Ақсу вилайити 2021‏-йилиға қәдәр һәр бир кәнткә бир “қош тиллиқ” йәсли қуруш пиланини оттуриға қойди

Мухбиримиз әркин
2016.01.22
qeshqer-qosh-til-yesli-1.jpg Қәшқәрдики қош тил йәслисидин көрүнүш.
RFA/Arslan

Ақсу һөкүмәт даирилириниң 12‏-айда елан қилған пиланида мәзкур вилайәттики һәр бир кәнткә бир “қош тиллиқ” йәсли қуруш оттуриға қоюлған. Мәзкур пиланни бәзи йәрлик деһқан аһалиләр қоллиған болсиму, әмма уйғур зиялийлар аталмиш “қош тил сиясити” ниң уйғур ата-аниларға “қош тиллиқ маарип” ни таллаштин башқа йол қоймайватқанлиқини илгири сүрди.

Хитай “йәр шари вақти гезити” ниң йеқинда ашкарилишичә, ақсу валий мәһкимиси оқутқучилар қошунини көпәйтидиғанлиқини, маарип, техника, мәдәнийәт, сәһийә саһәсидики кәспий хадимларни намрат йезиларға берип, оқутуш билән шуғуллинишқа риғбәтләндүридиғанлиқини билдүргән.

Һазир, ақсу вилайитидә қанчә “қош тиллиқ” йәсли барлиқи яки “қош тиллиқ” йәслиләрниң қанчә пирсәнтни тәшкил қилидиғанлиқи һәққидә һечқандақ санлиқ мәлумат йоқ.

Ақсу ават наһийәсиниң “қош тиллиқ” маарип ишлириға мәсул әмәлдари лю гаң “йәр шари вақти гезити” гә бәргән мәлуматида, һазир ават наһийәдә “қош тиллиқ” маарипниң омумлишиши 50% гә йәткәнликини, 2021-йилға қәдәр 66 йеңи йәсли қурулуп, “қош тиллиқ” йәсли маарипиниң пүтүнләй омумлишидиғанлиқини илгири сүргән.

Лю гаң “йәр шари вақти гезити” гә қилған сөзидә, “йәрлик ата-аниларниң қош тиллиқ оқутуш программисиға қизиқиши наһайити зор” дегән.

Ақсуниң ават наһийәсидә олтурушлуқ бир уйғур аял, наһийәдики йәслиләрниң асасән хитай тилида оқутулидиғанлиқини билдүрди.

Уйғур аял: “балам бар, қош тиллиқ йәслини пүттүрүп, һазир башланғуч мәктәптә оқуватиду. Әмди 2 яшлиқ бир нәврәм қалди, у 4 яшқа киргәндә йәслигә беримиз. Баламниң сөзләш немиси бәк яхши. Башланғучтики синипида бир әдәбият уйғурчә, башқа дәрсләр сап хәнзучә. Йәслидә хәнзу тилини бәкрәк қоллиниду. Сап хәнзучә сөзләйду. 32 Һәрпниң хәнзучә пинйинини A B C, дәп өгитиду. Башланғуч мәктәпкә чиққанда 32 һәрпниң уйғурчисини өгитиду. Йәслидә уйғурчини аз-тола өгитиду. Әмма башланғучтикидәк ундақ 32 һәрпни йәслидә өгәтмәйду.”

Юқириқи ханим йәнә, “қош тиллиқ” йәсли маарипини муәййәнләштүрүп, “қош тиллиқ” ни йолға қойғини яхши, у, балиларниң сәвийисиниң өсүшкә пайдилиқ” дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Уйғур аял: “яхши, у, балиниң қош тиллиқ сәвийисини чиқарғини яхши. Бир йәргә барсиму, һазир мана телевизорда хәт чиқса өзи оқуялайду балилар. Биз чүшәнмигән нәрсиләрни чүшәндүрүп бериду. Ишқилип қош тиллиқни йолға қойғини яхши, балиниң сәвийәси өсүшкиму пайдилиқ. Мана һазир чоң оғлум 14 яшқа кирди, аву баламниң иккинчиси. Аму қош тиллиқ мәктәптә оқуйду. Оттура мәктәпкә чиқти, қош тиллиқ синипида. Қош тиллиқ синипида оқутуш яхши болидикән.”

Әмма хитайниң “қош тиллиқ” маарипи уйғур ана тилиниң келәчикигә әндишә билән қараватқан уйғур зиялийлирини тәшвишкә селип кәлди. Канадалиқ мустәқил вәзийәт анализчиси мәмәт тохти әпәнди, уйғур ата-аниларниң “қош тил” ни таллашқа мәҗбурланғанлиқини билдүрди.

У, “қош тиллиқ маарип уйғурларға мәҗбурий теңилип, ата-анилар қош тилни қобул қилишқа мәҗбурланди” деди.

Мәмәт тохти: “бу кишиләр еһтияҗдин әмәс, мәҗбурийәттин кәлгән бир нуқта. Бу инсанлиримиз тәбиий таллаш арқилиқ болуватқан иш әмәс. Чүнки һөкүмәтниң сиясити уйғурларға бир мәҗбурийәт яритиш. Шуңлашқа һөкүмәт буни өзиниң 5 йиллиқ хизмәт пиланиға киргүзүватиду. Әгәр инсанлар еһтияҗ яки өзлүкидин тохтаптур, балам техиму яхши иш имканиға еришсун дәп шу йолни таллиған болса, дөләт уни пиланға киргүзүп немә қилиду? дөләт уни йәрликләргә сиясий мәҗбурийәт қилип теңип немә қилиду? әсли шәхсийләрдин бу тәләп келиши лазим. Йәнә бири, бу уйғурчә йәсли ачқанларни түрмигә селиш арқилиқ сиясий мәҗбурийәт усули арқилиқ уйғурларға теңилди. Шундақ болғачқа уйғурларда шундақ бир идийә вә чүшәнчә шәкилләнди яки һөкүмәт шәкилләндүрди, хитайчә билмисәң, балилириңни хитайчә йәслигә бәрмисәң, кәлгүсиң йоқ, истиқбалиң йоқ, ишму йоқ, ашму йоқ, дегән. Шуңа, буниң тегидә қандақтур тил әмәс, сиясәт ятиду.” деди.

“қош тиллиқ” маарипни омумлаштуруш болупму “қош тиллиқ” йәсли маарипини омумлаштуруш уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң “13-5 йиллиқ пилани” дики муһим һалқиларниң бири. Уйғур аптоном районлуқ маарип даирилириниң йеқинда ашкарилишичә, даириләрниң нишани бу мәзгилдә йәсли маарипини 85%, 9 йиллиқ мәҗбурий маарипни 95%, толуқ оттура маарипини 90% гә йәткүзүшкән.

Әмма мәмәт тохти әпәнди “қош тиллиқ” йәсли маарипи омумлаштурулса, бу уйғур ана тилиниң истемал күчигә зор хирис пәйда қилидиғанлиқини билдүрди. У, “қош тил маарипни теңиштики ғәрәз уйғурларниң тәпәккур усулини өзгәртиш” деди.

Мәмәт тохти мундақ деди: “тәпәккур дегән бир мәсилә бар, һәрқандақ милләт ана тили қайси тилда чиқса, тәпәккурни шу тилда қилиду. Чәтәлдә туғулуп өскән уйғурлар нурғунлири еғизаки ана тилни билиду. Лекин уларниң тәпәккури улар чоң болған шу йәсли вә мәктәпкә барған шу дөләтниң тили билән болиду. Шуңа, бу йәрдә йәсли маарипини йезиларға қәдәр омумлаштуруш дегәндә, уйғурларниң тәпәккурини уйғурчидин хитайчиға алмаштуруш, дегән гәп.

Тил, қандақтур еғизаки учур алмаштуруш васитиси әмәс, у бир хил тәпәккур. Йәни җәмийәт, дөләт вә хәлқара характерлик мәсилиләрни мәлум бир пәнҗиридин қараш усули. Бир инсан өзиниң асаслиқ тәлим-тәрбийәсини қайси тилдин алған болса, шу тилдин көргән материяллири арқилиқ дуня қаришини шәкилләндүриду. Бу йәрдә халисун, халимисун бир ассимилятсийә җәряни йүз бериду.

Әгәр бир уйғур балиси уйғурчә оқуйдиған болса, тәпәккури уйғурчә шәкиллиниду, хитайчә оқуған болса хитайчә шәкиллиниду. Хитайниң буниңға мәбләғ аҗритиши вә уйғурларни зорлишидики мәқсити уйғурларниң тәпәккур тилини хитайчилаштуруш.”

Хитай һөкүмити “қош тиллиқ” маарипни уйғур районда мәңгүлүк муқимлиқ бәрпа қилишниң муһим өткили, дәп қарап кәлгән. Уйғур аптоном районлуқ партком секретари җаң чүншйән, 2015-йили ноябир қәшқәрдә чақирған хизмәт йиғинида, “қош тиллиқ маарип азсанлиқ милләт оқуғучилиридики 5 ни етирап қилиш еңини күчәйтишкә хизмәт қилиши керәк” дегән.

Уйғур аптоном районлуқ маарип даирилириниң ашкарилишичә, 2010-йили районда “қош тиллиқ” башланғуч вә толуқсиз оттура мәктәпләргә баридиған оқуғучилар 34% тәшкил қилған болса, 2014-йили бу 69% гә чиққан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.