Гүләндәм абистәйниң күндилик хатириси вә уйғур йеңи маарипиниң дәсләпки сәһипилири

Ихтиярий мухбиримиз қутлан
2013.05.28
Gulendem-Abistey.jpg 1919-Йилидин 1922-йилиға қәдәр турпан астанидики “мәқсудийә мәктипидә” қизлар синипи ечип кәлгүси үчүн билимлик аниларни тәрбийилигән муәллимә гүләндәм абистәй.
RFA/Qutlan

19-Әсирниң ахирқи чарикидин башлап қирим вә қазан татарлири қозғиған җәдитчилик һәрикити мусулманлар дунясида, болупму өз келәчики үчүн издиниватқан түркий хәлқләр топлуқлирида бир мәйдан йеңилаш яки ислаһат елип бериш долқунини қозғайду.

Йеңичә заманиви маарипни йолға қоюш, миллий һоқуқ вә дөләтчилик асасини тикләш шундақла миллий вә исламий идеологийә бәрпа қилиш җәдитчилик һәрикитиниң әң муһим тәшәббуслиридин болуп қалиду. Исмаил ғаспирали оттуриға қойған “тилда, пикирдә, вә ишта бирлик” шоари қиримдин тарим вадисиғичә болған бипаян территорийидики түркий тиллиқ хәлқләрниң қериндашлиқ риштисини қайтидин бағлайду.

Әнә ашу тарихий шараитта, муһитилар аилисиниң тәрәққийпәрвәр оғуллири тәрипидин 1909-йили турпан астанидә тунҗи “усули-җәдит” мәктипи қурулиду. Қазан университетиниң яш оқутқучиси һәйдәр сайрани мәхсут муһитиниң тәклипи билән турпанға келип бу мәктәпниң тунҗи оқутқучиси болиду. 1919-Йилиниң өктәбир айлириға кәлгәндә қәлбигә улуғвар ғайиләрни пүккән бир җүп яш әр-аял татар маарипчиси турпандики муһитилар аилисиниң тәклипи билән астанә йезисиға қәдәм басиду. Өз заманисидә алий маарип тәрбийиси көргән, бир мәзгил чөчәктә “усули-җәдит” мәктәплирини ечип йеңичә маарипни җанландурған муһибулла әпәнди билән аяли гүләндәм ханим әмдиликтә идиқут вадисида 1909-йилидин етибарән йеқилған уйғур йеңичә маарипиниң мәшилини йәниму улғайтиду.

Муһибулла әпәнди билән гүләндәм абистәй турпан астанидә 3 йилдәк хизмәт қилиш җәрянида нәччә йүзлигән уйғур балилириниң сәбий қәлбигә мәрипәт чириғини яндуриду. Болупму, гүләндәм абистәй тунҗи болуп қизлар синипи ачиду һәмдә бирқанчә қарар қиз оқуғучини тәрбийиләп идиқут вадисида уйғур қизлар маарипиниң асасини салиду.

Гүләндәм абистәй турпан астанидә оқутқучилиқ қилған бирқанчә йил җәрянида изчил һалда хатирә йезип қалдуриду. 1922-Йили ери муһибулла әпәнди кесәл сәвәби билән туюқсизла турпанда қаза қилиду. Икки балиси билән ялғуз қалған гүләндәм абистәй 1922-йили 6-айда муһитилар аилисиниң ярдими билән чөчәктики уруқ-туғқанлириниң қешиға қайтип кетиду. Гүләндәм абистәй чөчәктә давамлиқ оқутқучилиқ қилип 1923-йили күздә тунҗи қизлар мәктипини қуруп чиқиду. Шундин башлап пүтүн вуҗуди билән өзини маарипқа беғишлап чөчәкниң 1930-1940-йиллардики миллий маарип вә мәдәний һаятида түрткилик рол ойнайду. Кейинчә кәң хәлқ униң хизмәтлиригә юқири баһа берип, уни “уйғур йеңи маарипиниң сөйүмлүк аниси” дәп тәрипләйду.

Гүләндәм абистәй 1955-йили совет иттипақиға чиқип кетиду вә қазақистанниң улиҗар дегән йеригә орунлишиду. У 1973-йили 84 йешида аләмдин өтиду. Гүләндәм абистәйниң уйғурлар юртида яшиған вә ақартиш хизмити билән өткүзгән йерим әсирлик һаят кәчүрмишлири униң 3 дәптәрдин түзүлгән күндилик хатирисигә йезилған. 3-Дәптәр униң 1919-йилидин 1922-йилиғичә болған арилиқта турпан астанидики һаят кәчүрмишлиригә беғишланған. Гүләндәм абистәйниң өз қәлими билән йезилған бу хатирә дәптәр 1980-йилларниң башлирида оғли фатих тәрипидин үрүмчигә елип келинип шинҗаң университетиниң профессори, татар зиялий зариф долатқа тапшурулған. 2009-Йили зариф әпәнди вапат болғанда бу хатирә дәптәр пешқәдәм тилшунас ибраһим мутиийгә тапшурулған. Ибраһим мутиий қаза қилғандин кейин, қизи халидә ханим бу хатирини уйғурчилаштуруп чиққан. 2010-Йили ялқун розиниң тәклипи билән пешқәдәм зиялий юнус иляс идиқутлуқ бу хатирини қайта ишләп нәшргә тәйярлиған. Шундақ қилип бу хатирә “турпан” журнилиниң 2012-йиллиқ санлирида оқурмәнләр билән ахири йүз көрүшкән.

Бу хатирә дәптәр атақлиқ мәрипәт устази гүләндәм абистәйниң турпандики кәчүрмишлириниң әйнән баяни болуп, 20-әсирниң башлирида уйғур йеңи маарипиниң, болупму уйғур қизлар маарипиниң мәйданға келишини чүшиништә муһим қиммәткә игидур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.