Қазақистанлиқ уйғурлар ана тилида оқуйдиған балиларниң санини көпәйтиш амаллирини издимәктә
2018.08.10
Уйғур тилидики мәктәпләрни сақлап қелиш, ана тилида билим еливатқан балиларниң санини көпәйтиш қазақистан уйғурлириниң бүгүнки күндики әң муһим мәсилилириниң бири болуп қалмақта. Шу мәқсәттә болупму йеза йәрлиридики уйғур аһалиси, актиплар, зиялийлар һәр хил чариләрни көрмәктә. Йеқинда уйғурлар зич олтурақлашқан алмута вилайитиниң әмгәкчиқазақ наһийисидики чоң йезиларниң бири қаратуруқта җәм болған уйғурлар мушу мәсилиләрни муһакимә қилди.
Мәзкур йиғинға алмута шәһиридин бир түркүм зиялийлар, шу юртта туғулуп өскән һәр саһә вәкиллири қатнашти. Йиғинни ачқан челәк районлуқ уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси майдин абдуллайеф бүгүнки күндә уйғурларни ана тил вә миллий маарип тәқдири биарам қиливатқанлиқини, челәк вә қорам йезилирида юрт-җамаәтчилик актиплири шундақла алмута шәһиридин барған бир түркүм зиялийлар, милләтпәрвәр затлар вә башқилар тәрипидин елип берилған тәшвиқат ишлири нәтиҗисидә ана тилидики мәктәпләргә, синипларға балилирини бериватқан аһалиниң көпәйгәнликини илгири сүрди. У қаратуруқ йезисидики әһвалниң хели еғир икәнликини ейтип, бу мәсилини қандақ һәл қилиш мәқситидә юрт актиплирини һәмдә бир гуруппа меһманларни тәклип қилғанлиқини билдүрди.
Меһманлар ичидә пешқәдәм устаз, сабиқ мәктәп мудири қасим исмайилоф, фирансийәдин кәлгән уйғур тәтқиқатчиси дилнур рәйһан, уйғур маарипини қоллаш фондиниң рәиси алимҗан һәмрайеф, сулайман дәмирәл университетиниң оқутқучиси дилнур қасимова, дуня уйғур аяллири бирликиниң әзаси гүлмәрәм тохтахунова, тиҗарәтчи марс баратоф вә башқилар болди. Йиғинда сөзлигүчиләр миллий маарипниң тәқдири, шу җүмлидин қаратуруқ йезиси авут саттароф намидики оттура мәктәптики уйғур синиплириниң әһвали, ата-анилар вә мәктәп коллектип арисидики мунасивәтләр, яшлар, оқуш қораллири вә башқиму мәсилиләр һәққидә өз пикирлири билән ортақлашти.
Қаратуруқ йезиси уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси, авут саттароф намидики оттура мәктәп мудириниң орунбасари бүвинур ғоҗамбәрдийева мәктәптә оқуватқан 831 оқуғучиниң пәқәт 149ниң уйғур синипида икәнликини, әмма кейинки вақитларда уйғур тилидики синипларни толдуруш әһвалиниң интайин җиддийләшкәнликини, буниңға уйғур аһалиси вә актиплириниң пассиплиқиниң сәвәб болуватқанлиқини, ана тилида оқуватқан уйғур балилириниң билим сүпитиниң һеч кимдин қелишмайдиғанлиқини һәм уларниң алий оқуш орунлириға таллиниватқанлиқини тәкитлиди.
Бүвинур ғоҗамбәрдийева радиомиз зияритини қобул қилип, йезида шәкилләнгән омумий вәзийәтни чүшәндүрүп, мундақ деди: “тоғра, бүгүнки учур-мулазимәт дәвридә милләт келәчики болған яшлиримиз ана тилини, қазақ тилини пухта билгән һалда рус вә инглиз тилиниму билиши керәк. Бу дәвр тәлипи. Бирақ, һәргиз ана тилини қурбан қилиш бәдилигә башқа бир тилни өгиниш, униңға етиқад қилиш һамақәтликтур. Билсәк, һәр қандақ адәмниң миллий мәвҗутлуқи униң тилиниң мәвҗутлуқидин ибарәт. Ана тили-милләт мәдәнийитиниң мәшили, милләтниң өзи. Милләтниң арзулирини шу милләтниң тилидила ипадилигили болиду әмәсму. Әмди мушу аддий нәрсини чүшәнгүси кәлмәйдиған шәхсләр аримизда көп, йәни уларни чәттә турғанлар дейишкә болиду. Улар мәдәнийитимизниң мәнисигә дегәндә к чөкәлмәйду, уни бойиға сиңдүрәлмәйду. Ана тилиға сус қарайду вә уни чоңқур қобул қилмайду. Икки-үч алий оқуш орунлирида оқуғини һәм юқири атақ-унванға еришкинини демисә, миллий ғурури, миллий роһи вә әқидиси йоқ. Шуңлашқа улар ана тил тәрәққиятиға ятсинип қарайду. Миллий мәктәплиримизниң мумкинчилик-әвзәлликлиригә ишәнмәйду. Бу чигиш мәсилиниң йешилиш йоли йоқ әмәс, бар. Бизчә болғанда, униңға милләтниң мәниви бирликини, йәни ‛уйғур уйғурчә сөзлиши керәк‚ дегән тәләпни җәзмән вуҗудқа кәлтүрүш вә һәр бир уйғур аилиси пәрзәнтлирини уйғурчә оқутуши шәрт һәм уйғур аилисидә уйғур тилида нәшр қилиниватқан нәшир-әпкарлиримиз җәзмән болуши керәк, дегән тәшвиқатни җанландуруш арқилиқ қол йәткүзүшкә болиду.”
Бүвинур ғоҗамбәрдийева қандақ қилса уйғур яшлирида ана тилиға болған һөрмәт сезимлирини ойғитишқа болидиғанлиқиниң йоллирини, амаллирини көрситип бәрди.
Йиғинда сөзгә чиққан уйғур маарипини қоллаш фондиниң рәиси, филологийә пәнлириниң доктори алимҗан һәмрайеф миллий маарип тәқдириниң еғир әһвалда икәнликини, уйғурларниң уни сақлап қалмиса, келәчәктә өз кимликидин тамамән айрилидиғанлиқини, көплигән мәсилиләрни бирлишип һәл қилишниң муһимлиқини тәкитлиди. Фирансийәлик тәтқиқатчи дилнур рәйһан болса фирансийәдә уйғур тилидин дәрс берип келиватқанлиқини, бу мәмликәттики уйғур тили тәқдириниң қазақистандики әһвалға охшап кетидиғанлиқини, милләт тәқдириниң уйғурларниң өзиниң қолида икәнликини оттуриға қойди.
Сөзгә чиққан устазлар оқуш қораллириниң йетишмәйватқанлиқини, уйғур тилида билим еливатқан балиларниң азийип, әһвал шундақла давам қилса уйғур синиплириниң пүтүнләй йепилип кетиш хәвпиниң мәвҗут икәнликини, көпрәк зиялийларниң, уйғур тәшкилатлириниң, һамийлириниң ярдимигә моһтаҗ болуватқанлиқини билдүрди.
Уйғур мәктәплири үчүн оқуш қораллирини ким тәйярлайду? немә үчүн мәктәпләр оқуш қораллирисиз қеливатиду?
Биз “атамура” нәшрияти уйғур тәһриратиниң башлиқи малик мәһәмдинофқа мураҗиәт қилғинимизда у уйғур тилидики мәктәпләрни сапалиқ оқуш қораллири билән тәминләштә болупму “атамура” вә “мәктәп” нәшриятлиридики уйғур тәһрирати хизмәтчилириниң тиришип ишләватқанлиқини тәкитлиди.
Малик мәһәмдиноф йәнә уйғур мәктәплиригә бәзи оқуш дәрсликлириниң вақтида йәтмәйватқанлиқини чүшәндүрүп, мундақ деди: “һәр йили йеңи оқуш йили башлиниш һарписида бизгә көп адәм мураҗиәт қилиду. Һәр қандақ нәшрият өз мәһсулати тиражиниң көп болушиға мәнпәәтдар. Тираж болса мәктәпләр буйрутмиси асасида түзүлиду. Әгәр мәктәптә бирәр дәрслик йетишмисә, бу әнә шу мәктәп мәмурийитиниң өз вақтида буйрутма бәрмигәнликиниң ақивитидур.”
Қаратуруқта өткән йиғинда қаралған йәнә бир муһим мәсилә ана тилини, уйғур мәктәплирини тәшвиқ қилиш мәсилисидур. Биз өткәнки программилиримизниң биридә мушу наһийәниң қорам йезисидики әһвални тонуштурған идуқ. Бир ай мабәйнидә әнә шу тәшвиқат ишлири қандақ нәтиҗиләрни бәрди? һазир қорам йезисидики әһвал қандақ?
Қараторуқ йезисиниң турғуни, алмута шәһиридә нәшр қилиниватқан “асия бүгүн” гезитиниң баш муһәррири, шаирә ташгүл һезиярованиң ейтишичә, қорам мәктипидики уйғур тиллиқ синипларниң азийиватқанлиқидин тәшвишләнгән уйғур аһалиси йигит беши вә мәдәнийәт мәркизи рәһбәрликидә өткән йилдин башлап тәшвиқат ишлири хели җанландурулған икән. У тәшвиқат ишлириниң яхши нәтиҗә бәргәнликини, буниңда йеза актиплириниң милләтпәрвәрликиниң, иттипақлиқиниң көпчиликкә үлгә болғанлиқини билдүрди.