Қазақистанлиқ атақлиқ зиялий рабик исмайилоф: маарип-милләтниң көзи

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2014.09.04
Qelemkeshler-rabik-ismail-305.jpg Рабик исмаил әпәнди уйғур қәләмкәшләр рәиси қәйсәр билән венгрийә қәләмкәшләр рәиси юнус әпәндиләргә тон вә доппа кийдүрди. 2011-Йили 23-феврал.
RFA/Errem

Хитай һөкүмити уйғур маарипини һәдәп хитайчилаштуруп, уйғур тилини маарип саһәсидин сиқип чиқириш қәдимини тезләткән пир пәйттә уйғур зиялийлири ана тил маарипиниң муһимлиқини тәкитләшмәктә.

Бу һәқтә тохталған қазақистандики атақлиқ уйғур зиялийси рабик исмайилоф “маарип милләтниң көзи” дәп көрсәтти вә маарипниң миллий мәвҗутлуқни сақлашта һәл қилғуч амил икәнликини, уйғур миллий маарипни қоғдашниң муһимлиқини тәкитлиди.

Мәлумки, һәр қандақ бир хәлқниң тәқдири һәм униң келәчики маарип билән зич бағлинишлиқ. Чүнки маарипсиз хәлқниң башқа саһәләрдиму бирәр утуққа йетиши, хәлқ сүпитидә өзини сақлап қелиши, әвладлирини тәрбийиләп чиқиши мумкин әмәс. Бу һәм әсирләр бойи келиватқан барлиқ милләтләргә, пүткүл инсанийәткә хас бир алаһидилик һәм қанундур.

Узун тарихқа вә бай мәдәнийәткә игә уйғурларму буниңға чоң етибар берип кәлгән. Шу җүмлидин қазақистанда яшаватқан уйғурлар бу йөнилиштә бир қатар әмәлий ишларни қилип, миллий мәктәплирини сақлап қелишқа зор күч чиқармақта.

Пәқәт қазақистандила әмәс, бәлки оттура асия миқясида кәң тонулған алим, педагог вә журналист, филологийә пәнлириниң намзати рабик исмайилоф өзиниң пүткүл һаяти мабәйнидә мушу саһәдә актип паалийәт йүргүзүп келиватқан зиялийдур. У радиомиз зияритини қобул қилип, уйғурларниң миллий маарипи һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.