Долқун әйса уйғур маарип уюшмисини зиярәт қилди
2016.05.03

28-Апрел күни хәлқара вакаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң шиветсийә парламентида ечилған йиғиниға қатнишиш үчүн шиветсийәгә кәлгән дуня уйғур қурултийиниң иҗраийә комитетиниң мудири долқун әйса 30-апрел күни шиветсийәдә паалийәт қиливатқан уйғур тәшкилатлиридин “уйғур маарип уюшмиси” ни зиярәт қилди.
Долқун әйсани уйғур маарип уюшмисиниң идарә һәйәт әзалири, уюшма мәркизидә қизғин қарши елип күтүвалди.
Долқун әйса сөһбәт җәрянида, уйғур маарип уюшмисиниң хизмәтлиригә йеқиндин диққәт қилип келиватқанлиқини билдүрди вә уюшминиң қурулған 10йилдин буян қиливатқан хизмәтлиригә юқири баһа бәрди.
Уйғур маарип уюшмисиниң рәиси абдулла көкяр долқун әйсаниң 30-март америкидики “коммунизм қурбанлири хатирә фонди” тәрипидин берилгән “труман-реган әркинлик медали” ға еришкәнликини тәбриклиди вә уйғур маарип уюшмиси тәрипидин шәрқий түркистанниң байриқи чүшүрүлүп бесилған символ характеригә игә шарпа билән хатирә буюми һәдийә қилди.
Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған долқун әйса әпәнди, бүгүнки уйғур маарип уюшмисиға қилған зиярити һәққидә өз тәсиратини баян қилди.
Уйғур маарип уюшмисиниң рәиси абдулла көкяр зияритимизни қобул қилип, долқун әйса әпәндиниң “труман-реган әркинлик медали” ға еришип, уйғур хәлқигә шан -шәрәп кәлтүрүш билән биргә, уйғур давасиниң юқири пәллигә көтүрүлүшигә пидакарлиқ көрсәткәнликини шиветсийәдики уйғурларға вакалитән тәбриклигәнликини аңлатти.
Паалийәткә қатнашқан идарә һәйәт әзалиридин аббас әпәндимму бу һәқтә өз тәсиратини баян қилди.
У мундақ деди: “гәрчә бу мукапат долқун әйсаға шәхси берилгән болсиму, бу мукапатниң уйғур хәлқигә болған әһмийити чоң. Уйғур хәлқи дава үчүн пидакарлиқ көрситиватқан пидаийларни һәргиз унтуп қалмайду, һәр қачан кәйнидә туруп мәдәт бериду.”