Түркийә җумһурийитиниң магистир вә доктор қобул қилиш хизмити башланди
2013.02.28
Түркийидики оқушқа дуняниң һәрқандақ йеридики уйғурларму илтимас қилса болидикән.
Уйғур оқуғучилар комитети әзаси доктор алимҗан боғда әпәндиниң билдүрүшичә, уйғур оқуғучилар оқуш илтимас анкитини толдурғанда әстайидил болуш, материялини торидин әвәткәндә һөҗҗәтләрни башқа компютерларда ечилидиған қилип әвәтиш қатарлиқларға диққәт қилиши керәк икән.
2011-Йили қурулған түркийә җумһурийити баш министирлиқи чәтәлдики түркләр вә қериндаш милләтләр башқармиси 2012-йилидин тартип тәшкиллик һалда дуняниң һәрқайси дөләтлиридин оқуш мукапат пули билән оқуғучи әкелип оқутмақта. 2013-2014-Йиллиқ оқуш йили үчүн магистир аспиранти вә доктор аспирантлиқиға тизимлитиш хизмити 1-марттин етибарән рәсмий башланди. Бакалаврлиқта оқумақчи болғанларни тизимлаш хизмити техи башланмиған. Бу оқуш мукапатиға шәрти тошқанла болса дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурлар тизимлатса болиду. Талланған оқуғучилар түркийидики дөләт игиликидики университетларниң иҗтимаий вә тәбиий пән кәсиплиридә оқуялайду. Әмма сәнәт түридә оқумақчи болғанлар бу оқуш мукапат пулидин бәһрилинәлмәйду.
Башқарма тор бетидә елан қилинған мәлуматларға асасланғанда, магистир аспиранти вә доктор тизимлитиш 31-мартқичә давамлишидиған болуп, униң шәртлири төвәндикичә:
- Магистирлиқта оқумақчи болғанлар 1983-йили 1-айниң 10-күнидин кейин туғулған болуши керәк.
- Докторлуқта оқуйдиғанлар 1978-йили 1-айниң 1-күнидин кейин туғулған болуши керәк.
- Тизимлатмақчи болғанлар оқушини пүттүргәнләр яки оқуш пүттүрүш алдидикиләр болуши керәк.
- Тизимлатмақчи болғанлар түркийидә магистир вә докторлуқта оқуватқан болмаслиқи керәк.
Түркийидә оқушни илтимас қилиш тор бети арқилиқ түркийидә оқуш шәртлирини тәпсилий билиш мумкин. Тор бәт адреси: www.turkiyeburslari.gov.tr <http://www.turkiyeburslari.gov.tr>
Оқушқа илтимас қилғучилар диққәт қилишқа тегишлик бәзи нуқтилар һәққидә тәпсилий мәлуматқа еришиш үчүн уйғур оқуғучилар комитети әзаси доктор алимҗан буғда әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.