Шиветсийәдә “уйғур тилини қоғдап қалайли” мавзусида паалийәт өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз иһсан
2014.02.23
shiwetsiye-ana-til-kuni-1-305.png Шиветсийәдә “уйғур тилини қоғдап қалайли” мавзусида паалийәттин бир көрүнүш
RFA/Ihsan


“дуня ана - тил күни” мунасивити билән 22 - феврал күни шиветсийәниң пайтәхти стокһолм шәһиригә қарашлиқ тениста районниң күтүпхана паалийәт залида “яшлар ана - тил җәмийити” ниң орунлаштуруши билән “уйғур тилини қоғдап қалайли” дегән мавзуда паалийәт өткүзүлди.

Паалийәт шу йәр вақти саәт 14:00дә башланди.

Паалийәткә шиветсийәниң һәрқайси җайлиридин йиғилған уйғур җамаәтчиликиниң вәкиллиирдин 100дин артуқ киши қатнашти.

Бу паалийәттә шветсийәдә яшаватқан зиялийлардин мәрһум күрәш күсән әпәндимниң ханими бәхтигүл абдуреһим “ана тил виҗданимиздур” дегән темида лексийә сөзлиди.

Паалийәт җәрянида шветсийәдә яшаватқан уйғур сәнәтчиләр йеқимлиқ нахша - музикиларни орунлиди.

Паалийәткә йирақ шәһәрдин келип қатнашқан қундуз һамут ханим бу паалийәттики тәсиратини баян қилди.

“мәһмут қәшқири ана - тил мәктипи” оқуғучиллири тәйярлиған шеир, епизотлар паалийәткә қатнашқучилар тәрипидин қарши елинди.

Паалийәт ахирда уйғур маарип уюшмиси тәрипидин нәшир қилдурған “шиветчә - уйғурчә луғәт” паалийәткә қатнашқан уйғурлар тәрипидин сетивелинди.

Зияритимизни қубул қилған паалийәт риясәтчиси абдулла әһәд паалийәт һәққидә тохалди.

Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.

Бу хәвәрни шиветсийәдин еһсан тәйярлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.