Архип
2014-12-03
Қирғизистандики тонулған уйғур зиялийси шәмшидин абдуреһимниң алтә бабтин тәркиб тапқан “талланма мақалиләр” намлиқ китабини тарқитиш мурасими 3-декабир күни бишкәктики “ават” ресторанида өткүзүлди.
2014-12-03
Йеқинда хитайда ечилған дуня интернет йиғинида “тор террорчилиқи” ға ортақ зәрбә бериш чақириқиниң елан қилиниши билән муһаҗирәттики уйғур көзәткүчилири охшимиған инкасларда болди.
2014-11-27
Йеқинда японийә кюшу йипәк йоли җәмийитиниң йиллиқ мәҗмуәси болған “йипәк йоли” журнилида “уйғур миллитиниң қәдимки шаһанә әсәри қутадғу билик” намлиқ мақалә елан қилинған.
2014-11-13
Дуня уйғур қурултийиниң 9-нөвәтлик уйғур яш рәһбәрлирини тәрбийиләш курси, қурултай рәһбәрликиниң ортақ қарари билән 11-айниң 24- күнидин 26-күнигичә шиветсарийәниң җәнвә шәһиридә өткүзүлүши бекитилип, тәйярлиқ хизмәтлири ахирқи басқучқа кирди.
2014-10-16
1895-Йили нобел мукапати шиветсийәдә тәсис қилинип тарқитилишқа башлиғандин буян, 1949-йилидин башлап японлар бу мукапатқа еришишкә башлиған. 2014-Йилиғичә болған арилиқта японлардин җәмий йигирмә икки киши нобел мукапатиға еришкән.
2014-10-01
Хитай һөкүмити америка-хитай оқуғучи алмаштуруш программилири үчүн хитайға берип оқумақчи болған тибәт яки уйғур фамилилик америкилиқ оқуғучиларға виза беришни рәт қилған әһвалларниң көрүлгәнлики мәлум болмақта.
2014-09-24
Вашингтон вә униң әтрапида яшаватқан уйғур ата-аниларниң күчлүк тәлипи вә балилардики қизғинлиқ һәмдә һәвәстин илһамланған даңлиқ кәспий путболчи җүрәт заһир әпәндиниң тәшкиллиши билән уйғур яш-өсмүрләр путбол курси башланди.
2014-09-09
Дуняниң һәр қайси җайлирида, уйғур маарипиниң тәрәққияти үчүн әҗир сиңдүргән, уйғур әвладлирини билимлик сапалиқ қилип тәрбийиләш үчүн тәр төккән барлиқ оқутқучиларға 10-сентәбир оқутқучилар байрими мунасивити билән салам йоллаймиз.
2014-09-08
Вакаләтсиз милләт вә хәлқләр тәшкилати дүшәнбә күни елан қилған баянатида, шәрқий түркистанни өз ичигә алған унпо әзалириниң маарип вә инсани тәрәққият җәһәтләрдә тәңсизлик вә адаләтсизликкә учраватқанлиқини оттуриға қойди.
2014-09-05
Түркийә кастамону университети бу йил 70 уйғур оқуғучи қобул қилидиғанлиқини билдүрди. Университет мудири профессор сейит айдин әпәнди шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң һәйитини ишханисида қобул қилди.
2014-09-04
Хитай һөкүмити уйғур маарипини һәдәп хитайчилаштуруп, уйғур тилини маарип саһәсидин сиқип чиқириш қәдимини тезләткән пир пәйттә уйғур зиялийлири ана тил маарипиниң муһимлиқини тәкитләшмәктә.
2014-09-02
1-Сентәбир билим байрими күни қазақистан мәмликитиниң барлиқ җайлирида, шу җүмлидин уйғурлар зич олтурақлашқан алмата вилайитидики уйғур вә арилаш тиллиқ мәктәпләрдә “биринчи қоңғурақ” мурасими өткүзүлди.
2014-08-21
Түркийидә нәшр қилинған “елипбәси вә оқушлуқи” чәтәлләрдә яшаватқан уйғур пәрзәнтлиригә интайин маслаштуруп түзүлгән болуп, китабни сутуқ буғрахан маарип нәшрияти нәшргә тәйярлиған.
2014-08-19
Оқуғучиларниң язлиқ тәтили аяғлишип, - 12014 йиллиқ күзлүк йеңи оқуш мәвсуми башлиниш алдида туриду, нөвәттә уйғур елиниң һәр қайси җайлиридики башланғуч, оттура мәктәплиригә тизимлитиш башланди. Бәзи ата - аниларниң инкасиға қариғанда, бу йилдин башлап мәктәпләргә тизимлитишта тәләп қилинидиған һөҗҗәтләр көпәйтилип, ата - аниларниң балилирини мәктәпкә алдуруш рәсмийитини беҗириши техиму мүшкүлләшкән.
2014-08-06
Голландийәниң отирехт шәһиридә паалийәт елип бериватқан явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити бу йил 2-айдин башлап давам қилип келиватқан “һапизлиқ курси” ниң оқуғучилирини илһамландуруш мукапати билән тәқдирләш паалийити елип барди.