“интил” мәктипиниң қурғучиси абләт абдулланиң тутулғанлиқи илгири сүрүлмәктә

Мухбиримиз гүлчеһрә
2019.02.19
intil-mektep.jpg “интил” кәспий техника тәрбийәләш мәктипиниң логоси.
Oqurmen teminligen

Инкасларда, йеқинқи бир нәччә йилдин буян уйғур җәмийитидә тонулуватқан яш сахавәтчи вә мәрипәтпәрвәр дәп тонулған, “интил” кәспий техника тәрбийәләш мәктипиниң қурғучиси абләт абдулланиң тутулғанлиқи илгири сүрүлмәктә. Нөвәттә, интил мәктипигә аит торбекәт, учур вә алақә васитилириниң тақалғанлиқи мәлум. Абләт абдуллани билидиған кишиләр униң билән болған алақиниң хели бурунла үзүлүп қалғанлиқини вә интил мәктәплириниң нами хитайчиға өзгәртилип қайта қурулуватқанлиқини қәйт қилишмақта.

Уйғур елидики “интил” кәспий техника тәрбийәләш мәктипиниң қурғучиси, шинҗаң “интил” мәдәнийәт тарқитиш чәклик ширкитиниң баш лидери абләт абдулланиң йеқинқи йилларда йәнә “шерин чүш” программиси қатарлиқларға қатнишип нурғун оқуғучиларға ианә қилип, уйғур җәмийитидики мәшһур уйғур сахавәтчиләрниң биригә айланғанлиқи мәлум иди.

Әпсус йеқинқи күнләрдә радийомизға бу йил 32 яшқа киргән бу даңдар сахавәтчи, дөләт иккинчи дәриҗилик психик мәслиһәтчиси абләт абдулланиң хитай һөкүмити тәрипидин тутулғанлиқи һәтта 17 йил кесилгәнлики инкас қилинмақта. Бу һәқтә бәзи иҗтимаий таратқулардиму охшаш учурлар тарқилишқа башлиған иди.

Абләт абдуллани тонуйдиған түркийәдики әнвәр әпәндиниң ейтишичә, униң уйғур елидики тонушлар арқилиқ алған учурлириға қариғанда абләт абдулла 2017-йили 6-айларда бир қетим тутуп кетилип кейин қоюп берилгән болсиму йеқинқи айларда қайта тутқун қилинған вә 17 йил кесилгән, әмма униң тутқун қилиниш сәвәби ениқ әмәс икән. Лекин, биз хитай һөкүмити тәрәптин буни дәлилләшкә еришәлмидуқ. Уйғур ели даирилириму абләт абдулланиң әһвалиға аит бирәр учурни елан қилмиди.

Хәвәр мәнбәси ениқ болмисиму әмма бу инкас қилғучи әвәткән үндидар учурида хитайниң үрүмчидики бәйчуән маарипи ширкити йеқинда корла вә лопнурдики икки интил мәктипини өткүзүвалған. Бу учурда дейилишичә юқири дәриҗилик һөкүмәт орунлириниң қоллиши билән 2019-йили 1-айниң 10-күни вә 1 айниң 23-күнлири бәйчуән маарипи ширкити бу икки интил мәктипиниң орнида йеңидин мәктәп ечиш иҗазәтнамисигә қол қойған.

Гәрчә абләт абдулланиң тутулғанлиқи яки кесилгәнликини дәлилләш үчүн бир нәччә күндин бери тиришқан болсақму үнүми болмиди. Әмма интил кәспий тәрбийәләш мәктипи, интил мәдәнийәт тарқитиш чәклик ширкитиниң тор бекәт вә алақә учурлириниң һәтта уларға аит барлиқ учурларниңму һәммисиниңла бирақла тақалғанлиқи мәлум болди.

Инкас қилғучиларниң баянлириға қариғанда д шинҗаң “интил” тил вә кәспий техника тәрбийәләш мәктипиниң қурғучиси абләт абдулла хотәнниң қарақаш наһийәсидә намрат аилидә туғулған болуп 2004-йили шинҗаң маарип институтиға инглиз тили өгинишкә киргән вә шу вақиттила иқтисади қийинчилиқ сәвәбидин оқуялмиғанларни һәқсиз оқутимән дәп көңлигә пүккән икән.

Униң билидиғанларниң учурлириға қариғанда, мана әмди арзу-арманлири әмәлгә ешип, интил мәктипини қуруп уйғур елиниң охшимиған шәһәрлиридиму тармақ мәктәплири ечилип, һәр йили нурғун оқуғучилар һәқсиз оқуватқан бир шараитта, абләт абдулланиң кәлгүсидә мәктипимизни мунтизим һаләттики, оқуш тарихи етирап қилинған институти қилип чиқсам, дегән арзулириму бәрбат болған.

Абләт абдулла билән бир демәтлик вә америкиға келиштин илгири үрүмчидә униң билән хели қоюқ билишидиған адилҗан өзиниңму абләтниң тутқун қилинғанлиқи мәктәплириниң болса тақалғанлиқи һәққидә иҗтимаий алақә васитилиридә толуқсиз учур вә мәлуматларни көрүп көңли йерим болғанлиқини ипадилиди вә хитай һөкүмитиниң абләткә хели бурунла диққәт қилип келиватқанлиқини билдүрди.

2015-Йили “интил” кәспий техника тәрбийәләш мәктипи қурулғанлиқиниң 6 йиллиқини тәбрикләш мурасими тоғрулуқ бәзи иҗтимаий таратқулардики син хатирилиригә қариғанда, абләт абдулла шу йили алий мәктәп имтиһанида юқири номур алған 22 нәпәр оқуғучини 5 миң сом билән мукапатлап, 110миң сомлуқ оқуш мукапатини тарқитип, уйғур оқуғучиларни риғбәтләндүргән. У алий мәктәпләрдә әң яхши оқуватқан уйғур оқуғучиларни мукапатлашни 2012-йилидин буян давамлаштуруп кәлгән икән.

“хәлқ гезити” ниң 2015-йили 4-декабир хәвиридә тонуштурушичә “интил” кәспи техника тәрбийәләш мәктипи 2009-йили өктәбирдә қурулған. Бу мәктәп 70дин артуқ мәсулийәтчан, көйүмчан, һәр қайси җәһәтләрдә универсал сапа һазирлиған бир түркүм талантлиқ яш оқутқучилар қошунидин тәркиб тапқан, мәктәп һәр хил заманиви оқутуш әслиһәлири, мунтизим оқутуш программиси вә системилиқ башқуруш түзүлмигә игә болуп, “үнүмидин башқиси қуруқ гәп!” дегән шоарни өзигә қиблинамә қилған бир иллиқ билим маканикән.

Инкаслардин мәлум болушичә дөләтлик 2-дәриҗилик психика мәслиһәтчиси унваниға игә абләт абдулла бирқанчә йиллардин буян уйғур елидики алий мәктәп оттура вә башланғуч мәктәпләрдиму давамлиқ һәқсиз лексийә сөзләп, оқуғучиларниң һөрмитигә вә ата-аниларниң қизғин алқишиға сазавәр болған.

Мәркизи вашингтондики уйғур кишилик һоқуқ программисиниң тәтқиқатчиси зубәйрә ханим зияритимизни қобул қилип, интил кәспий тәрбийәләш мәркизиниң қурғучиси абләт абдулланиң исминиңму йеқинқи күнләрдә, мәзкур орган тәрипидин тизимлиниватқан 2017-йилидин буян тутқун қилинған уйғур сәр хиллири санданиға киргүзүлгәнликини әпсуслуқ билән тилға алди. Зубәйрә ханим гәрчә униң һазирқи әһвали намәлум болсиму, бирақ һазирқидәк барлиқ уйғур даңдарлири вә төһпикарлири тутқун қилиниватқан һәмдә улар һәққидики учурларни дәлилләш қийин болған бир шараитта, уйғур елидә мәрипәтпәрвәрлики, сахавәт ишлири билән көзгә көрүнгән абләт абдулланиң тутқун қилинғанлиқидәк бир учурниң әмәлийәткә уйғун болуш еһтималлиқи төвән икән.

“хәлқ гезити” ниң илгири тарқатқан хәвиригә қариғанда абләт абдулла қурған ““интил” ширкити 2015-йили хитай мәмликәт бойичә өткүзүлгән 4-нөвәтлик даңлиқ маркиларни баһалаш йиллиқ йиғинида “җуңгодики даңлиқ миллий хәйри-сахавәт аммиви параванлиқ мәктипи” мукапатиға еришкән. Бу, уйғур дияридики бир карханиниң тунҗи қетим бу мукапатқа еришиши икән. Абләт абдулла 4милйон йүәнгә йеқин хәйри сахавәт соммиси сәрп қилғанлиқи үчүн хәйр-сахавәт комитети тәрипидин алаһидә мукапатланған һәмдә хитай хәйр-сахавәт баш комитетиниң һәйәт әзалиқиға қобул қилинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.