Явропадики уйғур өсмүрләр шиветсийәдики дала паалийитигә қатнашти

Ихтиярий мухбиримиз еһсан
2016.05.23
shiwetsiye-bayraq-chiqirish-1.jpg Явропадики шәрқи түркистанлиқ өсмүрләр дала паалийитидә орунлаштурулған, шәрқий түркистанниң ай юлтузлуқ көк байриқини чиқириш мурасимидин көрүнүш. 2015-Йили май, шиветсийә.
RFA/Éhsan

Явропада яшаватқан уйғур өсмүрләр дала паалийитиниң 2-қетимлиқи шиветсийәниң голагордун саяһәт районида 20-май күни рәсмий башланди.

Бу қетимлиқ паалийәтни шиветсийә уйғур маарип уюшмиси, голландийә явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити, финландийә уйғур мәдәнийәт мәркизи, норвегийә уйғур комитети қатарлиқ тәшкилатлар бирликтә һәмкарлишип орунлаштурған.

Бу қетимлиқ дала паалийити 20 - майдин 22 - майғичә елип берилған болуп, бу қетимлиқ паалийәткә төт дөләттин 50 кә йеқин йеши 10яштин 18яшқичә болған оғул-қиз өсмүрләр қатнашқан.

Бу нөвәтлик өсмүрләр дала паалийитидә мусулманлар вә әхлақ, тәшвиқат вә учурниң роли, уйғурлар ичидики мәшһур шәхсләр, интернет вә һаят, уйғурларниң тарихта қурулған дөләтлири, қуран вә пән -техника дегән мәзмунларда лексийә орунлаштуруш билән биргә, һәр хил шәкилдики оюн характерлик тәнтәрбийә паалийәтлири елип берилған.

Паалийәт башлиништин бурун саяһәт районидики байрақ чиқириш хадисиға йиғин қатнашқучилириниң қатнишиши билән шәрқий түркистан дөләт байриқи чиқириш мурасими өткүзүлгән.

Биз бу паалийәт һәққидә тәпсилий мәлумат елиш үчүн паалийәтни орунлаштурған уйғур маарип уюшмисиниң рәиси абдулла әһәтни зиярәт қилдуқ.

Паалийәткә қатнишип келиватқан финландийә уйғур мәдәнийәт мәркизи рәиси муһәммәтәли қарим паалийәт һәққидә тохталди.

Голландийә явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити тәшвиқат мудири һүсәнҗан тәҗәлли өзи сөзлигән ликсийәниң әһмийитини аңлатти.

Норвегийә уйғур комитетиниң рәиси ниғмәт турсун бу қетимлиқ паалийәтниң ғәлибилик болғанлиқини һәмдә паалийәттин мәмнун болғанлиқини билдүрди.

Паалийәт 22-май күни чүштин кейин ғәлибилик тамамлинип, һәр қайси дөләттин кәлгән өсмүрләр бир-бири билән көз яшлири билән хошлашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.