Қазақистанда уйғур тилидики мәктәпләр йеңи оқуш йилини башлиди
2015.09.03
1-Сентәбирдә барлиқ қазақистан мәктәплири йеңи 2015-вә 2016-оқуш йилини башлиди. Һөкүмәт тәрипидин “билим күни” дәп рәсмий җакарланған бу күни мәктәпләрдә шу мунасивәт билән тәнтәнилик йиғинлар өткүзүш әнәнигә айланған.
Униңға муәллимләр вә оқуғучилардин ташқири маарип органлириниң вәкиллири, зиялийлар, ата-анилар, юрт-җамаәтчилик вә башқилар қатнашмақта. Қазақ, рус, өзбек, таҗик тилидики мәктәпләр билән бир қатарда, болупму алмата шәһири вә алмата вилайитидә орунлашқан сап уйғур вә арилаш тиллиқ мәктәпләрдә билим еливатқан уйғур балилириму йеңи оқуш йилини мунасип қарши алди.
Бүгүнки күндә қазақистан уйғурлирини биарам қиливатқан мәсилиләрниң бири, омумән уйғур тилида оқуватқан балиларниң барғансери кемийип кетип барғанлиқидур. Биз алмата шәһири вә алмата вилайитиниң бәзи мәктәплири билән алақилишип, төвәндики мәлуматларни игилидуқ.
Алмата шәһири достлуқ мәһәллиси абдулла розибақийеф намидики 153-мәктәп-гимназийәдә 164 бала 1-синипқа, 105 бала тәйярлиқ синипиға, султан қорған мәһәллиси мәсим яқупоф намидики 101-мәктәп-гимназийәдә 135 бала 1-синипқа, 80 бала тәйярлиқ синипиға, заря востока мәһәллиси мурат һәмрайеф намидики 150-мәктәптә 36 бала 1-синипқа, 35 бала тәйярлиқ синипиға кәлгән болса, әмди алмата вилайити панфилоф наһийисиниң яркәнт шәһири хелил һәмрайеф намидики мәктәптә 42 бала 1-синипқа, 15 бала тәйярлиқ синипиға, билал назим намидики мәктәптә 132 бала 1-синипқа, 35 бала тәйярлиқ синипиға, уйғур наһийисиниң ғалҗат оттура мәктипидә 36 бала 1-синипқа, 12 бала тәйярлиқ синипиға, чонҗа йезиси илия бәхтия намидики мәктәптә 50 бала 1-синипқа, 40 бала тәйярлиқ синипиға, әмгәкчиқазақ наһийисиниң байсейит йезиси исмаил тайироф намидики мәктәптә 72 бала 1-синипқа, 40 бала тәйярлиқ синипиға, қариторуқ достлуқ мәһәллиси оттура мәктипидә 41 бала 1-синипқа, 32 бала тәйярлиқ синипиға, талғир наһийисиниң бесағаш йезиси 29-мәктәптә 16 бала 1-синипқа, 28-мәктәптә 12 бала 1-синипқа кәлгән.
Уйғур тилида билим еливатқан оқуғучиларниң башқилар қатарида яхши нәтиҗиләрни қолға кәлтүрүватқанлиқи мәлум. Мәсилән, алмата шәһири абдулла розибақийеф намидики 153-мәктәп-гимназийә мудири шавкәт өмәроф радиомиз зияритини қобул қилип, өткән оқуш йили йәкүни һәққидә мундақ деди:
Өткән оқуш йилиниң нәтиҗиси наһайити яхши. Мәктәпни 31 учумкар пүттүргән. Бир тутуш имтиһанға берип, биз 105.7 Номур елип, әвезоф наһийиси бойичә биринчи орунни игилидуқ, йәни ана тилимизда оқуп, имтиһанларни қазақ вә рус тиллирида тапшуруп, биринчи орунни игиләш бу наһайити чоң утуқ, шу 31 балидин 28 балимиз алий оқуш орунлириға чүшти, уларниң они һәқсиз, йәни грант һесабиға, қалған 18 и һәр хил оқуш орунлириға чүшти. Чүшкән оқуш орунлири сапла дөләтлик, хәлқара университетлар. Бизниң балилиримиз яхши кәсипләрни таллиди. Балилиримизниң 90 пирсәнти оқушқа чүшүватиду. Бу қазақистан бойичиму, миллий мәктәпләр бойичиму чоң көрсәткүч. Бу, әлвәттә, бизниң утуқимиз. Бүгүнки күндә биз миллий кадирға моһтаҗ. Шу балилиримиз келәчәктә һәр бир саһәләрдә вәтинимиз қазақистан дияриға, дуня миқясида хәлқимизгә хизмәт қилидиған оғул-қизлардин болуп чиқиду. Шуниңға биз наһайити хушал.
Ш. Өмәроф шундақла уйғур мәктәплиригә бала топлаш мәсилисиниң узун йиллардин буян пүткүл мәһәллә юрт-җамаәтчиликиниң, җәмийәтлик бирләшмиләрниң диққәт мәркизидә болуп кәлгәнликини алаһидә тәкитлиди. У пәқәт сапалиқ билим вә яхши нәтиҗиләр арқилиқ балиларни вә ата-аниларни уйғур тилидики мәктәпләргә җәлп қилишниң муһимлиқини көрситип, йәнә мундақ деди:
Биз 2008-йили 5 синип, 4 тәйярлиқ синипини ачтуқ. 2008, 2009, 2010 үч йил бәш биринчи синипни вә төт тәйярлиқ синиплирини ачтуқ. 2011, 2012, 2013 вә 2014-йиллири биз алтә синиптин ечиватимиз, бирақ алтә синипта балиларниң сани 155 әтрапида иди. Бу йили һәқиқәтәнму 170 кә йеқин бала биринчи синипқа, тәйярлиқ синипиға 105 бала кәлди. Бу мәктәпниң юқири дәриҗидә билим бериватқанлиқиниң бәлгиси вә йил ахиридики нәтиҗигә бағлиқ, йәни қанчә бала оқушқа чүшүватиду. Бурун йигит башлиримиз, наһийәлик мәдәнийәт мәркәзлиримиз кочиму-коча меңип, тәшвиқат ишлирини йүргүзгән иди. Униңдин кейин биз тәшвиқат ишлирини йүргүзмидуқ. Тәшвиқатни оқуғучилиримизни ата-анилар өзлири уларниң билими арқилиқ, мәктәпниң уларға болған көзқариши арқилиқ тәшвиқат қиливатиду. Әң юқири тәшвиқат бу билимниң сапаси вә көрсәткүч, нәтиҗә. Нәтиҗә көтүрүлсә ата-анилар өзлири елип келиду. Бүгүнки күндә мәктипимизгә ақбулақ, алғабас, заря востока, горний гигант, калинин вә башқа йәрләрдин келип оқуватқан балилиримиз наһайити нурғун. Өз вақтида бир тарихий шәхсниң “һәммини кадирлар һәл қилиду” дәп ейтқан сөзи бар. Бүгүнки күндиму һәммини кадирлар йешиду. Муәллимниң салаһийити қанчә юқири болса, қанчә яхши билим берәлисә, қанчә өзиниң ишини яхши көрәлисә, шу өзиниң иши түпәйли мәктәпниң тәрәққиятиға өз үлүшини қошуп, шу паалийити арқилиқ тәшвиқат ишлирини йүргүзиду. Мәктипимиздә 120 муәллим бар. Шуларниң дәриҗиси көтирилгәнликтин муәллимләрниң, балиларниң сапасиму көпийиватиду. Бу йили оқуш йилини 1400 оқуғучи билән башлидуқ.