Түркийә пайтәхти әнқәрәдә уйғур тәтқиқат институти қурулди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2018.09.25
uyghur-tetqiqat-merkizi-enqere.jpg Түркийә пайтәхти әнқәрәдә қурулған уйғур тәтқиқат институтиниң йиғин зали. 2018-Йили 25-сентәбир.
RFA/Arslan

Уйғур мәсилисиниң хәлқара сәһнидә орун елишиға әгишип, уйғурлар тоғрисида издинидиған кишиләрниң саниму күнсайин көпәймәктә.

Уйғурлар һәққидә тәтқиқат елип бериш үчүн бир гуруппа уйғур зиялийси бир йәргә җәм болуп, түркийә пайтәхти әнқәрәдә уйғур тәтқиқат институти қурған. Мәзкур институтниң тор бетидә қурулуш мәқсити баян қилинған. Униңда мундақ дейилгән: “аң-сәвийәлик, иманлиқ вә адаләт туйғуси күчлүк уйғур җәмийити бәрпа қилишни нишан қилған уйғур тәтқиқат институти 2018-йили 1-апрел күни қурулди. Уйғур тәтқиқат институти шәрқий түркистан вә дуняниң һәр қайси җайлирида яшаватқан уйғурлар вә уйғурларға биваситә яки васитилик алақиси болған башқа милләт вә етник хәлқләрниң динини, тилини, мәдәнийитини, өрп-адитини, шундақла сиясий, иҗтимаий вә иқтисадий қурулмисини илмий усулда тәтқиқ қилишни мәқсәт қилиду”.

Биз уйғур институтиниң қурулуш мәқсити вә бундин кейинки паалийәтлири тоғрисида техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн, мәзкур институтиниң мудири доктор әркин әкрәм әпәнди вә уйғур оқуғучилар билән сөһбәт елип бардуқ.
Доктор әркин әкрәм әпәнди 11-сентәбир вәқәсидин кейин уйғур мәсилисиниң хәлқарада тилға елинишқа башлиғанлиқини, бүгүнки күнгә кәлгәндә бу мәсилиниң хәлқаралашқанлиқини, бундақ бир вәзийәттә уйғур тәтқиқат институти қуруш еһтияҗиниң оттуриға чиққанлиқини, ихчамлап ейтқанда буниң 4 сәвәби барлиқини көрсәтти.

Уйғур тәтқиқат институти уйғурлар тоғрисида йезилған обзор, хәвәр вә мақалиләрни йиғиш, доклат бериш йиғинлирини өткүзүш, уйғурлар тоғрисида доклат тәйярлаш қатарлиқ хизмәтләрни қилидиған болуп, бу йил 4-айниң 1-күни әнгә алдурулғандин таки бүгүнгичә болған арилиқта уйғурлар тоғрисида 3 доклат тәйярлиған. Доктор әркин әкрәм әпәнди бу һәқтә тохталди.

Истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди алдимиздики 20 йил ичидә дуняда зор өзгиришләрниң мәйданға келидиғанлиқини, уйғурларниң бу өзгиришләргә тәйяр болуши үчүн уйғур институтиниң әһмийитиниң зор икәнликини баян қилди.

Түркийә-хитай мунасивити күчийиватқан бүгүнки күндә түркийәдә уйғур тәтқиқат институти қурупсиләр, буни тақиветиш еһтимали барму? дегән соалимизға доктор әркин әкрәм әпәнди, буниң чарә-тәдбирлириниму ойлишип қойғанлиқини илгири сүрди.

Түркийә чәтәлләрдики уйғур алий мәктәп оқуғучилири әң көп дөләтләрдин бири һесаблиниду. Истанбул университети оқуғучиси ясин тохти әпәнди уйғур тәтқиқат институтиниң тор бетиниң өзлири үчүн наһайити пайдилиқ болуватқанлиқини тәкитлиди.

Доктор әркин әкрәм әпәнди дунядики чоң дөләтләрниң тәтқиқат мәркәзлири билән алақә орнитишқа әһмийәт беридиғанлиқини, һазир дуняда 7 миң әтрапида бу хил тәтқиқат мәркизи барлиқини, буниң 1872 синиң америка қошма штатлирида икәнликини тилға алди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.