Қазақистандики уйғур мәктәплири йеңи мәвсумлуқ оқушни башлиди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2017.09.05
Xelil-hemrayef-mektep-murasim.jpg Хелил һәмрайеф намидики оттура мәктәптә йеңи оқуш йилини башлаш мурасимидин көрүнүш. 2017-Йили 2-сентәбир, қазақистан.
RFA/Oyghan

Бу йили 2-сентәбирдә йеңи 2017- вә 2018-оқуш йилиниң башлиниш мунасивити билән қазақистанниң барлиқ омумий оттура билим беридиған мәктәплиридә “биринчи қоңғурақ” мурасими болуп өтти. Қазақистан җумһурийитиниң билим вә пән министирлиқи билим башқармисиниң мәхсус буйруқи билән бу күни қазақ, рус, өзбек, уйғур вә таҗик тиллиридики мәктәпләр мәмурийити йәрлик билим бериш бөлүмлири билән бирликтә тәнтәнилик йиғинлар уюштурди. Мундақ йиғинлар қазақистандики оқуш уйғур тилида йүргүзүлидиған мәктәпләрдиму дағдуғилиқ өтти.

Мәлуматларға қариғанда, уйғур тилидики мәктәпләр уйғурлар зич олтурақлашқан алмата шәһириниң достлуқ, султанқорған, заря востока мәһәллилиридә, шундақла алмата вилайитиниң талғир, әмгәкчиқазақ, уйғур вә панфилоф наһийилиридә җайлашқан болуп, җәмий 15 миң әтрапида уйғур қиз-йигитлири ана тилида билим алиду. Һазир мәмликәттә таза уйғур тиллиқ вә арилаш, йәни оқуш қазақ, рус вә уйғур тиллирида йүргүзүлидиған мәктәпләр болуп, уларниң омумий сани 60тин ашиду. Бу мәктәпләрниң һәммиси һөкүмәт ғәмхорлуқи астиға елинған болуп, улар ана тилидики оқуш қораллири, шундақла заманиви тәләпләргә лайиқ җабдуқланған биналар билән тәминләнгән.
2-Сентәбирдә алмата вилайити панфилоф наһийисиниң мәркизи яркәнт шәһиридә орунлашқан хелил һәмрайеф намидики оттура мәктәптә йеңи оқуш йили йеңи мәктәп бинасиниң ечилиш мурасими билән башланди. Зияритимизни қобул қилған мәзкур мәктәпниң уйғур тили вә әдәбияти муәллими сәнәм һәмрайева бу мурасим һәққидә мундақ деди: “бу йили биз, устазлар, үчүнла әмәс, бәлки пүткүл наһийә хәлқи үчүнму унтулмас вәқә болуватиду, сәвәби хелил һәмрайеф намидики оттура мәктәп устазлири вә оқуғучилири үчүн 300 орунлуқ заманиви мәктәп бинаси селинип, пайдилинишқа берилди. Шуни алаһидә тәкитләш керәкки, бу иш елимиз рәһбәрлики илгири сүргән "нурлуқ йол" дөләт программиси даирисидә әмәлгә ашурулди. Мәктәп бүгүнки күнниң тәләплиригә лайиқ селинған. Тәлим-тәрбийә ишлирини мувәппәқийәтлик йүргүзүш үчүн мәктәп тән-һәрикәт зали, 100 орунлуқ ашхана, кутупхана, мәҗлис заллири, мәхсус бөлмиләр билән тәминләнгән. Мәлумки, хелил һәмрайеф мәктипи җумһурийәт даирисидики билим мәзмунини йеңилашқа қатнишиватқан оттуз синақ мәктәплири қатариға киргүзүлди. Ахирқи үч йил давамида бизниң башланғуч синип муәллимлири наһийә бойичә башланғуч синип муәллимлиригә заманиви йеңи билимгә оқутуп вә өгитип кәлмәктә. Мәктәп мудири зулфийә мәшүрова рәһбәрликидә педагогика коллектипи зор иҗадий утуқларни қолға кәлтүрди. Атап ейтқанда, җумһурийәт даирисидә оттуз синақ мәктәплири ичидин, сәккиз илғарлар тәркибидин тилға елинди”.

С. Һәмрайева шундақла мәктәпниң йеңи бинасини ечиш мурасимида наһийә һакими бердавлет абдулдайефниң тәнтәнә қатнашқучилирини қазақистанниң асасий қануни һәм билим күни, шундақла қурбан һейт байрими билән қизғин тәбрикләп, мәмликәттә сиясий турақлиқни, җәмийәтлик разимәнликни сақлап қелиш үчүн көплигән ишларниң қилиниватқанлиқини алаһидә тәкитлигәнликини билдүрди. У мәктәпни салған “алмата мәдәний-турмуш қурулуши” җәмийитиниң қурулушчилириға, әхмәтҗан шәрдиноф, асимҗан злавдиноф, арупҗан җумахуноф, наһийилик уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси дилшат насироф вә башқиларға пүткүл мәктәп коллектипи намидин миннәтдарлиқини изһар қилди.
Бу йили мәктәп босуғисини йеңидин атлиған алтә яшлиқ балилар тәйярлиқ, йәни 0-синипқа вә 1-синипқа елинди. Биз шәһәрдики уйғур мәктәплири билән алақилишип, төвәндики мәлуматларни игилидуқ. Алмата шәһириниң достлуқ мәһәллисидики абдулла розибақийеф намидики 153-мәктәп-гимназийәсидә бәш 0-синип ечилип, униңға 99 бала, бәш 1-синипқа 129 бала, султанқорған мәһәллисидики мәсим яқупоф намидики 101-мәктәп-гимназийәсидә икки 0-синипқа 47 бала, төт 1-синипқа 117 бала, заря востока мәһәллисидики мурат һәмрайеф намидики оттура мәктәптә икки 0-синипқа 34 бала, икки 1-синипқа 24 бала кәлгән.

Кейинки вақитларда уйғур мәктәплиригә бала топлаш қазақистан уйғур җамаәтчиликини, зиялийлар вә җәмийәт бирләшмилирини көп ойландуридиған җиддий мәсилиләрниң биригә айланди. Бәзи мәктәпләрдә балилар сани оттура һесабта өсүватқан болсиму, амма омумән уйғур тилидики мәктәпләргә келидиған балиларниң сани барғансери азаймақта. Алмата вилайитиниң челәк тәвәсигә қарашлиқ ғәйрәт йезисидики исмаил саттароф намидики оттура мәктәпниң қазақ тили муәллими абдулҗан азнибақийефниң ейтишичә, көплигән йезилар аһалисиниң асасий қисмини уйғурлар тәшкил қилсиму, көпчиликниң балилирини рус тиллиқ мәктәпләргә бериши давам қилмақта. У өзи истиқамәт қиливатқан ғәйрәт йезисидики әһвалға тохтилип, мундақ деди: “бу йилқи оқуш йилиниң башлиниши билән исмаил саттароф намидики мәктәпниң тәйярлиқ синипиға 20, 1-синипиға 16 оқуғучи кәлди. Бу, әлвәттә, қанаәтлинәрлик әмәс, сәвәби йезида униңдин көп бала бар. Лекин ата-анилиримиз пәрзәнтлирини өзгә тилида оқутушни әвзәл көрүватиду. Раст, һәр кимниң өз хаһиши бар. Лекин, миллий ғурур тәрәптин елип қариғанда әпсуслинарлиқ иш. Бу мәсилигә синип рәһбәрлири, юрт җанкөйәрлири актип арилишиватсиму, бәзи бир қериндашлиримиз райидин қайтар әмәс. Башқа дөләтләргә қариғанда қазақистан һөкүмити уйғур хәлқигә мумкинчилик-шараитларни яритип бериватиду. Шуни тоғра пайдиланмайватимиз. Келәчәктә бу кәмчиликләрниң орнини толдуруш мәқситидә сәмимий чүшинишлик билән тәрғибат ишлири йүргүзүлүп, уйғур мәктәплириниң паалийити җанлиниду дәп үмид қилимән”.

Игилигән мәлуматлиримиз бойичә, әмгәкчиқазақ наһийисиниң байсейит йезисидики исмаил тайироф намидики оттура мәктәптә 50 бала 0-синипқа, 53 бала 1-синипқа, уйғур наһийисиниң чонҗа йезисидики илия-бәхтия намидики оттура мәктәптә 37 бала 0-синипқа, 56 бала 1-синипқа, панфилоф наһийисиниң яркәнт шәһиридики хелил һәмрайеф намидики оттура мәктәптә 36 бала 0-синипқа, 44 бала 1-синипқа, билал назим намидики оттура мәктәптә 15 бала 0-синипқа, 100 бала 1-синипқа киргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.