Қәшқәр педагогика институти: алий билим юртиму яки сиясий лагерму!?

Мухбиримиз қутлан
2014.07.09
qeshqer-oqughuchi-ramzan-su.jpg Қәшқәр педагогика институти уйғур оқуғучиларға рамизанда су ичкүзүватқан көрүнүш. 2014-Йили июл.
Social Media

Алий мәктәп һаятини баштин кәчүрүватқан бир уйғур студентниң баянлири қәшқәр педагогика институтиниң бир университетқа хас илмий кәйпиятини әмәс, бәлки мәктәп муһитиға һөкүмранлиқ қиливатқан қоюқ сиясий атмосферани ашкара қилмақта.

Дәрвәқә, уйғур елиниң җәнубий қисмидики әң чоң алий билим юрти һесабланған қәшқәр педагогика институтидики уйғур оқуғучиларниң университет һаяти қандақ өтүватиду? илим-пән роһи, иҗадийәт қизғинлиқи вә әркин пикирләрниң бөшүки дәп қаралған университет һаяти уларға өзлири арзу қилған нәрсиләрни бериватамду?

Қәшқәр педагогика институтиниң партком секретари шү йвәнҗи өткән йилиниң ахирида ечилған уйғур аптоном районлуқ алий маарип йиғинида “мәдәнийәт инқилаби” ни әслитидиған бир җүмлә сөзни җакарлиған: “әгәрдә алий мәктәп оқуғучилири сиясий җәһәттин лаяқәтлик болмиса, уларниң мәктәп пүттүрүшигә һәргиз йол қоюлмайду!”

Радийомиз зияритини қобул қилған қәшқәр педагогика институтиниң мәлум бир оқуғучиси мәктәп секретари шү йвәнҗи тәкитлигән “сиясий өлчәм” ниң нөвәттә мәзкур университетта күч көрситиватқанлиқини билдүрди.

У мунуларни билдүрди: “йеқиндин буян аптоном район тәвәсидики һәрқайси җайларда арқа-арқидин қанлиқ вәқәләр йүз бәргәндин кейин, мәктипимизниң илмий кәйпиятиға сиясий тәшвиқатлар һөкүмранлиқ қилидиған болди. Болупму рамизан киргәндин буян мәктәп оқуғучиларниң роза түтиши вә башқа диний ибадәтләрдә бөлишини әң юқири чәктә контрол қилиниватиду. Адәттики синип йиғинлирида яки кәчлик тәкрар вақитлирида факултет рәһбәрлири билән сиясий йетәкчиләр кирип биздин аптоном районимизда йүз бәргән һуҗум вәқәлири һәққидә ипадә билдүрүшимизни тәләп қилиду. Улар алди билән бизгә қандақ сөз-җүмлиләрни ишлитип ипадә билдүрүшимизни өгитиду. Андин өзлири өгәткән сөз-җүмлиләр бойичә коллектип сорунда ипадә билдүрүшимизни орунлаштуриду. Адәттә немә дейиш вә қандақ сөзләш җәһәттә бизниң өз алдиға әркинликимиз йоқ. Биз пәқәтла сиясий тәшвиқатниң канийи болуп беримиз, халас.”

“йеқиндин буян оқуғучиларниң янфон билән шәхсий компютерлири омумйүзлүк тәкшүрүлидиған болди. Бәзидә синипта яки ятақта өгиниш қилип олтурсақ туюқсизла сиясий йетәкчиләр кирип телефонимиздики учурларни, кю-кю вә үндидарда кимләр билән алақә қилғанлиқимиз һәмдә қандақ учурларни достлар чәмбирикигә йоллиғанлиқимизни тәкшүриду. Әгәрдә диний мәзмундики яки сиясий җәһәттин сәзгүррәк болған бирәр учурни байқап қалса балаға қалғинимиз шу!... Ишқилип, бесим ичидә һәрвақит қорқунучни һес қилип яшаймиз.”

“кейинки мәвсүмдин башлап мәктипимиздики уйғур оқуғучилар билән хәнзу оқуғучиларни арилаштуруп ятақларға бөлидикән. Буни уқтуруп болди. Чүнки уйғур оқуғучиларниң ятақта өз алдиға қандақ гәпләрни қилидиғанлиқи, немиләргә қизиқип, немиләрни ойлайдиғанлиқи шундақла диний җәһәттики хаһиши қатарлиқ шәхсий тәрәплиримизни мәктәпниң билип турғуси бар икән. Хәнзу оқуғучилар билән арилаш ятсақ, бизни контрол қилиш асан дәп ойлиған охшайду. Униңсизму илгирила уйғур оқуғучиларниң ятақлирида мәктәп орунлаштурған "қулақ" лар бар иди. Балилар өз-ара бир-бирини назарәт қилип туратти…”

Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.