Уйғур миллий маарипиниң тәқдири қазақистан уйғурлирини ойландурмақта
2018.07.04

Бүгүнки күндә қазақистанлиқ уйғурларни ойландуруватқан муһим мәсилиләрниң бири миллий маарипниң тәқдири болуп қалмақта.
Миллий маарипни милләтниң өз кимликини сақлап қелишниң асасий амили дәп чүшәнгән бу җумһурийәттики уйғурлар қазақистан мустәқиллиқ алғандин буянқи 27 йил мабәйнидә уйғур тилида билим беридиған мәктәпләрни сақлап қелишниң амаллирини қилмақта. Йәни уйғурлар зич олтурақлашқан шәһәр вә йезиларда бу йөнилиштә бир мунчә һәрикәтләр елип берилмақта.
Қазақистандики уйғур мәктәплириниң бүгүнки әһвали зади қандақ?
Қазақистан уйғурлириниң җумһурийәтлик етно-мәдәнийәт мәркизи йенидики уйғур мәктәплири бирләшмисиниң рәиси, алмутадики абдулла розибақийеф намидики 153-мәктәп-гимназийә мудири шавкәт өмәроф әпәндиниң ейтишичә, қазақистан мустәқиллиқ алғандин буян мәмликәттики қазақ, рус, уйғур, өзбек вә таҗик тиллиқ мәктәпләргә һөкүмәт тәрипидин бирдәк ғәмхорлуқ қилинмақтикән һәм мәбләғму охшашла сәрп қилинмақтикән. Чүнки қазақистанда яшайдиған милләтләрниң һәммиси қазақистан пуқралири дәп қарилип, уларға дөләт тәрипидин бирдәк муамилә қилинидикән.
Шавкәт өмәроф һәр бир қазақистанлиқниң халиған тилда билим елиш һоқуқиға игә икәнликини тәкитлиди вә уйғур мәктәплириниң әһвалиға тохтилип, мундақ деди: “уйғур мәктәплириниң әһвали һөкүмәтниң мәбләғ аҗритишиға бағлиқ болуватиду. Бала топлаш мәсилиси болса әлвәттә у өзимизгә бағлиқ. Һазир һоқуқтин пайдилинип, рус мәктәплиригә кетип барған балилиримиз наһайити нурғун. Шуниң үчүн бала топлаш мәсилиси һәққидә мәдәнийәт мәркәзлири вә йигит башлири ишләватиду. Бирақ балиларниң мәктәпкә келиши мәктәп мәмурийити вә билим сапасиға бағлиқ болидиған гәп. Алимларниң тәкитлишичә, милләтниң сәвийәси юқири көтирилгәнсери, униң ана тилиға болған муһәббити көтүрүлидиған гәп.”
Шавкәт өмәрофниң ейтишичә, һазир шәһәрдә уйғур мәктәплиригә бала топлаш мәқситидә бурунқидәк коча арилап, тәшвиқ қилиш ишлири йоқ икән. Балилирини ана тилида оқутушни халиған аһалиләр өз мәйли билән балилирини уйғур мәктәплиригә елип кәлмәктикән. Униң ейтишичә, бүгүнниң өзидила у башқуруватқан мәктәпниң 1-синипиға 110 бала келип, 5 синип толған икән. Оқуш башланғучә уларниң санининиң йәниму өсүши күтүлмәктә.
Алмута вилайитиниң әмгәкчиқазақ наһийәсидики қаратуруқ йезисида орунлашқан авут саттароф намидики оттура мәктәпниң уйғур тили вә әдәбияти муәллими бүвинур ғоҗамбәрдийеваниң дейишичә, бу йезиниң асасий аһалиси уйғурлар вә қазақлар болсиму, әмма балилирини рус тилиға бериватқан уйғур вә қазақ ата-анилири көпләп санилидикән. Бүвинур ғоҗамбәрдийева уйғур тилида оқуш үчүн әң биринчи ана тилини сақлап қелишниң зөрүрлүкини тәкитлиди.
Бүвинур ғоҗамбәрдийева уйғур миллий маарипиниң сақлинишида, болупму зиялийларниң һәл қилғуч рол ойниши мумкинликини, лекин уларниң бу мәсилигә дегәндәк әһмийәт бәрмәйватқанлиқини, уларниң бәзилириниң өзлириниң балилирини башқа тиллиқ мәктәпләргә бериватқанлиқиға әпсуслинидиғанлиқини билдүрди. У йәнә мундақ деди: “әпсус, балилиримизниң 60 пирсәнткә йеқини башқа тилларда оқуйду. Рус тиллиқ мәктәпләрдә оқуватқанлар көңүлдикидәк оқумайду. У һәқиқәт. Уларниң толиси 9-синиптин кейин чиқип кетиду. Шәһәр мәктәплиридә балилар уйғур мәктәплиригә көпләп бериватқан болсиму, әмма уйғур көп туруватқан әмгәкчиқазақ, уйғур, панфилоф наһийәлиридә уларниң сани наһайити азлаватиду”.
Бүвинур ғоҗамбәрдийеваниң ейтишичә, өзлири уйғур мәктәплиридә ишлисиму, балилирини рус вә башқа тиллиқ мәктәпләргә бериватқан муәллимләрниң, нәврилирини вә балилирини рус тиллиқ мәктәпләргә бериватқан, һәтта юрт актиплириниңму йоқ әмәсликини илгири сүрди. У пәқәт һәммә уйғурда миллийлик, милләт үчүн көйүнүш болған тәқдирдила миллий маарипқа аңлиқ қарап, шу йолда әмәлий ишлар қилиш мумкинликини, шуниң үчүн яшларни мушу роһта тәрбийәләшниң муһимлиқини көрсәтти.
Алмута вилайитиниң панфилоф наһийәсигә қарашлиқ яркәнд шәһиридики гуманитарлиқ-техникилиқ техникоминиң оқутқучиси молутҗан тохтахунофниң пикричә, қазақистанда уйғур миллий маарипини сақлап қелишта уйғур мәктәплири қандақ муһим рол ойниса, миллий мәктәпләр үчүн кадирлар тәйярлашму шундақ муһим мәсилә һесаблинидикән. У мундақ деди: “бизниң техникомда алий дәриҗилик устаз тәйярлимисиму, лекин оттура кәсиплик устаз тәйярлайдиған қазақистандики бирдин-бир техником. Биз бир йил башланғуч синип, бир йил уйғур тили вә әдәбияти муәллимлирини тәйярлимақчимиз. Буниңға һәр йили һөкүмәт тәрипидин 25 һәқсиз орун бөлүниду. Бу һәқтә толуқ ахбарат берилмигәнликтин бу йәргә оқуғучи топлаш мәсилисиму қийин болмақта. Адәм көп кәлсә бир нәччә топ ечиш мумкин иди.”
Молутҗан тохтахунофниң ейтишичә, уйғур мәктәплири үчүн кадир тәйярлаш мәсилиси пәқәт һөкүмәтнила әмәс, бәлки пүткүл уйғур җамаәтичиликиниму ойландуридиған муһим мәсилиләрниң бири болуп қалмақтикән.
Игилишимизчә, уйғурларниң асасий қисми орунлашқан уйғур аптоном районидин қалса уйғур тилида оқутуш рәсмий түрдә сақланған мәктәпләр пәқәтла қазақистанда мәвҗут икән. Һазир рәсмий мәлуматлар бойичә қазақистанда 250 миңға йеқин, бирәсмий мәлуматлар бойичә 500 миңдин ошуқ уйғур яшайдикән. Өткән әсирниң 70-йиллиридин кейин, йәни совет иттипақи дәвридә уйғур мәктәплиридә оқуватқан балиларниң омумий сани 30 миң әтрапида болған болса, һазир уларниң сани тәхминән 15 миң икән. Сап уйғур тилидики вә арилаш, йәни уйғур, рус вә қазақ тиллиқ мәктәпләр асасән алмута шәһири вә алмута вилайитиниң панфилоф, уйғур, әмгәкчиқазақ вә талғир наһийәлиридә орунлашқан.