Архип
2014-05-15
Университет - илим-пән роһи вә демократик идийиләрниң бөшүки. Уйғур елидики университетлар вә униңда тәрбийәләнгән оқуғучилар 1980-йиллардин буянқи уйғур миллий ойғиниш һәрикәтлиридә авангартлиқ ролини ойниған.
2014-05-14
Абдувәли аюп, муһәммәт сидиқ вә диляр обул қатарлиқ “ана тил хәлқара сода чәклик ширкити” ниң 3 нәпәр мудирийәт әзаси өткән йили 20-авғустта тутқун қилинғандин буян, һазирғичә уларниң һечқандақ хәвири болмай кәлмәктә.
2014-05-06
Хитай рәиси ши җинпиң уйғур ели зияритидә “аз санлиқ милләт балилириниң қош тил маарипини чиң тутуш керәк, хәнзу тилини яхши өгиниш келәчәктә хизмәт тепишқа қулайлиқ яритипла қалмастин, йәнә милләтләр иттипақлиқини алға силҗитиштиму төһписи зор” дегән.
2014-04-30
26-Апрелда алмата шәһиридики әвезоф наһийисиниң абдулла розибақийеф намидики 153-гимназийисидә уйғур тили вә әдәбияти муәллимлириниң 2-районлуқ илмий муһакимә йиғини болуп өтти.
2014-04-18
Мәлумки, балиларни тәрбийәләш вә уларни яхши адәм қилип йетилдүрүш вәзипилириниң қатарида уларни китаб оқушқа адәтләндүрүш, уларға китабни сөйдүрүш вәзиписиму бар. Чүнки балилар көплигән яхши ишларни ата - анилардин биваситә өгиниду.
2014-04-10
Кейинки 20 йил ичидә түркийә иқтисадий җәһәттин тәрәққий қилишиға әгишип түркийәдики университетларниң сани 200 гә йеқинлашти. Һазир түркийәгә дуняниң һәрқайси дөләтлиридин нурғунлиған оқуғучилар келип оқуватиду.
2014-04-01
Йеқинда яш алимларни тәрбийиләш мәқсити билән түркийә пән-техника тәтқиқат идариси тәрипидин өткүзүлгән 45-нөвәтлик толуқ оттура мәктәп оқуғучилири иш пилани түзүш мусабиқисидә “йипәк йоли бойидики чидамлиқ өлкә: шәрқий түркистан” намлиқ иш пилани мукапатқа еришкән.
2014-03-25
Хитай һөкүмити уйғур елида мәҗбурий йолға қоюватқан “қош тиллиқ маарип” истратегийәсиниң уйғур миллий маарипиға мөлчәрлигүсиз йоқитишларни елип келиватқанлиқи мәлум болмақта.
2014-03-14
Түркийә бурундин тартип мәзлум милләтләр җүмлидин уйғурлар панаһлинидиған мүһим дөләтләрдин бири болуп кәлмәктә. Тарихи мәнбәләргә асасланғанда, уйғурларниң бүгүнки түркийә земиниға көчүши 11 - әсирниң ахирилирида башлиған болуп, бу көчүш бүгүнму давамлашмақта.
2014-02-25
Қош тил маарипи, дәп аталған, әмма хитай тилидин ибарәт йәккә тиллиқ маарип сияситиниң уйғур йеңи әвладларниң дили, тили, әқли, психикиси вә башқа җәһәтлиридә пәйда қиливатқан сәлбий тәсирлири ата-ана вә пүтүн уйғур җәмийитини әндишигә селиватқан бир муһим мәсилә.
2014-02-25
Ана тилни қоғдаш паалийити мунасивити билән голландийәдин фирансийәгә барған уйғурлар, бу қетимлиқ паалийәт сәпиридә көргән-билгәнлирини радио аңлиғучилиримиз билән ортақлашти.
2014-02-24
Уйғур ана тили җиддий бир хирисқа дуч келиватқан бир пәйттә, дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән уйғурлар париж шәһиригә йиғилип “хәлқаралиқ уйғур ана тил һоқуқи” намлиқ йиғин чақирған иди.
2014-02-23
“дуня ана - тил күни” мунасивити билән 22 - феврал күни шиветсийәниң пайтәхти стокһолм шәһиригә қарашлиқ тениста районниң күтүпхана паалийәт залида “яшлар ана - тил җәмийити” ниң орунлаштуруши билән “уйғур тилини қоғдап қалайли” дегән мавзуда паалийәт өткүзүлди.
2014-02-21
Чәтәлләрдики уйғурлар өзлириниң ана тилини қәдирләп, пәрзәнтлиригә ана тили болған уйғур тилини өгитиш мәқситидә өзлири яшаватқан җайларда ана тили мәкитипи ечип пәрзәнтлиригә ана тили вә миллий мәдәнийитини өгитип кәлмәктә.
2014-02-21
Әссаламуәләйкум һөрмәтлик радио аңлиғучилар, шветсийәдә қурулған мәһмут қәшқири ана тил мәктипи 2007 - йили 6 - айда шветсийә һөкүмити тәрипидин рәсмий тизимға елинған болуп, мәктәп һәр шәнбә куни әтигән саәт 10:00дин 14:00гичә дәрс өтиду. Мәктәп шветсийәдә яшаватқан уйғур пәрзәнтләр үчүн уйғур тили вә ислам дини дәрслики тәсис қилған.