Японийәдә уйғурларниң “қутадғу билик” тики пәлсәпәвий идийәлири тонуштурулди
2014.11.27

Йеқинда японийә кюшу йипәк йоли җәмийитиниң йиллиқ мәҗмуәси болған “йипәк йоли” журнилида “уйғур миллитиниң қәдимки шаһанә әсәри қутадғу билик” намлиқ мақалә елан қилинған.
Мәзкур мақалә японийә кюшу университети пәлсәпә пәнлири факултетиниң оқуғучиси доктор аспирант мухтәрҗан абдурахман тәрипидин йезилған болуп, мақалидә уйғурларниң қараханийлар дәвридә өткән улуғ мутәпәккур пәйласоп алими йүсүп хас һаҗипниң һаяти вә униң “қутадғу билик” тин ибарәт гигант әсиридә оттуриға қоюлған пәлсәпәвий идийиләр үстидә йеңичә қарашлар баян қилинған.
“йипәк йоли” журнили болса японийәдики нопузлуқ тәтқиқат мәҗмуәлиридин бири. Униңда асаслиқи, йипәк йоли тәтқиқатиға аит тәтқиқат елип бериватқан японийәлик тәтқиқатчи, мутәхәссисләрниң йеңи тәтқиқат мақалилири елан қилинидиған болуп, бу қетимқи саниға “қутадғу билик” гә аит мәзкур мақалидин башқа йәнә, уйғур вә моңғулларға аит йәнә бәзи бир тәтқиқат мақалилириму бесилған.
Биз мәзкур мақалә һәққидә толуқ мәлуматқа еришиш үчүн мақалә саһиби мухтәрҗан абдурахман билән телефон сөһбити елип бардуқ.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.