Түркийәдики муһаҗир уйғурлар ана тил вә диний тәрбийә дәрси елишқа башлиди

Мухбиримиз әркин тарим
2015.02.26
turkiye-ana-til-diniy-terbiye-mektep.jpg Түркийәдики муһаҗир уйғур пәрзәнтлири ана тил вә диний тәрбийә дәрсидә
RFA/Erkin Tarim


Бундин икки ай бурун түркийәниң қәйсәри вилайитидики дөләтниң аилилик қоросиға вақитлиқ орунлаштурулған уйғурларниң пәрзәнтлири уйғур тили билән динини өгинишкә башлиди. Қәйсәригә җайлаштурулған уйғурларниң сани 800 гә йәткән болуп, 150 әтрапида өсмүргә 3 синиплиқ мәктәп ечилди. Бу мәктәптә һазирчә уйғур тили, қурани кәрим вә дин дәрслири тәсис қилинған болуп, алдимиздики күнләрдә түрк тили дәрси билән уйғур тарихи дәрсиму тәсис қилинидикән.

Уйғурлар орунлаштурулған аилә қоросиниң ичигә қурулған бу 3 синиплиқ мәктәп қәйсәри шәһәрлик һөкүмәт билән бәзи хәйир сахавәтчи түркләр тәрипидин қурулған болуп, мәктәптә 3 уйғур оқутқучи дәрс бәрмәктә. Биз бу мәктәп тоғрисида мәлумат игиләш үчүн бу уйғурларни орунлаштуруш ишлириға мәсул сейит түмтүрк әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Сейит түмтүрк әпәнди, хитай һөкүмитиниң ассимилиятсийә сияситиниң зийиниға учриған бу уйғурларниң пәрзәнтлириниң ана вәтинидин узақта ана тилини вә өз динини өгинишкә башлиғанлиқини, чәтәлдә ечиливатқан бу мәктәпләрниң уйғур тилини қоғдап қелиш үчүн зор төһпә қошидиғанлиқини ейитти.

Бу мәктәптә оқутқучилиқ қиливатқан әли бәкир әпәнди уйғур яш - өсмүрләрниң ана тилини, динини өгиниш қизғинлиқиниң интайин юқири икәнликини, әтигәндин ақшамғичә дәрс өтүватқанлиқини, һазирчә уйғур тили билән дин дәрси өгитиливатқанлиқини, йеқинда түркчә, уйғур тарихи вә башқа чәтәл тиллири дәрсилириниңму тәсис қилинидиғанлиқини баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.