Америка демократийини илгири сүрүш фонди уйғур яш актипларға маһарәт өстүрүш вә достлуқ орнитиш пурсити яритип бәрди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2015.05.07
yash-aktiplar-alim-seyitof.jpg Америка уйғур бирләшмиси рәиси алим сейтоф 10-нөвәтлик яш уйғур актиплирини тәрбийиләш курсида сөзлимәктә. 2015-Йили 7-май, вашингтон.
RFA

Д у қ ниң 10-нөвәтлик яш уйғур актиплирини тәрбийиләш курси иккинчи күнигә қәдәм қойди, охшимиған дөләтләрдин вашингтонға йиғилған 50 әтрапида уйғур яш актиплири бүгүн вашингтонға җайлашқан америка демократийини илгири сүрүш фондиниң бинасида, “уйғур бирликиниң символи”, “америка дөләт мәҗлисидә дава елип бериш қәдәм басқучлири вә тактикилири”, “уйғур кишилик һоқуқ мәсилилирини аңлитишниң тактика вә истратегийилири”, “тибәтләрниң дава йолидики тәҗрибилири” дегәндәк темиларда нәзәрийиви билимләрни муназирилишиш, соал сораш, тәқлиди практикиларни елип бериш қатарлиқ җанлиқ шәкилләрдә өгәнди.

Зияритимизни қобул қилған яш курсантлар, мәзкур курсниң, америка вә хәлқаралиқ тәшкилатларниң хизмәт системилири қурулмиси билән тонушуш вә улар билән иш елип берип йоллирини игиләш һәмдә паалийәт қабилийитини өстүрүштә қиммәтлик пурсәт болупла қалмай, дуняниң һәр қайси җайлиридики охшаш ғайидики яшларниң достлуқ орнитишида бир көврүк болғанлиқини билдүрди.

Уйғур яш актиплири бүгүн, дуня уйғур қурултийиниң йеңи бир нөвәтлик яш актиплирини тәрбийиләш курсиниң мувәппәқийәтлик ечилишиға ярдәмдә болуватқан америка демократийини илгири сүрүш фондиниң хизмәт бинасида уйғур давасиниң кәсиплишишидә зөрүр болған демократийә, кишилик һоқуқ һәмдә хәлқара қанунлар қатарлиқ асасий билимләр бойичә тәрбийилиниш дәрслирини алмақта.

Курсқа қатнашқан яш актиплар, америкида яшаватқан уйғур яшлардин башқа, канада, түркийә, германийә, норвегийә, австралийә, қазақистан қатарлиқ әлләрдин кәлгән 17 яштин 25 яш әтрапидики қиз оғуллардин тәшкил тапти.

Бу хәлқара миқясида уйғур давасини елип бериватқан яшларниң, рәһбәрлик вә хизмәт қабилийитини юқири көтүрүшни мәқсәт қилған мәзкур курсниң бүгүнки биринчи дәрси “бостанлиқ кимликлири: хитайниң йипәк йолидики уйғур милләтчилики” намлиқ китабниң аптори, доктор җустин рудәлсон әпәндиниң “уйғур өмлүкиниң символи” темидики дәрсликидин башланди, униңда уйғурлар тарихтин буян қурған империйә вә дөләтләрниң уйғурларниң өмлүкигә символ болалайдиғанлиқи көрситилди. У йәнә уйғур әҗдадлири қурған императорлуқлириниң хән сулалиси билән параллел дәврләргә тоғра келидиғанлиқини шәрһләп өтти.

Курсантлар йәнә америкида паалийәт елип бериватқан адвокат нури түркәл һәмдә америка уйғур бирләшмиси рәиси алим сейтофларниң йетәклиши билән америка дөләт мәҗлисиниң һәр қайси комитетларниң қурулмиси вә америка һөкүмитиниң хизмәт тәртиплири қатарлиқлар һәққидә чоңқур тонушқа игә қилинди вә қизиқарлиқ тәқлидий практикиларни елип барди.

Америкида шундақла өзи турушлуқ әлләрдики һөкүмәтләрдә, уйғур вәзийити вә мәсилилирини аңлитишниң истратигийәлири үстидә өз пикирлирини оттуриға қоюшти. Бүгүнки курс әтигән саәт 8 йеримдин чүштин кейин 6 гичә давам қилди. Биз тәнәппус арилиқида бир қанчә курсантларни зиярәт қилип уларниң мәзкур курстин алған тәсиратлирини соридуқ.

Дуня уйғур қурултийиниң бу нөвәтлик яш актипларни тәрбийиләш курсини тәшкилләш орунлаштуруш хизмәтлиридә актип рол ойнаватқан дуня уйғур қурултийи яшлар комитетиниң рәиси ғәюр қурбан әпәнди зияритимизни қобул қилип, яш актипларниң йетилишидә уйғур миллий һәрикитигә қатнишишқа болған һәвәс вә бүгүнкидәк асасий билимләргә игә болуштин тәҗрибиләрдин башқа йәнә паалийәтни изчил елип беришқа болған психика тәйярлиқниң муһим орунда туридиғанлиқини тәкитлиди.

Курсантларниң паалийәт программилири америка демократийини илгири сүрүш фондиниң хизмәт бинасида йәнә бир күн давам қилиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.