни қобул қилип мундақ деди.

“бу һөҗҗәттин хәвирим бар. Бу йил 6-айниң ахири чиқирилип, тарқитилди. Бизниң наһийилик маарип идариси бу һөҗҗәтниң роһини қандақ әмәлийләштүрүшни һазир җиддий музакирә қиливатиду. Алдимиздики мәвсумдин башлап мәктәпләрдә дәрсләр пүтүнләй ‛дөләт тили‚ (хәнзу тили) да өтүлиду. Уйғурчә ишлитилмәйду. Дәрсликләрму биваситә ички өлкиләрдики мәктәпләрниң дәрсликлиригә алмаштурулиду. Оқутқучи-оқуғучилар мәктәп вә маарип саһәсидә бирдәк хәнзу тилида сөзлиши тәләп қилиниду. Чүнки хотән вилайитидә 10 йилдин буян дөләт тили ‛қош тиллиқ маарип‚ чиң тутулған болсиму, лекин һазирғичә дөләт тили омумлашмиди. Шуңа вилайәтлик маарип идариси хотәндики әмәлий әһвални ойлишип, бу һөҗҗәтни чиқарған.”

Хотән наһийилик маарип идарисиниң бир нәпәр хитай мәсул хадими зияритимиз җәрянида мәзкур һөҗҗәтниң хотән наһийисидә аллиқачан иҗра қилинишқа башлиғанлиқини ашкарилиди. У бизниң “бу һөҗҗәттә бундин кейин хотәнниң маарип системисида уйғур тили чәклиниду, дегән мадда барму-йоқ?” дегән соалимизға “шундақ, бу мадда бар” дәп җаваб бәрди.

У йәнә мунуларни баян қилди: “һазир һәммә йәрдә ‛дөләт тили‚ ни ишлитиш вә ‛дөләт тили‚ да сөзләш тәшәббус қилинмақта.”

У бизниң “мәзкур һөҗҗәтниң роһиға асасланғанда, болупму һөҗҗәттики 5-маддиға қариғанда, бундин кейин маарип системисида уйғур тилини қоллинишниң бирдәк чәклинидиғанлиқи ениқ йезилипту. Бу әмәлийәттә ‛қош тиллиқ маарип‚ ниң принсипиға, дөләтниң асасий қануниға вә ‛миллий територийәлик аптономийә қануни‚ ға хилап әмәсму?” дегән соалимизға җаваб бериштин өзини қачуруп мундақ деди: “бу һөҗҗәтни хотән вилайәтлик маарип идариси чиқирип тарқатқан. Биз наһийә дәриҗилик маарип идариси болғанлиқимиз үчүн пәқәтла биздин юқири дәриҗилик орун чиқарған һөҗҗәтниң роһини иҗра қилимиз. Бизниң бу һөҗҗәт тоғрилиқ чүшәнчә бериш һоқуқимиз йоқ. Уни изаһлаш һоқуқи вилайәтлик маарип идарисидә. Сиз вилайәтлик маарип идарисидин техиму тәпсилий мәлуматларға еришәләйсиз.” 

Қарақаш наһийилик маарип идарисиниң бир нәпәр хитай мәсул хадими радиомиз зияритини қобул қилип, мәзкур һөҗҗәтниң маддилирини қурму-қур оқуп бәрди.

“мәзкур һөҗҗәтниң конкрет мәзмунини мундақ бәш маддиға йиғинчақлашқа болиду:

Биринчи, қанун бойичә дөләтниң ортақ тилини пүтүн күч билән омумлаштуруш вә өз миллитиниң тилида оқутуш билән бирләштүрүштин ибарәт қош тиллиқ маарипниң түп принсипида чиң туруш;

Иккинчи, 2017-йили күзлүк оқуш мәвсүмидин башлап, 3 йиллиқ һәқсиз йәслиләрдә пүтүнләй дөләтниң ортақ тил-йезиқида оқутуш елип бериш, башланғуч вә толуқсиз оттура мәктәпләрниң биринчи йиллиқидин башлап пүтүнләй дөләтниң ортақ тилида оқутуш елип бериш, 2020-йилиға барғанда маарип саһәсидә дөләтниң ортақ тил-йезиқиниң қаплаш дәриҗисини толуқ әмәлгә ашуруш;

Үчинчи, хәнзу тили оқутқучилирини илгирикидәк уйғур тилида дәрс өтүп тәрбийиләштәк хата усулни қәтий әмәлдин қалдуруш;

Төтинчи, маарип системиси вә мәктәп қоруси тәвәсидә пәқәтла уйғурчә тил-йезиқтики вивиска вә там гезитлирини чиқиришни қәтий чәкләш;

Бәшинчи, бундин кейин маарип системисидики коллектип паалийәтләрдә, аммиви йиғилишларда вә башқуруш хизмитидә уйғур тил-йезиқини қәтий чәкләш.”

Қарақаш наһийилик маарип идарисидики бу хитай мәсул хадим, бу йил 9-айдин башлап барлиқ мәктәпләрниң бирдәк хитай тилида оқутуш елип баридиғанлиқини, коллектип сорунларда уйғур тилида сөзләшкә болмайдиғанлиқини шундақла маарип системисидики лозунка вә там гезитлириниң хитай тил-йезиқида болидиғанлиқини илгири сүрди.

У ахирида йәнә мунуларни тәкитлиди: “мән һөҗҗәткә асасән конкрет маддиларни оқуп өттүм. Есимдә қелишичә, бу һөҗҗәт бу йил 6-айниң 28-күни чиқирилип, 6-айниң 30-күни һәрқайси наһийилик маарип идарилиригә тарқитилди. Бу һөҗҗәтни изаһлаш яки бу һәқтә чүшәнчә бериш һоқуқи пәқәтла вилайәтлик маарип идарисидә. Мән буниңдин артуқ чүшәнчә берәлмәймән. Конкрет әһвалларни вилайәтлик маарип идарисидин сораң.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.