Ата - аниларниң инкаси :“уйғурларниң балилирини мәктәпкә тизимлитиши тәс болмақта”
2014.08.19

Оқуғучиларниң язлиқ тәтили аяғлишип, - 12014 йиллиқ күзлүк йеңи оқуш мәвсуми башлиниш алдида туриду, нөвәттә уйғур елиниң һәр қайси җайлиридики башланғуч, оттура мәктәплиригә тизимлитиш башланди. Бәзи ата - аниларниң инкасиға қариғанда, бу йилдин башлап мәктәпләргә тизимлитишта тәләп қилинидиған һөҗҗәтләр көпәйтилип, ата - аниларниң балилирини мәктәпкә алдуруш рәсмийитини беҗириши техиму мүшкүлләшкән.
Буниң әксичә, даириләр хитай көчмәнләрниң пәрзәнтлирини уйғур елидики мәктәпләргә алдуруш үчүн болса “йешил каридор” намида рәсмийәтни асанлаштуруш сиясәтлири йүргүзиватқан болуп, бу хил охшимайдиған муамилә уйғур ата - аниларни нарази қилмақта икән.
Уйғур елидики һәр қайси башланғуч вә оттура мәктәпләргә оқуғучи тизимлаш ишлири асасән 20 - авғусттин 25 - авғустқичә давамлишидиған болуп, мәктәпләргә оқуғучи тизимлаш һәққидә аптоном районлуқ маарип тармақлириниң тарқатқан омумий уқтуруши болмисиму, әмма һәр қайси дәриҗилик җайларда мәктәпләрниң оқуғучи тизимлаш шәртлиридә өзгириш болған йәни оқуғучини мәктәпкә алдурушта ата - анилардин тәләп қилинидиған испат вә һөҗҗәтләрниң түри бәш, алтә хилға йәткән.
Йәни илгири бир балини башланғуч мәктәпкә алдуруш үчүн ата - ана яки балиниң қанунлуқ қоғдиғучиси пәқәт балиниң туғулуш испати яки нопус дәптирини елип, өзи турушлуқ район тәвәликидики мәктәпкә берипла тизимға алдурса болатти, бу йил мәктәпкә тизимлитиш үчүн аз дегәндә бәш һөҗҗәтни тәқ қилиши шәрт икән. Уйғурларниң балилирини мәктәпкә тизимлитиши үчүн асасән :
- 1 Нопус
- 2 Олтурушлуқ адрисниң өй хети яки икки йилдин артуқ иҗарә һөҗҗити.
- 3 Аз дегәндә икки йиллиқ қош тил йәслисини тамамлиғанлиқ гуваһнамиси.
- 4Пиланлиқ туғут гуваһнамиси
- 5Ата - анисиниң кимлик яки бала билән болған мунасивәт пакити қатарлиқлар тәләп қилинидикән.
Әгәрдә район атлап яки шәһәр атлап кәлгәнләр болса беҗиридиған рәсмийәтлириниң сани техиму көп икән.
Униңдин башқа, ата - анилар балилирини мәктәпкә беришниң алдида хитай тиллиқ синипқа яки қош тиллиқ синипқа беришни ениқ таллап бекитиши шәрт болуп, буниңдин кейин башланғуч мәктәпниң 6 йиллиқ оқушини тамамлаштин бурун синип алмаштурушқа йол қоймайдикән.
Әгәр нопус билән өй рәсмийитидики адрес яки башқа түрләрдә охшимаслиқ болса, мунасивәтлик орунлардин испат әкәлмигичә тизимлитилмайдикән. Мушуниңға охшаш балиларни мәктәпкә киргүзүштә шәрт қилинған рәсмийәтләрни беҗиришму асан әмәс болуп, болупму үрүмчигә башқа шәһәрләрдин келип орунлашқан уйғурларниң балилирини мәктәпкә алдуруш техиму мүшкүл болмақта икән. Бу һәқтә хотәндин хизмити үрүмчигә йөткилип балисини үрүмчидики башланғуч мәктәпкә орунлаштуруш үчүн рәсмийәтлирини беҗириватқан бир ана өзиниң қәдәмму қәдәм тосқунлуққа учрап келиватқанлиқини шикайәт қилди.
Буниңдин илгири уйғурларниң балилирини мәктәпкә тизимлитиш рәсмийити интайин адди болуп, қәшқәрдики мәлум башланғуч мәктәп мудири зияритимизни қобул қилғанда, ата - аниларниң пәқәт нопусини көтүрүп тәвәликтики мәктәпкә келипла тизимлатса болидиғанлиқини ейтқан иди.
Балисини үрүмчидики башланғуч мәктәптә оқутуш үчүн рәсмийәт беҗириватқан исмини ашкарилашни халимиған яш аниниң көзитишичә, уйғурларға бу хил рәсмийәтләрни беҗириш қийинлашқан бир пәйттә әксинчә хитай деһқан ишләмчиләрниң балилирини мәктәпкә тизимлитишини асанлаштуруш үчүн мәктәпләр вә даириләр“йешил каридор” "намида мәхсус етибар бериш сиясәтлиридин башқа, рәсмийәт беҗириш көзники яки ишханиларни, хадимларни тәсис қилған вә үрүмчи нопосиниң барғанчә күпийишигә әгишип башланғуч, оттура мәктәпләрдә оқуғучилар сани ешип кетиштәк әһваллар күөрүлүватқан болуп, әгәрдә рәсмийәтлирини вақтида беҗирәлмигәндә, сандин ашқан оқуғучиларни йирақрақ башқа мәктәпләргә тизимлитишқа һәмдә ата - анилар рәсмийәтләрни йәнә қайтидин толуқлашқа мәҗбур болидикән.