Алматадики уйғур мәктипидә билим фестивали өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2015.12.22
Almata-bilim-festiwali.jpg

Алматадики уйғур мәктипидә өткүзүлгән билим фестивалидин көрүнүш. 2015-Йили 20-декабир. RFA/Oyghan

Almata-bilim-festiwali-1.jpg

Алматадики уйғур мәктипидә өткүзүлгән билим фестивалидин көрүнүш. 2015-Йили 20-декабир. RFA/Oyghan

Almata-bilim-festiwali-2.jpg

Алматадики уйғур мәктипидә өткүзүлгән билим фестивалидин көрүнүш. 2015-Йили 20-декабир. RFA/Oyghan

Almata-bilim-festiwali-3.jpg

Алматадики уйғур мәктипидә өткүзүлгән билим фестивалидин көрүнүш. 2015-Йили 20-декабир. RFA/Oyghan

Almata-bilim-festiwali-4.jpg

Алматадики уйғур мәктипидә өткүзүлгән билим фестивалидин көрүнүш. 2015-Йили 20-декабир. RFA/Oyghan

19-Вә 20-декабир алматаниң заря востока мәһәллисигә җайлашқа профессор мурат һәмрайеф намидики 150-оттура мәктәптә билим фестивали өткүзүлгән.

Бу һәқтә тохталған фестивал тәшкиллигүчилири фестивалиң қазақистандики уйғур миллий маарипини қоғдашта муһим әһмийәткә игә икәнлики, кәлгүсидиму бу хилдики паалийәтләрни көпләп өткүзидиғанлиқини билдүрди.

Қазақистан президентиниң “қазақистан йеңи аләмшумул әмәлий шараитта: өсүш, ислаһатлар, тәрәққият” намлиқ мәктупини қоллап-қуввәтлигән һалда, қазақ ханлиқиниң 550, қазақистан хәлқи ассамбилейисиниң ( миллий кеңиши) 20, көрнәклик алим мурат һәмрайефниң 80 йиллиқиға беғишланған “терикимиз - мустәқиллиқ, тиликимиз - муқимлиқ, биликимиз - бирлик” намлиқ мәзкур фестивал уйғур мәктәплирини қоллаш фонди, болупму униң рәиси, русийә тәбиий пәнләр академийисиниң әзаси, доктор, профессор алимҗан һәмрайеф вә униң орунбасари тонулған устаз музәппәр зайитофларниң алаһидә күч чиқириши билән өтти. Қаидә бойичә оқуғучилардин бәш түр бойичә, йәни уйғур тили, шундақла қазақистанниң билим министирлиқи тәстиқлиған бир туташ миллий имтиһан тизимиға киргүзүлгән қазақ тили, қазақистан тарихи, биологийә вә математика қатарлиқ пәнләрдин имтиһан елинған болса, уйғур тили вә әдәбияти, қазақ тили вә әдәбияти охшаш пәнләрдин инша елинди. Буниңдин ташқири йәнә улар шеирни ипадилик оқуш, өзи иҗад қилип язған шеирлар, тәсвирий сәнәт бойичиму өз билимлирини синиди.

Радиомиз зияритини қобул қилған фестивалниң қазилар комиссийисиниң рәиси, “атамура” нәшрияти уйғур редаксийәсиниң башлиқи малик мәһәмдиноф мәзкур паалийәт вә униң әһмийити һәққидә тохтилип, мундақ деди: “фестивалниң йәкүни 20-декабир күни заря востока мәһәллисидики билал назим намидики кафеда чиқирилди. Бу дәргаһқа хәлқимизгә вакалитән паалийәт елип бериватқан көплигән тәшкилатларниң әзалири қатнашти. Шу җүмлидин, җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизи, алмата шәһәрлик етно-мәдәнийәт мәркизи, ханим-қизлар кеңәшлири, ‛инайәт‚ бирләшмиси, уйғурларниң миллий бирләшмиси қатарлиқ тәшкилатлар қатнишип, өзлириниң мукапатлирини, соғилирини балиларға тапшурди. Зеһин синашниң баш мукапати 99 номур топлиған, мәзкур мәктәпниң 10-синип оқуғучисиға берилди. Башқа намлар бойичиму худди шундақ мукапатлар, медаллар, пәхрий ярлиқлар, соғилар берилди. Фестивал өзиниң мәқситигә йәтти дәп һесаблашқа болиду. Чүнки алимҗан тиливалди рәһбәрликидики мәзкур фондниң әзалири мундақ фестивални өткүзүштә мәлум бир тәҗрибигә игә. Шуңлашқа мәзкур фестивални өзиниң мәқситигә йәтти, дейишкә болиду. Мундақ паалийәтләр миллий мәктәплиримиздә билим еливатқан оқуғучилиримизниң әдәбият-сәнәткә болған қизиқишини ашурса, иккинчидин, фестивал, әлвәттә, балилиримизниң билимини ашурушта, уларниң келәчәктә алий мәктәпләрдә оқушиға чоң земин яритип бериду. Чүнки балилар у фестивалға әтраплиқ тәйярлиниду, ойғиниду, қизиқиду. Әнә шу бәш пәндин қәдимидәк мукәммәл тәйярлинип келиду. Шуңа мундақ фестивалларниң әһмийити хели юқири, дәп баһалашқа болиду.”

Диққәткә сазавәр нәрсә шуки, қазақистанда миллий маарипни үзлүксиз тәрғиб қилип келиватқан җәмийәтлик бирләшмиләрниң бири уйғур мәктәплирини қоллаш фондидур. У алмата шәһиридин ташқири алмата вилайитигә қарашлиқ наһийәләрдики уйғур тилидики мәктәпләрдиму һәр хил мавзуларға беғишланған паалийәтләрни, җүмлидин шеирийәт кечиликлирини, билим дәриҗисини көтүрүшкә қаритилған мусабиқиләрни, фестивалларни, учришишларни өткүзүп туриду. Зияритимизни қобул қилған шу фонд рәиси, русийә тәбиий пәнләр академийисиниң әзаси алимҗан һәмрайеф мундақ фестивалларниң мәқсити һәққидә шуни деди: “биз нурғунлиған билим фестиваллирини уюштуруп келиватимиз. Буниңға он йил болди. Асасий мәқситимиз уйғур маарипини сақлап қелиш. Қазақистанда уйғур маарипиниң һүли бар. Шу маарипни сақлап қалмайдиған болсақ биз чоң, еғир вәзийәткә дучар болимиз. Бу қетимқи фестивалимизға йүздин артуқ бала қатнашти. Алматада икки уйғур мәктипимиз алдида келиватиду, йәнә бир мәктәпни раваҗландуруш мәқситидә бу қетим заря востока мәһәллисидә уюштурулди. Бу қетимқи фестивалимиз бурунқиға сәл охшимайду, чүнки бу қетимқиси заря востока мәһәллисиниң 150-мәктәп оқуғучилириниң арисидила өткүзүлди. Әндикисини алмата шәһириниң уйғур мәктәплири арисида, наһийәләрдиму өткүзимиз, панфилоф, әмгәкчиқазақ наһийәлиригиму чиқимиз. Бу қетимда 10-синипниң оқуғучиси биринчи орунни йеңивалди. Бизниң у балиға ишәнчимиз юқири. Униң оқушқа чүшидиғиниға ишәнчимиз камил. Оқушқа чүшкичә у техиму қизиқип, алға меңип, алий оқушларға тәйярлиқ қилиду һәм биз уни көзитип туримиз. Бизниң асасий мәқситимиз балиларни оқушқа тәйярлаш.”

Мәлум болушичә, һазир қазақистанда атмиштин ошуқ сап уйғур тиллиқ вә арилаш тиллиқ мәктәпләр мәвҗут болуп, уларда 13 миң әтрапида уйғур балилири билим алиду. Һазир уларниң қисқирип кетиш хәвпи болғанлиқтин уйғур җәмийәтлик бирләшмилири, зиялийлар, йигит башлири, юрт актиплири вә җамаәтчилик буниңға йол қоймаслиқ мәқситидә бар мумкинчиликләрдин пайдилинишқа тиришмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.