Америка оттура мәктәплиридики уйғур оқуғучилар уйғур мәдәнийитини тонуштурди

Мухбиримиз әзиз
2017.03.06
fairfax-highschool-adine-ussul-1.jpg Файрфакс толуқ оттура мәктипидә өткүзүлгән “хәлқара мәдәнийәт байрими” дин бир көрүнүш. 2017-Йили март, америка.
Photo: RFA

“көчмәнләрниң дөлити” дегән нам билән тонулуп келиватқан америка қошма штатлирида дуняниң һәрқайси җайлиридики миллий тәркибләрниң һәммисила дегүдәк тепилидиған болуп, сан җәһәттә анчә көп болмиған уйғурлар топиму шуларниң ичидә. Әмма, түрлүк сәвәбләрдин уйғурлар америкида анчә тонулуп кәтмигән бир қовм һесаблиниду. Өткән һәптә вашингтон шәһиригә анчә йирақ болмиған җайдики файрфакс оттура мәктипидә өткүзүлгән паалийәттә, шу мәктәптә оқуватқан бир қисим уйғур оқуғучилар уйғур мәдәнийитини тонуштурушта өзлириниң бир кишилик һәссисини қошти.

Уйғурларниң чәтәлләргә көчмән болуп чиқиш долқуниға әгишип, йеқинқи бирнәччә йилда уйғурлар дияридин дуняниң һәрқайси җайлириға көчүп чиқип олтурақлишип қалғанларниң сани барғансери ашмақта. Әнә шу қатарда дуняниң сиясий, иқтисад вә мәдәнийәт саһәлиридә алдинқи қатарда туруватқан америка қошма штатлириму һәр йили мунасип сандики уйғур көчмәнлирини өз қойниға алмақта. Әмма америкидики милйонлиған нопусқа егә башқа көчмән милләтләргә селиштурғанда, уйғурларниң нопус җәһәттики азлиқи, шуниңдәк иқтисад вә мәдәнийәт җәһәттики башқа сәвәбләр түпәйлидин уйғурлар америкида йәнила көп қисим кишиләргә натонуш бир қовм һесаблиниду. Шу сәвәбтинму америкидики уйғур җамаити уйғурларниң миллий кимлики вә буниңға алақидар әһваллар һәққидә ташқи дуняға тегишлик мәлумат беришни һәрқачан өзлириниң бир түрлүк миллий мәҗбурийити, дәп қарап келиватқанлиқи мәлум. Йеқинда америкидики оттура мәктәпләрдә оқуватқан бир қисим уйғур оқуғучилар әнә шу қатардики хизмәтләргә тегишлик һәссә қошти.

3-Март күни америкидики уйғурлар әң мәркәзлишип олтурақлашқан районларниң бири болған вирҗинийә штатидики файрфакс шәһәрлик толуқ оттура мәктәптә “хәлқара мәдәнийәт байрими” өткүзүлди. Бу қетимқи паалийәткә һиндистан, корейә, хитай, мексика қатарлиқ әлләрдин кәлгән һәмдә америкида олтурақлишип қалған көплигән көчмәнләрниң мәзкур мәктәптә оқуватқан пәрзәнтлири, шундақла уларниң ата-анилири қатнашти. Шу қатарда һазир мушу мәктәптә оқуватқан уйғур оқуғучиларға вакалитән адинә вә униң дости дилнур “баһар” намлиқ қош кишилик уссулни орунлап уйғурлардики тәбиәтни сөйүш һәмдә тәбиәт билән бир гәвдигә айлиништәк әнәниви истәкни намаян қилди.

Икки уйғур қизи ойниған уссул һәрикитиниң өзгичилики, униңда ипадиләнгән җушқунлуқ вә нәпислик залдики тамашибинларниң қизғин алқишиға еришти.

Паалийәт арилиқида, биз тамашибинларға уссул маһарити көрсәткән адинәгә микрофонимизни узаттуқ һәмдә униң билән бу қетимқи паалийәттә уссул маһарити көрсәткәнлики һәққидә сөһбәтләштуқ. У бу һәқтә сөз қилип, илгири йәни вәтәндики вақитлирида той-төкүнләрдә ойнап қойидиған уйғурчә уссулниң бунчилик чоңқур мәниси барлиқини америкиға кәлгәндин кейин андин һес қилип йәткәнликини, болупму уйғурлар дияридики мәдәнийәт саһәсидә йолға қоюлуватқан қаттиқ қол сиясәтләрниң маһийитини һазир барғансери тонуп йетиватқанлиқини тәкитлиди.

Сөһбәт арилиқида адинә америкиға көчүп келиватқан уйғур аилилиридики яш боғунларда уйғур мәдәнийити вә уйғур тилидин йирақлап кетиш һадисисиниң еғирлап кетиватқанлиқини тилға елип, өзиниң буниңдин әндишә қилидиғанлиқини билдүрди.

Бу қетимқи паалийәткә иштирак қилған уйғур ата-анилардин санийә бу һәқтә тохтилип, америкиниң оттура мәктәплиридә бу хилдики уйғурчә уссул маһаритини көрүп бәкму һаяҗанға чөмгәнликини билдүрди.

Санийәниң пикричә, ата-анилириға әгишип чәтәлләргә көчүп чиққан уйғур өсмүрлирини мумкин қәдәр уйғур мәдәнийити һәққидә бәлгилик чүшәнчигә егә қилиш ата-аниларниң мәҗбурийити һесаблинидикән.

Бу қетимлиқ паалийәткә тамашибин болуп кәлгән уйғур қизи асийә бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, өзиниң оюн башлиништин аввалқи тәсиратини биз билән ортақлашти.

Униң ейтишичә, америкиға кәлгән уйғур оқуғучиларға ортақ болған бир әһвал шуки, уларниң миллий кимлик мәсилиси һәрқачан башқиларға бир-икки еғиз сөз билән чүшәндүрүп болғили болидиған тема болмай қалидикән. Униң пикричә, мушундақ паалийәтләр көпрәк болса, көпрәк уйғур оқуғучилар сәһниләрдә мушу хилдики паалийәтләргә иштирак қилса, уйғурларни башқиларға техиму яхширақ тонуштурушқа пайдилиқ болидикән.

Бу қетимлиқ паалийәткә файрфакс шәһәрлик оттура мәктәпниң көп қисим оқуғучилири, оқуғучиларниң ата-анилири һәмдә бир қисим қошна мәктәптин кәлгәнләр иштирак қилди. Паалийәт кәч саәт 7 дин 9 ғичә давам қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.