Қазақистандики “инайәт” бирләшмиси миллий маарипқа алаһидә көңүл бөлмәктә

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2013.12.24
qazaqistan-uyghur-mektep-yash-senetkar.JPG Қазақистан заря востока мәһәллисидики мурат һәмрайеф намидики 150-мәктәпниң яш сәнәткарлири. 2013-Йили 25-май.
RFA/Oyghan

Қазақистан уйғурлириниң җәмийәтлик тәшкилатлири миллий мәдәнийәтни, маарипни раваҗландурушта, милләтләр ара достлуқ вә разимәнликни мустәһкәмләштә алаһидә паалийәтчанлиқ көрсәтмәктә.

Шуларниң бири “инайәт” бирләшмиси буниңдин бир йерим йил илгири қурулған болуп, һазир у ана тилида билим елиш, миллий мәктәпләрни һаҗәтлик оқуш қораллири билән тәминләш, яшларни чәтәлләрдә оқутуш вә иш билән тәминләш, нака балиларға мәниви вә маддий ярдәм көрситиш, мәдәнийәт, сәнәт вә тәнтәрбийә мәркәзлирини ечиш вә башқиму ишларда актиплиқ көрсәтмәктә.

Радиомиз зияритини қобул қилған “инайәт” бирләшмисиниң президенти турғанҗан розахуноф бир йилда қилинған ишлар һәққидә тохталди.

Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.