Қазақистандики үч тиллиқ билим бериш сиясити мулаһизә қилинмақта
2016.01.20
Мәлумки, өткән йили қазақистан президенти нурсултан назарбайеф қазақистан хәлқи ассамбилейисиниң 22-мәҗлисидә билим вә пән министирлиқи һәм мәдәнийәт министирлиқиға һәмкарлиқта үч тиллиқ билим бериш бойичә йол хәритисини ишләп чиқишни тапшурған иди.
Бу лайиһә бойичә барлиқ мәктәпләрдә вә алий оқуш орунлирида үч тилда, йәни дөләт тили қазақ тилида, милләтләр ара тил рус тилида вә хәлқара тил инглиз тилида билим бериш көздә тутулмақта. Йеқинда болса президент охшашлиқ вә бирликни күчәйтиш һәм тәрәққий әткүзүш нәзәрийисини тәстиқләш тоғрилиқ пәрманни имзалап, униңда тилларни раваҗландуруш, қоллиниш, билим бериш вә илим-пәнни тәрәққий әткүзүш бойичә 2020-йилғичә бәлгиләнгән дөләт программилири йеңилиниду, үч тиллиқ билим беришни илгирилитиш бойичә ахбарат саһәсидики паалийәтләр пилани әмәлгә ашурулиду, дәп көрситилгән иди. Мәзкур нәзәрийә 2015- вә 2020-йилларда әмәлгә ашурулмақчи.
Үч тиллиқ билим бериш сиясити қазақистандики миллий мәктәпләр алдида қандақ мәсилиләрниң туғулушиға елип келиду? буниңға омумән қазақистан мәктәплири тәйярму?
Зияритимизни қобул қилған қазақистан маарипиниң пешқәдәм вәкиллириниң бири емелян һошуроф үч тиллиқ билим бериш сияситидә уйғур тиллиқ мәктәпләрниң әһвали қандақ болидиғанлиқи һәққидә өз пикрини мундақ дәп билдүрди: “биз бурун билим саһәсидә ишлигәнликтин уйғур тилида билим беридиған мәктәпләрниң җағдийи қандақ болиду, дәп ойлаштуруп йүримиз. 153-Мәктәп гимназийидә он йил бурун бу тоғрилиқ мәсилә көтүрүлгән иди. Бу мәсилә бир туташ миллий имтиһанға бағлиқ болғанлиқтин асасий пәнләрдин физика, математика, биологийә пәнлирини инглиз тилида оқутуш, тарих, җуғрапийә пәнлирини қазақ тилида, айрим пәнләрни рус тилида, омумий оқуш пиланида 25 пән болса, уларниң сәккизи башқа тилда оқутулса, қалғанлири уйғур тилида оқутулидиған болса, биз өзимизниң ана тилини йоқатмаймиз, әксичә, балиларни мушу көп тиллиқ сиясәткә аста-аста үгитимиз, дәп өзүмниң пикрини ейтқан. Һазир билим министириниң буйруқи бойичә барлиқ мәктәпләр көп тиллиқ билимгә көчүватқан вақитта шу синақ башланған мәктәпләрдә йеникчилик болиду, дәп ойлаймән, сәвәби улар он йил бойи шу пәнләрни үч тилда оқутуп кәлди. Шуниң нәтиҗисидә балиларниң бир туташ миллий имтиһанға қатнишиш, юқири оқуш орунлириға чүшүш мәсилиси башқа мәктәпләргә қариғанда юқири болғанлиқини мәтбуат йүзидә көрүватимиз.”
Е. Һошуроф үч тиллиқ билим сияситигә көчүшниң заман тәлипи болғанлиқтин мушундақ синақларни йеза мәктәплиридиму давамлаштуруш һаҗәтликини оттуриға қоюп, йәнә мундақ деди: “синақ әмәс, сиясәт өзи әмәлгә ашидиған вақитта алдимизда мутәхәссисләр мәсилиси туриду. юқириқи оқуш орунлирида әң алди билән әнә шу мутәхәссиләрни тәйярлимисақ, у мәктәпниң әһвали унчилик яхши болмайду. юқири оқуш орунлиридиму бу мәсилә аста-аста көтүрүлүватиду. Бирақ әмди бәзидә ата-анилар, башқилар арисида "биз бу вақитта өзимизниң ана тили мәсилисини ақситип қоймаймизму?" дегән пикирләрму ейтилиду. Мениңчә, әгәр асасий пәнләр бойичә инглиз тилида улар билим алидиған болса, уларниң башқа оқуш орунлирида, башқа мәмликәтләрдә оқуш мәсилиси оңай йешилиду. Ана тилимизни пухта билип, шу дәриҗидә өгинидиған болсақ, балиларниң келәчики юқири болиду, башқа милләтләр билән селиштурғанда, бизғу улардин кәм әмәс, шу дәриҗидә өз тилимизни билип, бир баш юқири йүримиз.”
Игилишимизчә, һазир қазақистанда қазақ вә рус тиллиқ мәктәпләрдин ташқири йәнә өзбек, уйғур вә таҗик тиллиқ мәктәпләрму мәвҗут болуп, үч тиллиқ билим бериш сиясити әмәлгә ашқан тәқдирдә бу миллий мәктәпләрниң балилири ана тилини қошқанда төт тилни билидиған болуп чиқидикән.
Әвезоф намидики әдәбият вә сәнәт институтиниң баш илмий хадими, русийә тәбиий пәнләр академийисиниң әзаси, доктор алимҗан һәмрайеф өзиниң үч тиллиқ билим бериш сияситини қоллайдиғанлиқини илгири сүрүп, мундақ деди: “бу сиясәтни мән наһайити обйектиф реаллиққа асасланған сиясәт, дәп чүшинимән. Буни хәлқимизму чүшиниду дәп ойлаймән. Бу сиясәт асасида билим саһәсидиму ислаһатлар йүргүзүлүши керәк. Бу ислаһатларму шу җәрянда кетип бариду. Аз санлиқ миллий мәктәпләр үчүн бу сиясәт, әлвәттә, чоң, күтүлмигән өзгиришләрни елип келиду. Мән мушу тәрәптин әнсирәймән. Лекин буни тоғра елип маңидиған болса, бизниң мәктәпләр уттурмайтти. Буниңда қандақ иҗабий өзгиришләр, қандақ сәлбий нәтиҗиләр болиду һазирғичә бир немә дәп ейтиш қийин.”
А. Һәмрайеф өз сөзидә қазақистанда илгири сүрүлүватқан көп тиллиқ билим бериш сияситини әмәлгә ашурушта һәл қилишни тәләп қилидиған интайин нурғун мәсилиләрниң барлиқини, көпинчә мундақ мәсилиләрниң, болупму зиялийлар арисида мәвҗут икәнликини, оқуғучиларниң билим дәриҗиси һәм аң сәвийиси буни қобул қилишқа тәйярму яки йоқму дегәнгә охшаш соалларниң пәйда болуш еһтималлиқини тәкитләп, йәнә шундақ деди: “уларниң психикиси буни қобул қилиши наһайити тәс. Бу һәқтә мән алим сүпитидә бир нәрсә дейәлмәймән. Униң үстигә кадирларни шу сиясәткә маслаштуруш керәк, дәрсликләрни шуниңға асасланған һалда услублирини ишләп чиқиш керәк. Шуниң үчүн мән буни хәлққә чүшәндүргән, униң пикрини һесабқа алған һалда елип маңсекән дегән үмидим бар. Мән бу һәқтә өз пикирлиримни ашкара қоюшқа тиришиватимән, амма бизниң зиялийлар бу мәсилиләрни техичә дегәндәк чүшинип йетәлмиди.”
Көп тилни билиш һәм шу тилларда иҗад қилиш, әмгәкләрни бәрпа қилиш өтмүштин келиватқан бир әнәнә болуп, униң мушу күнләрдиму зөрүрлүки илгири сүрүлмәктә. Зияритимизни қобул қилған алмата шәһәрлик муәллимләрниң кәспини мукәммәлләштүрүш институтиниң хадими, филологийә пәнлириниң намзати руслан арзийеф көп тиллиқ сияситиниң милләт тәрәққияти үчүнму муһимлиқини, униң алаһидиликлирини атап келип, мундақ деди: “бизниң әҗдадлиримизму бурундин көп тиллиқ болған. Көп тиллиқ биз үчүн керәк. Буниң қазақистанда оттуриғанқоюлуши дуня билән бирлишишни мәқсәт қилиду. Пүткүл дуня һазир инглиз тилида сөзлишишкә интиливатиду, чүнки инглиз тили һәм илим-пәнниң, һәм тиҗарәтниң тили һесаблиниду. Мәктәпләрниң бу сиясәткә тәйярлиқи һәр хил болуши мумкин. Амма асасий җәһәттин, мәктәпләр буниңға тәйяр әмәс. Алди билән шу пәнләр бойичә мутәхәссисләрни тәйярлаш керәк, шу пәнләрни шу тилларда нәшргә тәйярлаш керәк. Оқуғучиларму балилар бағчисидин башлап тәйяр болуши керәк. Буниң һәммиси узақ вақитни алиду.”
Һазир мәзкур мәсилә әтрапида һәр хил пикир-қарашлар мәвҗут болуп, шулар ичидә миллий мәктәпләрниң, ана тилиниң тәқдири келәчәктә қандақ болиду, дегәнгә охшаш соалларниңму пәйда болуватқанлиқи байқалмақта. Бу һәқтә р. Арзийеф мундақ деди: “көп тиллиқ оқутушниң уйғур тилиға зийини барму дегәндә, сөзсиз зийини болиду. Тәбиий, җәмийәтлик пәнләр бойичә тилимизниң қоллиниш имканийити чәклиниду, аталғулиримиз аста-аста қоллиништин қалиду.. Амма қандақла болмисун, тәрәққиятниң йоли мушу болғанлиқтин мушу йеңи йолда меңишқа мәҗбур. Биз ана тилимизға зиян кәлмәйдиған йолларни издишимиз керәк. Мениңчә, униңға вақит бар һәм ундақ йолларниң тепилиши мумкин.”