Түркийәниң ушақ университетида уйғур тили һәққидә паалийәт өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2017.01.10
Turkiye-ushaq-uniwersiteti-uyghur-tili-paaliyet.jpg

Түркийәниң ушшақ университетида уйғур тили һәққидә өткүзүлгән паалийәттин көрүнүш. 2017-Йили 4-январ. RFA/Erkin Tarim

Turkiye-ushaq-uniwersiteti-uyghur-tili-paaliyet-1.jpg

Түркийәниң ушшақ университетида уйғур тили һәққидә өткүзүлгән паалийәттин көрүнүш. 2017-Йили 4-январ. RFA/Erkin Tarim

Turkiye-ushaq-uniwersiteti-uyghur-tili-paaliyet-2.jpg

Түркийәниң ушшақ университетида уйғур тили һәққидә өткүзүлгән паалийәттин көрүнүш. 2017-Йили 4-январ. RFA/Erkin Tarim

Turkiye-ushaq-uniwersiteti-uyghur-tili-paaliyet-3.jpg

Түркийәниң ушшақ университетида уйғур тили һәққидә өткүзүлгән паалийәттин көрүнүш. 2017-Йили 4-январ. RFA/Erkin Tarim

Turkiye-ushaq-uniwersiteti-uyghur-tili-paaliyet-4.jpg

Түркийәниң ушшақ университетида уйғур тили һәққидә өткүзүлгән паалийәттин көрүнүш. 2017-Йили 4-январ. RFA/Erkin Tarim

Turkiye-ushaq-uniwersiteti-uyghur-tili-paaliyet-5.jpg

Түркийәниң ушшақ университетида уйғур тили һәққидә өткүзүлгән паалийәттин көрүнүш. 2017-Йили 4-январ. RFA/Erkin Tarim

Turkiye-ushaq-uniwersiteti-uyghur-tili-paaliyet-6.jpg

Түркийәниң ушшақ университетида уйғур тили һәққидә өткүзүлгән паалийәттин көрүнүш. 2017-Йили 4-январ. RFA/Erkin Tarim

Turkiye-ushaq-uniwersiteti-uyghur-tili-paaliyet-7.jpg

Түркийәниң ушшақ университетида уйғур тили һәққидә өткүзүлгән паалийәттин көрүнүш. 2017-Йили 4-январ. RFA/Erkin Tarim

Түркийәниң ғәрбий райониға җайлашқан ушшақ университетида уйғурлар тонутулған чоң бир паалийәт өткүзүлди. 1-Айниң 4-күни өткүзүлгән паалийәтни ушшақ университети һазирқи заман түркий тиллири вә әдәбиятлири факултети оқуғучилири уюштурған болуп, паалийәткә факултетниң рәһбәрлири вә оқутқучи, оқуғучилардин болуп көп санда киши иштирак қилған.

Бу паалийәтни уюштурған ушшақ университети уйғур тили оқутқучиси доктор өзгүр ай әпәнди паалийәт һәққидә мәлумат берип мундақ деди: “ушақ университети һазирқи заман түркий тиллири вә әдәбиятлири факултетида 600 әтрапида оқуғучимиз бар. Бу оқуғучиларни иккинчи синиптин тартип кәсипләргә айриймиз. Бу йәрдә уйғур тили вә өзбек тили кафидираси бар уйғур тили вә өзбек тили кафидрасида 200 әтрапида оқуғучимиз бар. Уйғурчә өгиниватқан бу оқуғучиларниң өгәнгәнлирини пишшиқлаш үчүн, шундақла уйғур мәдәнийитини башқа оқуғучиларға тонутуш үчүн һәр йили паалийәт өткүзимиз.”

Доктор өзгүр ай әпәнди паалийәт һәққидә мәлумат берип мундақ деди: “бу паалийәттә оқуғучилар өгәнгән уйғурчә мәлуматлирини оқуғучиларға көрситиду, даңлиқ уйғур шаирлар язған шеирларни декламатсийә қилиду. Һәтта өзлири уйғурчә язған тиятирларни сәһнидә қойиду. Уйғурчә нахша вә усулларни көрситиду.”

Ушақ университети өзбек тили оқутқучиси дилшадә ханим мундақ деди: “һазирқи заман түркий тиллири вә әдәбиятлири факултетида уйғур тили гирамматикиси, уйғурчә сөзлишиш дәрслири бар. Бизниң бу паалийитимизни уйғурчә сөзлишиш дәрсиниң нәтиҗиси дегилиму болиду. Чүнки, оқуғучилиримиз уйғурчә оқуш, уйғурчә сөзлишишкә тиришти. Өгәнгәнлирини сәһнидә бизгә көрсәтти.” у, уйғур тили кәспидики оқуғучиларниң уйғур тамақлирини қилип, оқутқучи вә оқуғучиларға көрсәткәнликини баян қилип йәнә мундақ деди: “бәк яхши бир паалийәт болди. Паалийәтниң ахирида оқуғучилар уйғур тамақлирини тәйярлиди. Паалийәткә иштирак қилғанлар тамақларниң тәмини тетиди.
Тамақлардин ләңмән, гөш нан вә башқа тамақларму бар иди. Бу паалийәт арқилиқ уйғур мәдәнийитиниму тонутқан болди.

Дилшадә ханим уйғур тили вә өзбек тили кафидрасида уларниң уйғур тили грамматикиси, уйғур әдәбияти, уйғур текистлири, уйғурчә сөзлишиш вә уйғурчә йезиқчилиқ дәрслирини оқуватқанлиқини баян қилди.

Ушақ университетидики паалийәтни әгә университети түрк дуняси тәтқиқат мәркизи оқутқучиси профессор доктор алимҗан инайәт әпәнди тәрбийиләп йетиштүргән доктор өзгүр ай әпәнди уюштурған болуп, алимҗан инайәт әпәндиму алаһидә тәклип бойичә қатнашқан.

У, кейинки 20-25 йил ичидә түркийәдә уйғур тилини яхши билидиған көп санда кишиниң йетишкәнликини, бу паалийәт җәрянида өзи оқутқан мутәхәссисләрни көрүп пәхирләнгәнликини, буларниң уйғурларни яхши тонутуватқанлиқини баян қилди.

Профессор алимҗан инайәт әпәнди келәчәктә түркийәдики университетларниң көпидә уйғур тили кәспиниң ечилидиғанлиқини баян қилди.

1991-Йили совет иттипақи йимирилип оттура асия түркий җумһурийәтлири мустәқил болғандин кейинла әнқәрә университетида, кейин ғази университети, муғла университети вә истанбул университети болуп 14 әтрапида университетта уйғур тили вә әдәбияти кафедраси ечилди. Бу университетларда уйғур тили, әдәбияти вә тарихи оқутулмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.