Қазақистанлиқ уйғур зиялийлири миллий маарипниң бүгүнки бәзи мәсилилири һәққидә тохталди
2016.07.29

Мәлумки, қазақистан уйғурлири алдида турған муһим мәсилиләрниң бири миллий маарип тәқдири болуп, униң келәчики, йәни уйғур мәктәплиригә бала топлаш, уйғур мәктәплирини сапалиқ вә заман тәлипигә лайиқ оқуш қораллири вә тәҗрибилик мутәхәссисләр билән тәминләш вә башқилар көпчиликни қаттиқ ойландурмақта.
Игилишимизчә, алмута шәһири вә алмута вилайитигә қарашлиқ наһийиләрдики уйғур тиллиқ, арилаш тиллиқ, йәни уйғур, қазақ вә рус тиллиқ мәктәпләрдә, болупму уйғур тили вә әдәбияти пени бойичә 1980 - йили алмута шәһиригә орунлашқан абай намидики қазақ педагогика институтиниң филологийә факултетида ечилған рус - уйғур бөлүмидә билим алған муәллимләр ишлимәктә.
Өз вақтида уйғур бөлүми һәр йили 25 бала, бәзи йиллири һәтта 30 бала қобул қилған болса, ахирқи йиллири униңға кәлгүчиләрниң сани хели қисқирип, һазир униңға һәр йили бәш орун аҗритилмақта.
Уйғур бөлүминиң ечилишиға немә сәвәб болди? униң уйғурлар һаятидики әһмийити немидә? униң ишини яхшилашниң қандақ йоллири мәвҗут иди? кейинки тәқдири қандақ болар?
Радийомиз зияритини қобул қилған өз вақтида ташкәнт шәһиридики оттура асия университетини тамамлиған пешқәдәм устаз, тилшунас алим өктәбир җамалдиноф қазақистандики уйғурлар саниниң һәмдә ана тилида оқуватқан балилар саниниң көпийиш сәвәбидин 1980 - йили биринчи нөвәттә тил вә әдәбият пәнлири муәллимлирини тәйярлаш зөрүрлүки туғулғанлиқини ейтти.
У мундақ деди: “һәқиқәтәнму кадир тәйярлашқа, уйғур зиялийлирини йетиштүрүшкә, уйғур тилида билим елишқа кәң йол ечилди. Һазирғичә шу бөлүмни түгәткәнләр ишлимәктә. Ечинарлиқ йери шуки, уйғур мәктәплиридә уйғур тарихи өтүлмәйду. Шуниң үчүн мәдәнийәт мәркәзлири, зиялийлар шуни тәләп қилиши керәк.”
Өктәбир җамалдинофниң тәкитлишичә, өз вақтида уйғур бөлүми тил вә әдәбияттин ташқири йәнә қошумчә тарих, башланғуч синип, психологийә, қазақ тили, инглиз тили қатарлиқ пәнләрдинму мутәхәссисләрни тәйярлиған иди. У өз вақтида уйғур бөлүминиң даирисини техиму кеңәйтиш тоғрилиқ илтимас қилғанлиқини әсләп, йәнә мундақ деди: “мениң пикримчә, бир бәш йиллиқни тил вә әдәбият, йәнә бирини тил - әдәбият вә тарих, шундақла химийә вә биологийә, физика вә математика пәнлиридин муәллимләрни йетиштүрүп бәрсә, уйғурларда башқа пәндин муәллим йоқ, дегән гәп чиқмайтти.”
Өктәбир җамалдиноф уйғур мәктәплириниң бүгүнки әһвалиға һәм уларни мутәхәссисләр билән тәйярлаш мәсилисигә көңүл бөлүнмәйдиған болса, бу йәрдики уйғурларниң келәчикиниң еғир болуш еһтималлиқини илгири сүрди.
М. Әвезоф намидики әдәбият вә сәнәт институтиниң баш илмий хадими, әдәбиятшунас доктор алимҗан һәмрайеф уйғур бөлүминиң ечилишини қазақистан уйғурлири һаятидики чоң мәдәний вәқә болғанлиқини ейтип, униң тарихий йилтизини чүшәндүрди.
У мундақ деди: “80 - йиллири уйғурлар маарипта хели чоң утуқларға йәткән дәвр болди. Уйғур зиялийлириниң зор қошуни пәйда болуп, қайси саһә болмисун, илгириләшкә башлиған бир дәвр иди. Мундақ бир дәврдә уйғур бөлүминиң ечилиши шу дәвргә мувапиқ бир көрүнүштур. Уйғур бөлүмигә илғар уйғур яшлири қобул қилинди. Бу вақитта мениңдиму бу йәргә чүшүш армини бар иди. Бүгүнки күндә шу балилар һәр хил саһәләрдә ишлимәктә.”
Алимҗан һәмрайеф оқушни тамамлиған уйғур балилириниң асасий җәһәттин туғулған юртлириға берип, миллий маарипни көтүрүшкә паал арилашқанлиқини, мундақ вәқәниң һечқачан болуп көрмигәнликини илгири сүрүш билән биллә, бүгүнки ечинишлиқ әһвалға әпсуслинидиғанлиқини билдүрди.
У мундақ деди: “шунчилик арзу - арманлар билән ачқан бөлүм бүгүн еғир әһвалда. Буниңда һәммимизниң әйиби бар. Һазирқи таңда миллий зиялийларни тәйярлайдиған орунлар наһайити кемийип кәткән пәйттә бу әһвал көзимизгә сөрүн көрүниду. Амма вақит өтүп, буни өз әйнигә кәлтүрүш, шундақ дәврини һасил қилиш бүгүнки күнниң муһим мәсилилириниң бири.”
Зияритимизни қобул қилған уйғур бөлүми учумкарлириниң бири, “мектеп” нәшрияти уйғур редаксийәсиниң хадими сәлимәм балинова уйғур бөлүминиң бир оқуғучиси сүпитидә өзини бәхтлик һесаблайдиғанлиқини билдүрди.
У мундақ деди: “шу йәрдә билим бәргән ғоҗәхмәт сәдвақасоф, өктәбир җамалдиноф, мәхмут абдурахманоф, савут моллавутоф, давут исийеф охшаш устазлиримниң арқисида билим вә тәрбийә елип, бүгүнки күнлүктә миллитимниң омумий тәрәққиятиға бир кишилик төһпәмни қошуватимән, дәп ойлаймән. Мән бөлүм ечилип, иккинчи йили, йәни 1981 - йили оқушқа чүшүп, уни 1986 - йили тамамлидим. Мән биллә оқуған курсдашлиримниң көпи һазир уйғур мәктәплиридә ишләватиду. Курсдашлиримниң ичидин шундақла юқири дәриҗигә еришкән устазлар, алимлар вә язғучилар йетилип чиқти.
Сәлимәм балинова шундақла уйғур бөлүмини тамамлиған һәм миллий маарипқа бипәрва қаримайдиған барлиқ юртдашларниң, вәтәндашларниң, кәсипдашларниң бир йәргә җәм болуп, алдида турған мәсилиләрни һәл қилиш, уйғурларниң бир милләт болуп сақлиниши үчүн бар күчини ишқа селиш һаҗәтликини оттуриға қойди.