Уйғур тәшкилатлири даириләрниң уйғур тилини маариптин сиқип чиқарғанлиқини әйиблиди

Мухбиримиз меһрибан
2017.08.08
qosh-til-yesli-dolet-bayriqi-oginish.jpg Уйғур районидики мәлум бир “қош тиллиқ” йәслидә хитай дөләт байриқи билән хитай дөләт гербини хитайчә тоғра тәләппуз қилишқа зорланған 3-4 яшлиқ уйғур бала.
Social Media

Уйғур аптоном районлуқ маарип назаритиниң бу йил 1-сентәбирдин башлап толуқсиз оттура мәктәп вә башланғуч мәктәпләрдә хитай тили маарипини йолға қоюшни бәлгиләнгәнлики һәққидики уқтуруши өткән җүмә күни таратқуларда ашкариланғандин кейин, иҗтимаий алақә торлирида җиддий инкас қозғиған иди. Чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлириниң мәсуллири радийомиз зияритини қобул қилип, хитай һөкүмитиниң уйғур маарипини хитайчилаштурушиға қарита наразилиқ билдүрди. Улар иҗтимаий таратқуларда җамаәт пикри топлаш, мәтбуатларда наразилиқ билдүрүш, баянат елан қилиш, һәтта бирләшкән дөләтләр тәшкилати, ғәрб демократик дөләт һөкүмәтлири қатарлиқларға доклат сунуш, әрз қилиш қатарлиқ көп йоллар арқилиқ пүткүл йәр шари характерлик уйғур тил-маарипини қоғдаш паалийити елип баридиғанлиқини билдүрди.

Йеқиндин буян иҗтимаий алақә торлирида уйғур дияриниң хотән қатарлиқ җайлирида 1-сентәбирдин башлап, дөләт тили маарипи намида мәктәпләрдә хитай тили маарипини йолға қоюш уқтуруши чүшүрүлгәнлики тоғрилиқ учурлар тарқалған иди.

Радийомиз ениқлаш давамида, мәзкур уқтурушниң уйғур аптоном районлуқ маарип назарити тәрипидин бу йил 7-айниң 5-күни һәрқайси вилайәт‏, областларға тарқитилғанлиқи вә 1-сентәбирдин башлап толуқсиз оттура мәктәп вә башланғуч мәктәпләрдә йолға қоюш бәлгиләнгәнлики ашкариланған вә уйғур тилиниң маарип системисида чәклиниши иҗтимаий алақә торлирида вә чәтәлләрдики уйғур зиялийлири арисида җиддий муназирә қозғиған иди.

Бу һәқтә пикир баян қилған анализчилар, даириләр йолға қойған аталмиш “дөләт тили маарипини омумлаштуруш” бәлгилимисиниң хитай һөкүмитиниң өзи елан қилған “миллий аптономийә қануни” ға хилап қилмиш икәнликини тәкитләп, буни уйғур қатарлиқ йәрлик хәлқләргә қаритилған миллий ассимилятсийә сияситиниң ашкара йолға қоюлуши дәп әйиблигән иди.

Уйғур аптоном районлуқ маарип назаритиниң 2017-йиллиқ 10-номурлуқ һөҗҗити намида елан қилинған “аптоном районниң мәҗбурийәт маарипи басқучидики қош тил оқутуши дәрслик орунлаштуруш лайиһәси” намлиқ уқтурушта ениқ қилип: “2017-йили 9-айниң 1-күнидин етибарән башланғуч вә толуқсиз оттура мәктәпләрниң биринчи йиллиқидин башлап, барлиқ дәрсләр дөләт ортақ тил-йезиқи арқилиқ өтилиду, шуниң билән бир вақитта мәзкур милләтниң әдәбият дәрслики қошумчә өтилиду” дейилгән.

Бүгүн чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлиридин, мәркизи германийәдики дуня уйғур қурултийи, америкидики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши вә америка уйғур бирлики қатарлиқ тәшкилат мәсуллири зияритимизни қобул қилип, бу тәшкилатлар намидин наразилиқ баянатлири тәйярлиниватқанлиқини билдүрди.

Дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса әпәнди қурултай намидин наразилиқ баянати елан қилиш биләнла чәкләнмәстин, бәлки хитай һөкүмитиниң уйғур маарипини йоқитиш сиясити һәққидә дуня уйғур қурултийи қатарлиқ тәшкилатларниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати, явропа парламенти қатарлиқ хәлқара тәшкилатларға доклат йоллашниң зөрүрлүкини тәкитлиди.

Долқун әйса әпәнди сөзидә, хитай даирилириниң уйғур маарипини хитайчилаштуруш сияситини хитай һөкүмитиниң өзи елан қилған аптономийә қануниғиму хилап болған җинайи қилмиш дәп әйиблиди.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң мәсули өмәр қанат әпәнди, бир милләтниң мәвҗут болушида тил вә маарипни сақлап қелишниң муһимлиқини тәкитләп, хитай һөкүмитиниң маарипни хитайчилаштуруш сияситиниң уйғур миллитини милләт сүпитидә йоқитишқа урунуш қилмиши икәнликини билдүрди, у мәзкур тәшкилат тәрипидин тәйярлиниватқан наразилиқ баянати вә доклатта конкрет пакитлар арқилиқ бу мәсилиләр оттуриға қоюлғанлиқини билдүрди.

Уйғур америка бирликиниң мәсули елшат һәсән әпәнди хитай даирилириниң уйғур миллий маарипини хитайчилаштуруш сияситини 10 нәччә йилдин буян “шинҗаң синиплири” вә “қош тиллиқ маарипни омумлаштуруш” намида йүргүзүп келиватқанлиқини билдүрүп, бу қилмишлириға хәлқара җамаәт пикри топлаш, кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә ғәрб демократик дөләтлириниң җиддий диққитини қозғашниң зөрүрлүкини билдүрди.

Мәлум болушичә, хитай даирилири 2000-йилдин башлап хитай өлкә, шәһәрлиридә шинҗаң толуқ оттура синиплирини ачқан болуп, хитай өлкә, шәһәрлиридики шинҗаң толуқ оттура синиплири 14 өлкидики 45 шәһәр 93 мәктәпни қаплиған. 2000-Йилдин 2016-йилғичә шинҗаң синипи намидики ятақлиқ мәктәпләргә җәмий 90 миң 20 оқуғучи қобул қилинған. 2016-Йили йил ахириғичә 46 миң нәпәр оқуғучи бу мәктәпләрни пүткүзгән. Нөвәттә оқуватқан оқуғучилар көлими 34 миңдин ашқан. Хитай таратқулиридин хәлқ тори, тәңритағ тори қатарлиқларниң 8-авғуст йәни сәйшәнбә күнидики хәвиридин мәлум болушичә, 2017-йиллиқ оқуғучи қобул қилиш 7-авғуст аяғлашқан болуп, бу йил хитай өлкилиридики шинҗаң толуқ оттура синиплириға 9880 нәпәр оқуғучи қобул қилинған.

Һалбуки, хитай даирилири 2006-йилдин башлап уйғур дияридики башқа милләт тилидики мәктәпләрни хитай мәктәплиригә қошуветип аталмиш “қош тиллиқ мәктәпләр” ни қуруп, хитай тиллиқ оқутушни башлиған. Хитайниң һөкүмәт таратқулирида елан қилған учурларға қариғанда, даириләр өткән 5 йил ичидә, “йезиларда 9 йиллиқ мәҗбурий маарипни омумлаштуруш” намида, тәңритағниң җәнуб-шималидики йезилардики йәсли, башланғуч вә оттура мәктәпләргә 60 миң нәпәр “қош тиллиқ оқутқучи” қобул қилған. Нөвәттә уйғур диярида йезилардики қош тиллиқ йәслиләр тезликтә көпәйтиливатқан болуп, хитайниң “шинҗаң гезити” ниң 2017-йил 4-июл хәвәр қилишичә, бу йил авғустниң ахириғичә уйғур дияриниң җәнубий қисмидики үч вилайәт, бир област тәвәсидики йезиларда йеңидин тәсис қилинған 4387 қош тил йәслисидә оқуш башлаш қарар қилинған. Уйғур аптоном районлуқ маарип назарити өткән йили декабирдики баянатида уйғур елида қош тиллиқ йәслиләрдә оқуватқан оқуғучи саниниң 2 милйондин ашқанлиқини, қош тиллиқ йәсли омумлишиш нисбитиниң 90 пирсәнткә йәткәнликини билдүргән.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң мәсули өмәр қанат әпәндиниң қаришичә, хитай даирилири бу йилларда уйғур тәшкилатлири вә хәлқара җәмийәтниң әйиблишигә қулақ салмай, уйғур маарипини пәйдин-пәй йоқитиш сияситини давамлаштуруватқан болсиму, әмма хәлқара җамаәт пикри арқилиқ хитай һөкүмитигә давамлиқ бесим қилса йәнила мәлум үнүмгә еришкили болиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.