Анилар “ана тил лоңқиси” тарқатти

Ихтиярий мухбиримиз абдувәли аюп
2017.12.11
awstraliye-ana-til-longqa.jpg “тәңритағ ханим қизлар гурупписи” ана тил лоңқисини тутуп турған өсмүр. 2017-Йили 9-декабир, австралийә.
RFA/Abduweli

2017-Йили 9-декабир җәнубий австралийәдики уйғур ана тил мәктипи оқуғучилири вә оқутқучилириға “тәңритағ ханим қизлар гурупписи” ана тил лоңқиси вә тәқдирнамә тәқдим қилди.

Австралийәниң җәнубидики аделәйд шәһиригә җайлашқан уйғур ана тил мәктипи бүгүн уйғурчә кийингән балиларниң шат күлкилири, уйғур пушуруқлириниң хушбуй һиди, рәңгарәң әтләс көңләкләрни кейишкән уйғур қиз-аялларниң гүлгүн смаси билән байрам түсигә киргән иди. Сәһниниң ян тәрипигә тизилған ана тил лоңқиси вә тәқдирнамиләргә балилар һәвәслинип қаришатти.

Сәһнигә балиларниң сөйүмлүк дости, бу йиллиқ ана тил мәктәпләрдики оқутқучиларни баһалашта мукапатқа еришкән гүлнур турсун сәһнигә чиқип, балилар вә ата-аниларниң бу гүзәл сорунға җәм болғанлиқиға рәһмәт ейтти һәмдә паалийәтни тәшкилләшкә күч чиқарға вә иқтисадий ярдәм бәргән “тәңритағ ханим-қизлар гурупписи” ға миннәтдарлиқ билдүрди. Паалийәт юқири йиллиқтики оқуғучилар орунлиған дөләт марши билән башланди. Сорундики һәммәйлән орунлиридин турушуп оң қолини көксигә қоюп бирликтә маришқа әгәшти.

Паалийәттә оқуғучилар нахша, усул, декламатсийә, чақчақ, хор қатарлиқ номурларни орунлиди. Ахирида паалийәткә қатнашқан балиларға “тәңритағ ханим қизлар гурупписи” ана тил лоңқиси тәқдим қилди. Ана тил мәктипидин һәр бир балиға тәқдирнамә берилди.

Оқутқучиларғиму хатирә буюми һәдийә қилинип ата-аниларниң тәшәккүри билдүрүлди.

Паалийәтни тәшкилләшкә қатнашқан “тәңритағ ханим қизлар гурупписи” дин юлтуз тийипҗан ханим уйғур балиларниң җушқун нахша-усуллири, қизиқарлиқ ләтипилири вә җараңлиқ декламатсийәлиридин алған һаяҗанлирини баян қилди.

Мәктәп мудири зулпийә шәмсидин ханим бу паалийәттә номур көрсәткән балилардин, болупму австралийәдә туғулған уйғур балилар раван ядилап бәргән чүчүк һикайә вә шиерлардин бәкму тәсирләнгәнликини баян қилди.

Бу паалийәткә саһибханилиқ қилған “тәңритағ ханим қизлар гурупписи” һазир йүздин артуқ әзаға игә болуп, уйғур балиларниң ана тил, дин вә тәнтәрбийә паалийәтлирини иқтисад билән тәминләп келиватқан икән. Бу гуруппиниң актиплиридин юлтуз тийипҗан ханим мәзкур горуппиниң өмлүки, қизғинлиқи вә пидакарлиқлири һәққидә өз қарашлирини баян қилди.

Австралийә һәр қайси милләтләрниң ана тилини сақлап қелишқа әһмийәт берип кәлгән болуп, дөләт мәктәпләрни иқтисад билән тәминлигәндин башқа түрлүк көрәкләр, паратлар вә баһалашлар арқилиқ йәрлик милләтләрниң мәдәнийәтлирини сақлап қелишқа риғбәт берип кәлмәктә икән.

Игилишимизчә һазир австралийәниң сидний, мелборин вә аделәйд қатарлиқ үч шәһиридә уйғур ана тил мәктипи бар болуп мунәввәр оқутқучилар вә пидакар ата-анилар уйғур пәрзәнтләрниң ана тилини қоғдап қелишқа күч чиқармақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.