Классик шаир билал назим әсәрлири қазақистан уйғур мәктәплиридә системилиқ оқутулмақта

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2015.12.29
Bilal-nazim-heykili-Qazaqistan.jpg Қазақистан яркәнт шәһиридики билал назим һәйкили. 2014-Йил.
RFA/Oyghan

Уйғурларниң өтмүш тарихида өткән намайәндиләр көпләп санилиду. Әнә шуларниң бири 19-әсирдә яшиған классик шаир билал назимдур.

Билал назим әсәрлири уйғур әдәбиятшунаслири тәрипидин көп тәтқиқ қилинған болуп, һәтта қазақистандики уйғур оттура мәктәп дәрсликлиригә толуқ киргүзүлгән болуп, уйғур оттура мәктәп оқуғучилири оқуш пүттүргүчә униң әсәрлири билән асасән дегүдәк тонушуп болидикән.

Билал назимниң нами қазақистанда совет иттипақи дәвридила әбәдийләштүрүлгән болуп, бир қанчә мәктәп вә кочиларға униң исми қоюлған иди.
Алматадики ихтияри мухбиримиз ойған билал назим әсәрлириниң тәтқиқ қилиниш вә оқутулуш әһвали һәққидә мәлумат бериду.

19-Әсирдә билал назимдин башқа йәнә абдуреһим низари, турди ғәриби, норузахун зияи, молла шакир, сейит муһәммәт қаши қатарлиқ көплигән шаирлар яшиған болуп, улар уйғур әдәбиятини мәзмун вә шәкил җәһәттин бейитишқа салмақлиқ төһпә қошти. Билал назим “ғәзәлият”, “ғазат дәр мүлки чин”, “нузугум”, “чаңмоза йүсүпхан” охшаш әсәрләрниң апторидур. Әдиб 1825-йили ғулҗа шәһириниң қазанчи мәһәллисидә туғулуп, 1900-йили һазирқи қазақистанниң яркәнт шәһиридә 75 йешида вапат болған.

Шаир билал назимниң һаяти вә иҗадийити қазақистанда кимләр тәрипидин тәтқиқ қилинди? бу һәқтә қандақ әмгәкләр йезилди? униң иҗадийитини уйғур тилида билим беридиған мәктәпләрдә оқутуш мәсилиси? әдибниң исмини әбәдийләштүрүш үчүн немиләр қилинди?

Билал назимниң һаяти вә иҗади һазир қазақистандики атмиштин ошуқ уйғур вә арилаш тилларда оқутулидиған мәктәпләрниң уйғур әдәбияти дәрслиридә оқутулиду. Қазақистанда әдәбият пениниң яш әвладларни тәрбийиләштики ролиға алаһидә көңүл бөлүнүп кәлмәктә. Бу һәқтә радиомиз зияритини қобул қилған алмута вилайитиниң яркәнт шәһиридә орунлашқан хелил һәмрайеф намидики оттура мәктәпниң уйғур тили вә әдәбияти муәллими бәхитҗан разийеф мундақ деди:
Уйғур әдәбиятиниң бүйүк классик шаири билал назимниң иҗади оттура мәктәпләрдә асасән уйғур әдәбияти пенидә 6-синиптин башлап оқутулиду. Оқуғучилар 6-синипта “нузугум” қиссиси, 8-синипта шаирниң ғәзәллири, 9-синипта “ғазат дәр мүлки чин” дастани, 11-синипта “ғәзәлият”, “ғазат дәр мүлки чин”, “чаңмоза йүсүпхан” дастанлири билән тонушиду. Билал назим иҗадийитини оқуш арқилиқ оқуғучилар хәлқимизниң тарихини, тарихий шәхсләрниң һаятини һәртәрәплимә тонуп билиду. Бүйүк классик билал назимниң “нузугум” қиссиси арқилиқ бизниң яш ғунчилиримиз әрликкә, қорқумсизлиққа, вәтәнпәрвәрликкә тәрбийилиниду.

Қазақистандики яркәнт гуманитарлиқ техникоминиң оқутқучиси, филологийә пәнлириниң намзати һакимҗан һәмрайефниң ейтишичә, билал назим әсәрлирини тәһлил қилиш, тәтқиқ қилиш вә нәшр қилиш ишлири 19-әсирниң иккинчи йеримида рус шәрқшунас алими николай пантусоф тәрипидин қолға елинған болуп, совет иттипақи дәвридә алимлар осман мәмәтахуноф, мурат һәмрайеф, савут моллаутофлар тәрипидин давамлаштурулған. У бу һәқтә мундақ деди:
Филологийә пәнлириниң доктори м. Һәмрайеф билал назим иҗадийитини нәшргә тәйярлаш билән биллә әдиб әсәрлирини рус вә өзбек тиллириға тәрҗимә қилди. Алимниң “дәвр сәһипилири”, “һаят ялқуни” монографийилиридә, мәктәпниң 9-синипиға беғишланған уйғур әдәбияти дәрсликлиридә билал назим иҗади һәққидә баһалиқ пикирлирини оттуриға салса, филологийә пәнлириниң намзати осман мәмәтахуноф “билал назимниң һаяти вә иҗади” намзатлиқ диссертатсийиси даирисидә һәртәрәплимә тәтқиқ қилинған. Билал назим иҗадийитини өгинишкә қириқ йилдин ошуқ өмрини беғишлиған с. Моллавутоф төт илмий китаб, 30дин ошуқ мақалисини мәтбәәдә елан қилған. Алимниң издинишлири арқисида 1961-йили “талланма әсәрләр”, 1976-йили “әсәрләр”, шу йили йәнә “билал назимниң һаяти вә иҗади”, 1987-йили “вәтән ишқида”, 2002-йили “һаят даванлири” намлиқ монографийә вә мақалиләр топламлири йоруқ көрди. С. Моллавутоф пүткүл өмри бойи билал назимниң һаяти вә иҗадийитигә мунасивәтлик материялларни топлаш, издәштүрүш билән болғанлиқини байқашқа болиду.

Мәлумки, йәттисуда совет һакимийити орнитилғандин кейин, диний етиқадларни чәкләш, җай-җайлардики мәсчитләрни йепиш, коммунистик идийигә мас кәлмәйду дегән баһанә билән қәдимий ядикарлиқларни уҗуқтуруш ишлири кәң қанат яйған иди. Мундақ ишлар билал назим кейинки йиллири яшиған яркәнт тәвәсидиму йүз бәрди. Бу һәқтә һакимҗан һәмрайеф мундақ деди:
Панфилоф наһийисиниң садир йезисида 20-әсирниң 30-йиллиридики колхозлаштуруш пәйтидә мәдрисидики китабларни көйдүрүветиш хәвпи туғулғанда адәмни тавут билән елип чиққанға охшаш китабларни заратгаһлиққа елип чиқип көмүвәткән икән. Мушу вәқәдин учур тапқан с. Моллавутоф шаир хелил һәмрайеф иккиси 1959-йили садир йезисиға келип, қәбридики китабларни көздин кәчүрүп чиққан. Лекин китаблар вақитниң өтүшигә бағлиқ упрап, угулуп, пәқәт айрим парчилириниң сақлинип қалғанлиқини көрди. Әпсуски, билал назим әсәрлири бу қәбридин тепилмиди. Лекин алим савут моллаутофниң тәлийигә 20-әсирниң 50-йиллири шинҗаң-уйғур аптоном райониға әвәтилгән қазақистан яшлар вәкиллири тәркибидә ғулҗада болуп, атақлиқ диний зат абдумутәлли хәлпәмдин “ғәзәлият” ниң қолязмисини тапиду. Бу қолязма алимниң 1961-йили билал назим талланма әсәрлирини нәшр қилишқа асас болиду. Алим с. Моллавутофниң илмий издинишлири арқисида билал назим әсәрлири мәктәп оқуш қораллирида орун алди. Шундақла алимниң издинишлири қазақистан пәнләр академийиси тәрипидин юқири баһалинип, 1992-йили филологийә пәнлириниң намзати илмий дәриҗисини бәрди.

Қазақистан уйғур мәтбуати сәһипилиридә елан қилған мәлуматларға қариғанда, бу йили билал назимниң туғулғиниға 190 йил вә вапат болғиниға 115 йил толған болса, яркәндтики билал назим намидики уйғур оттура мәктипи ишикиниң ечилғиниға вә мәзкур мәктәп йенида шаир һәйкилиниң қәд көтүргинигә 22 йил болған икән.

Әдиб билал назимниң намини әбәдийләштүрүш ишлири совет дәвридә башланған болуп, буниңға өз вақтида һөкүмәт даирисидә әһмийәт берилгән иди. Бу ишқа болупму игилик рәһбәрлири, уйғур зиялийлири вә юрт-җамаәтчилик җиддий арилишип, нәтиҗидә яркәнт шәһиридә билал назим намидики оттура мәктәп бинаси селинип, шаир ядикарлиқи орнитилди. Бу җәрянда қандақ ишлар елип берилди? биз әнә шуниңға йеқиндин арилашқан шәхсләрниң бири, илгирики “коммунизм туғи”, һазирқи “уйғур авази” гезитиниң яркәнт райони бойичә сабиқ мухбири, пешқәдәм журналист абдукерим тудияроф билән сөһбәт елип бардуқ.

У билал назимниң намини әбәдийләштүрүш ишлириниң 1980-йиллардила әмәлгә ашқанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.