“мәрипәт” журнили мукапатлиқ әсәр қобул қилишни йолға қойди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2017.12.28
meripet-zhurnili-2017-4-01.JPG “мәрипәт” журнилиң 2017-йиллиқ 4-саниниң муқависи.
RFA/Arslan

“мәрипәт” журнили дини, илмий, иҗтимаий пәсиллик журнал болуп, йеқинда 2017-йиллиқ 4-сани нәшрдин чиқти.

“мәрипәт” журнилиниң йеңи санида йезилишичә, “мәрипәт” журнили һәр қетимлиқ санда елан қилинған әсәрләрни баһалап чиқип, униң ичидин икки парчә әсәрниң апторини мукапатлашни йолға қойған.

“мәрипәт” журнилиниң 2017-йиллиқ 4-сани, “ғәлибә вә үстүнлүкниң чүшәнчиси”, “илим вә иманниң карамити”, “чүш вә реаллиқ”, “түркийәниң омумий әһвали”, “унтулған өлима абдулла қариһаҗим” қатарлиқ 10 парчә әсәрни өз ичигә алиду. 

Бу журналдики бәзи әсәрләр тәтқиқат характерлик мақалиләр болуп, бәзлири дини вә иҗтимаий саһәләрни асас қилған мақалиләрни өз ичигә алиду. 

“мәрипәт” журнилида мукапатқа талланған әсәрләрниң мукапат қиммити 500 сәуди әрәбистан рияли нәқ пул болуп, оттура һесаб билән 150 доллар әтрапида икән. 

Биз бу тоғрида пикир қарашлирини елиш үчүн “мәрипәт” журнилиниң тәһрир һәйәтлиридин абдуләһәд оҗат әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. Униң билдүрүшичә, мукапат үчүн баһалашқа қатнаштурулған әсәрләр илмий тәтқиқат характердики әсәрләр, уйғур җәмийитиниң дини вә иҗтимаий мәсилилиригә алақидар муһакимә характердики әсәрләрдин ибарәт. Маарип тоғрисида йезилған әсәрләр вә тарихий характергә игә әсәрләрму баһалашқа қатнаштурулидикән. 

“мәрипәт” журнилиниң бу қетимқи йеңи санидики “унтулған өлима абдулла қариһаҗим” дегән әсәрниң аптори абдушүкүр муһәммәд мукапатқа еришкән. Биз мукапатқа еришкән абдушүкүр муһәммәд әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. 

Униң билдүрүшичә, “унтулған өлима абдулла қариһаҗим” дегән әсәрдә 1970-йилларда кучарда аләмдин өткән дини алимниң һаят иш-излири тонуштурулған икән.

Абдушүкүр муһәммәд әпәндиниң билдүрүшичә, абдулла қариһаҗим кучадики бәйтулла мәсчитигә имам болған икән. Бу киши әйни дәврдә кучада өткән юрт мөтивәрлиридин санилидиған даңлиқ шәхс икән, 1930-йилларда кучадики рәстә мәсчитидә имам болған, сәуди әрәбистанға берип динда оқуған икән. Оқуштин қайтип келип, кучада динға уйғун кәлмәйдиған қалақ иш-һәрикәтләрни чәкләп ақартиш елип барған. Кучада 1949-йили гоминдаң армийиси булаңчилиқ елип берип хәлқни булаң-талаң қилғанда абдулла қариһаҗим мәйданға чиқип, қаршилиқ көрсәткәнлики үчүн. Гоминдаң әскәрлири уни қаттиқ уруп паләч қилип қойған икән. Кейин аталмиш мәдәнийәт инқилаби дәвридиму хәлқ тәрәптә туруп һәқиқәтни сөзлигәнлики үчүн зәрбигә учрап еғир қийин-қистақларға елинған, түрмигә қамалған вә таяқ сәвәбидин кесәл болуп қелип, 1977-йили вапат болған икән. 

“мәрипәт” журнилиниң йеңи санда йәнә абдуләһәд учқун тәрипидин йезилған “түркийәниң омумий әһвали” дегән темида бир мақалә елан қилинған болуп, биз бу мақалиниң асасий мәзмуни вә йезилиш сәвәби тоғрисида абдуләһәд учқун билән сөһбәт елип бардуқ. У бу мақалиниң йезилиш сәвәби тоғрисида тохтилип мундақ деди: “һазир түркийә һөкүмити бир тәрәптин ислам дунясиға йәнә бир тәрәптин түрк дунясиға һамийлиқ қилишқа тиришиватқан бир пәйттә, вәтинимиздики алаһидә өзгиришләр сәвәбидин, дуняниң тәрәп-тәрәплиридин түркийәгә келип кетиватқан вә орунлишиватқан уйғурларниң сани хели көпәйди. Әмма түркийәниң диний, сиясий, иқтисадий вә иҗтимаий җәһәттики мурәккәп әһвали, бәзи кишилиримизни хели гаңгиритип қойди. Бәзибир ақ көңүл вә садда тиҗарәтчилиримиз қоймичиларниң алдам халтисиға чүшүп, иқтисади җәһәттин зиянға учраватқан болса, йәнә бәзи бир надан кишилиримиз ташқи көрүнүши дини алим тониға оринивалған, әмәлийәттә дин дүшмәнлиригә хизмәт қилидиған азғун пикирдики кишиләргә әгишип кетип тоғра ислам тәлиматлиридин йирақлишип хата вә әгри-тоқай йолларға кирип кетиватмақта. Йәнә бир тәрәптин бәзи бир яман ғәрәзлик пикирләрниң тәсиригә учриған надан уйғурлар түркийә һәққидә һәр хил сәпсәтиләрни вә төһмәтләрни ойдуруп чиқирип, хәлқимизни қаймуқтурушқа урунмақта. Биз әнә шу һәқиқәтләрни көз алдимизға қойған һалда уйғур мусулманларниң түркийәдә яшаватқан һәр хил милләт вә ирқлардин тәркиб тапқан һәр хил етиқад, мәзһәп, мәдәнийәт көз-қарашлириға мәнсуп кишиләрни вә түркийә җәмийитини чүшинишкә ярдәмчи болуп қалар дегән үмидтә бу мақалини йезип чиқтуқ”.

“мәрипәт” журнили қачандин башлап нәшр қилинди? қандақ темидики әсәрләр елан қилиниду? қайси мәзмундики әсәрләр мукапатқа еришәләйду? мукапатқа еришишиниң шәртлири барму? “мәрипәт”

Журнилиниң нәшр қилинишидики асасий нишан немә? журнални нәшр қилишта қандақ бир нәтиҗиниң оттуриға чиқиши арзу қилиниду?

Бу соалларниң җавабиға еришиш үчүн журналниң тәһрир һәйәтлиридин абдуләһәд учқун һаҗим, абдуләһәд оҗат қатарлиқлар билән сөһбәт елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.