Германийәдә “бәш тиллиқ манҗучә луғәт” ниң йеңи нусхиси нәшр қилинди

Мухбиримиз қутлан
2013.11.07
besh-tilliq-manjuche-lughet.JPG Германийә отто-харрассовитиз нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған “бәш тиллиқ манҗучә луғәт” ниң герман тилидики изаһлиқ нәшри 1- вә 2-томиниң муқависи.
RFA/Qutlan

Мәлум болушичә, германийәниң отто-харрассовитиз нәшрияти чиң сулалиси дәвридә түзүлгән “бәш тиллиқ манҗучә луғәт” ниң йеңи нусхисини йеқинда нәшр қилған. Әслидә манҗу, моңғул, тибәт, уйғур вә хитай тилидин ибарәт чиң дәвридики бәш чоң тилда параллел қилип түзүлгән мәзкур луғәт бу қетим герман тили билән изаһланған. Мутәхәссисләрниң илгири сүрүшичә, “бәш тиллиқ манҗучә луғәт” ниң германийәдә илмий өлчәм вә әң йеңи нусхида нәшр қилиниши манҗулар һөкүмранлиқ қилған дәврдики һәрқайси тилларни тәтқиқ қилишта интайин муһим қиммәткә игә икән.

“бәш тиллиқ манҗучә луғәт” ниң германчә нәшригә уйғур тәтқиқатчилиридин доктор абләт сәмәт билән доктор айсима мирсултанлар қатнашқан. Улар мәзкур тәтқиқат темисиниң риясәтчиси доктор оливер курф билән бирликтә луғәтниң уйғурчә қисмидики сөзлүкләрни ениқлаш вә изаһлаш ишиға мәсул болған. Нөвәттә германийә гөттиңген университетиниң қәдимки уйғур тили тәтқиқатчиси болуп ишләватқан доктор абләт сәмәт бу һәқтә зияритимизни қобул қилди. У “бәш тиллиқ манҗучә луғәт” ниң германчә нәшри һәққидә қарашлирини билдүрди.

“бәш тиллиқ манҗучә луғәт” чиң сулалисиниң каңши хани заманисида түзүлүшкә башлап, чйәнлуң хани дәвригә кәлгәндә бәш тиллиқ селиштурма луғәт һалитигә кәлгән. 1957-Йили бейҗиң милләтләр нәшрияти рәсимгә елиш усули билән мәзкур луғәтни рәсмий нәшр қилған болуп, бу ишқа уйғур тилшунаслардин ибраһим мутиий қатарлиқлар қатнашқан.

Доктор абләт сәмәтниң илгири сүрүшичә, бу қетим герман тили билән изаһланған йеңи нусха “бәш тиллиқ манҗучә луғәт” ниң һазирғичә нәшр қилинған әң мукәммәл вә хәлқара илмий өлчәмдики нәшри һесаблинидикән. Луғәтниң уйғурчә сөзлүклири 18-әсирдики уйғур тилиниң луғәт фондини тәтқиқ қилишта биринчи қол материял һесаблинидикән. Кишини техиму хушал қилидиғини шуки, мәзкур луғәтниң уйғурчә қисми германчә изаһати билән биллә йеқин кәлгүсидә айрим китаб һалитидә нәшр қилинмақчикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.