Хотән маарип даирилири маарип системисида уйғур тилиниң чәклинидиғанлиқини етирап қилди

Мухбиримиз қутлан
2017.07.27
qosh-til-xoten-uyghur-til-cheklesh.jpg Хотән вилайәтлик маарип идариси бу йил 6-айниң 28-күни чиқарған башланғуч-оттура мәктәпләрдә уйғур тилини чәкләш һәққидики һөҗҗәт.
Social Media

Алдинқи күни иҗтимаий таратқуларда хотән вилайәтлик маарип идариси тарқатқан бир һөҗҗәт ашкара болған иди.

Униңда бу йил 9-айдин башлап, хотән вилайитидики башланғуч вә оттура мәктәпләрдә барлиқ дәрсләрниң бирдәк хитай тилида өтүлидиғанлиқи, бундин кейин маарип системисида уйғур тилини ишлитишниң бирдәк чәклинидиғанлиқи алаһидә тәкитләнгән.

Биз мәзкур һөҗҗәт һәққидә учур игиләш үчүн хотән вилайәтлик маарип идариси билән хотән вилайитигә қарашлиқ хотән наһийәси, лоп наһийәси, чира наһийәси вә қарақаш наһийәлириниң маарип идарилириға телефон қилдуқ.

Радийомиз зияритини қобул қилған хотәндики 4 наһийәниң маарип идарилири мәзкур һөҗҗәтниң растлиқини дәлиллиди.

Хотән вилайәтлик маарип идарисидики бир нәпәр хитай аял хадим мунуларни билдүрди: “шундақ, бу хотән вилайәтлик маарип идариси. Сиз вилайәтлик маарип идариси чиқарған ‛қош тиллиқ оқутуштики 5 түрлүк бәлгилимә‚ ни билмәкчимусиз? бу һөҗҗәт 6-айниң ахири чиқирилған. Илгири вилайитимизниң қош тил оқутушида ‛8 түрлүк бәлгилимә‚ чиқирилған иди. Бу қетим йеңиланди. Буниң конкрет мәзмунлирини билмәкчи болсиңиз, әң яхшиси вилайәтлик маарип идариси қармиқидики қош тиллиқ маарип ишханисиға телефон қилиң. Улар тәпсилатини яхши билиду.”

Хотән наһийәлик маарип идарисиниң бир нәпәр хитай мәсул хадими зияритимиз җәрянида мунуларни илгири сүрди: “бу һөҗҗәтни вилайәтлик маарип идариси бу йил 6-айда чиқарған иди. Һазирдин башлап вилайәт тәвәсидә иҗра қилинишқа башлиди. Тоғра, һөҗҗәттә сиз тилға алғандәк, бундин кейин маарип системисида уйғур тилини ишләтмәслик һәққидә маддилар бар. Чүнки һазир һәммә җайда дөләт тилини омумлаштуруш вә дөләт тилини ишлитиш тәшәббус қилинмақта. Аз санлиқ милләтләргә дөләт тилини өгиништә яхши муһит яритиш үчүн, мәктәп вә маарип системисида бундин кейин уйғур тилини ишләтмәслик қарар қилинған. Бу әмәлийәттә уйғурларниң дөләт тилини яхши өгинишигә пайдилиқ.”

“бу һөҗҗәтни вилайәтлик маарип идариси чиқарған. Биз наһийәлик маарип идариси болғачқа, пәқәтла мәзкур һөҗҗәтниң роһини иҗра қилимиз. Бу һөҗҗәтни чүшәндүрүш, һөҗҗәт һәққидә мухбирларниң соалиға җаваб бериш һоқуқи вилайәтлик маарип идарисиниң иликидә. Бизниң чүшәндүрүш һоқуқимиз йоқ. Кәчүрүң, бу һәқтә мән чүшәнчә берәлмәймән.”

“маарип вә мәктәп системисида уйғур оқуғучилар давамлиқ уйғурчә тил-йезиқтики материялларнила көрсә дөләт тилини өгинәлмәйду. Шуңа улар чоқум күндә хәнзу тил-йезиқидики елан, тәшвиқат, вивиска вә материяллар билән учришип туруши керәк. Шуңа маарип системисида уйғур тилини ишләтмәслик дегән мадда бар болсиму, әмма униңдин уйғур тилини чәкләш дегән уқум чиқмайду. Бу пәқәтла дөләт тилини омумлаштуруштики бир чарә. Буниңдин кейин маарип вә мәктәп системисидики һәрқандақ йиғин вә коллектип паалийәтләр пәқәтла дөләт тилида елип берилиду. Мән пәқәт мушунчилик дейәләймән. Конкрет ишларни вилайәтлик маарип идарисидин сораң.”

Чира наһийәлик кадирлар идарисидә хизмәт қилидиған бир нәпәр уйғур қизму бу һөҗҗәтниң тарқитилғанлиқи һәққидә аңлиғанлирини мундақ баян қилди: “шундақ, бу һөҗҗәтниң чиқирилғанлиқини аңлидим, лекин конкрет мәзмунидин толуқ хәвирим йоқ. Аңлишимчә, бу йил 9-айдин башлап хотәндики барлиқ башланғуч вә оттура мәктәпләрдә пүтүнләй хәнзу тилида дәрс өтүлидикән. Бундин кейин уйғурчә ишлитилмәйдикән. Мән техи той қилмиған, баламму йоқ. Балилири мәктәптә оқуйдиған ата-аниларға мәктәптин бу һәқтә қандақ уқтуруш чүшкәнликидин хәвирим йоқ. Буни маарип идарисидин сорап көрүң!”

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.