Хитай уйғурларниң йезиқини тәкрар өзгәртиш койидиму?

Мухбиримиз гүлчеһрә
2017.06.19
kona-yeziq-yengi-yeziq-siyasiy-teshwiqat.jpg 1960-Йили әрәб елипбәси асасидики уйғур кона йезиқини хитайчә пинйин асасидики йеңи йезиққа өзгәртиш үчүн уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт тәрипидин нәшр қилинған сиясий тәшвиқат қолланмиси.
RFA/Qutlan

Уйғур йезиқ тарихи һәққидики материяллар, 20-әсирдин буян йәни уйғур аптоном райони қурулғандин кейин уйғурларниң йезиқ өзгәртишиниң әң көп тәкрарланған бир дәври болғанлиқини көрситип бериду. Тилшунаслар буниң уйғурларға апәт характерлик сәлбий тәсирләрни елип кәлгәнликини оттуриға қоюп кәлмәктә. Хитай тәшвиқат васитилиридин, уйғур елидики сиясий, диний, мәдәнийәт бастурушлирини күчәйтип елип бериватқан хитай даирилириниң, нөвәттә қайтидин “уйғур кона йезиқидин йеңи йезиққа көчүш” тәшәббусиға таратқулирида мәйдан һазирлаватқанлиқи мәлум. Бу хилдики мулаһизиләрдә уйғур кона йезиқиниң шәкил җәһәттики йетәрсизликлири күчәп көрситилип, латин елипбәсиниң қош тил маарип һәтта радикаллиқни түгитишкә пайдилиқ икәнликлири күчәп көрситилди.

Чәтәлләрдики уйғур мутәхәссисләр буниңға рәддийә берип “уйғурлар әрәб елипбәсини ташлап латинчиға көчүш” тәшәббусиниң илмийлиқтин йирақ, пәқәт хитайниң уйғур кимликини йоқитиш сияситигә маслишиватқан бир чақириқ икәнликини, йезиқ өзгәртишниң һечқандақ зөрүрийити йоқлуқини пакитлар билән оттуриға қойди.

Уйғурлар һәрхил иҗтимаий, тарихий, сиясий сәвәбләр түпәйли һәр хил системидики йезиқларни қолланған. 1980 Йилларда әрәб елипбәси асасидики уйғур йезиқи әслигә келип, оқу-оқутуш, мәтбуат, нәшрият, хәт-алақә вә һөҗҗәтләрдә омумйүзлүк қоллинилмақта. Йеқинқи йилларда компютер техникисиниң омумлишиши вә тәрәққиятиға әгишип, бу йезиқниң бурун һәл қилинмиған елипбә җәдвилигә вә имла қаидисигә мунасивәтлик бәзи йетәрсизликлириму асасән һәл қилинип болди.

Лекин, йеқинда сиясий еһтияҗ билән кона йезиқни ташлап йеңи йезиққа қайтиш шамили қайтидин көтүрүлүшкә башлиған болуп, 17-июн күни тил, йезиқ саһәси билән һечқандақ алақиси йоқ болған қадир һимит исимлик бир хитай компартийиси кадириниң “уйғур йезиқ ислаһатиға пикри” елан қилинди вә бу тездин чәтәлләрдики иҗтимаий таратқуларға тарқап уйғур зиялийлириниң тәнқидий инкасини мәйданға кәлтүрди.

Турпан шәһәрлик почта телеграф идариси партгурупписи әзаси, идарә муавин башлиқи қадир һимитниң бу тәшәббуси, уйғур елида сиясий вәзийәт җиддийләшкән, һәр саһәдики уйғурларниң үч хил күчкә қарши мәйданини ипадиләшкә мәҗбурлаш долқуни әвҗигә чиққан бир пәйттә елан қилинди. Қадир һимит мақалисидә кона вә йеңи йезиқ оттурисидики пәрқләр һәққидә тохтилип, кона йезиқни ишләткән 20 нәччә йилдин буян компютерда бу йезиқни қоллиништа қийинчилиқ туғулғанлиқидин шикайәт қилип, өзиниң 26 һәрптин тәшкил тапқан латин йезиқта 100% бималал мәшғулат қилалайдиғанлиқини алдинқи сәвәб қилип көрсәткән болсиму, башқа сәвәблири “кона йезиқни ташлап йеңи йезиққа көчүш” тәшәббусиниң пүтүнләй сиясийлиққа игә икәнликини йошуралмиған.

Йәни у мақалисидә, латин елипбәсигә көчүш қош тил маарипини илгири сүрүшкә, милләтләр өз-ара тил өгинип милләтләр иттипақлиқини яхшилашқа пайдилиқ дәп көрсәткән.

Әң муһими, “уйғурлар әрәб елипбәси асасидики кона йезиқини ташлиғанда, радикаллиқни түгитиштә актип рол ойнайду” дәп язған.

Хитай һөкүмитиниң районда уйғурларға йүргүзүватқан сиясий, диний тәқиблиридин башқа, уйғурларниң қанунлуқ өз ана тил-йезиқини ишлитишиму барғанчә тарайтилип, мәмурийәттин, маариптин вә башқа саһәләрдин аста-аста сиқип чиқирилип, кимликини сақлаш зор риқабәткә учраватқан пәйттә пүтүнләй хитай сияситини һимайә қилип, илмийлиқтин чәтнигән бу мақалигә, америкидики матиматикичи доктор ташполат розиниң хитай таратқулирида “наһайити тоғра тәклип,әрәб йезиқини ташлап, латин йезиқиға өтүшимиз керәк” дәп инкас қалдуруши фесебок қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда күчлүк рәддийәгә учримақта.

Ташполат розиниң уйғурларниң йезиқ өзгәртишини тәшәббус қилишиниң сәвәби һәққидә униң өзини зиярәт қилишқа тириштуқ. Әйни дәврдә йеңи йезиқта саватлиқ болғанлар қатаридики ташполат әпәнди гәрчә, хитайниң үндидар сәһипилиридә раһәт һалда инкас билдүргән болсиму, радиомизда авазини аңлитишни халимайдиғанлиқини билдүрди.

Қени ундақта, кәсип әһлилири мутәхәссисләр, “кона йезиқни ташлап йеңи йезиққа көчүш” тәшәббусиға немә дәйду? аңлап бақайли.

Йезиқшунас доктор қаһар барат әпәнди бу хил тәшәббусқа күчлүк рәддийә берип, хитай һөкүмитиниң йеқинқи дәврдә йеңи йезиқ йолға қоюп пүткүл уйғур миллитиниң тарихи, тил-йезиқ тәрәққиятини, мәдәнийитини еғир дәриҗидә дәпсәндә қилғанлиқиини, әгәр бу тарих қайтиланғанда 20 нәччә йилдин буян уйғур зиялийлириниң уйғур хәлқиниң миллий тил-әдәбиятни, тарихини, өрп-адәт вә мәдәнийитини әслигә кәлтүрүш үчүн қилған әмгәклириниң пүтүнләй вәйран қилинип, уйғурларниң өзини сақлап қелишиму тәһдиткә учрайдиғанлиқини, болупму мәдәнийәт әнәнисигә варислиқ қилишидин сөз ечиш мумкин әмәсликини оттуриға қойди.

Уйғур йезиқ тәрәққияти һәққидә илмий муһакимиләр уюштуруп келиватқан уйғур тәтқиқати җәмийити рәиси абдулһимит қарахан әпәнди түркийәдин зияритимизни қобул қилип, йезиқ ислаһатлири вә уларниң сәлбий тәсирлири һәққидә пикирлирини баян қилди вә бу тәшәббус хитай һөкүмитиниң уйғурларниң йезиқини қайта өзгәртиш ғәризидин дерәк бериду дәп қарайдиғанлиқини оттуриға қоюп, гәрчә бәзи хитайпәрәсләрниң илмийлиқтин йирақ бу тәшәббуси, академик вә қануний асасқа игә болмисиму, һечбир талаш-тартиш қилғудәк зөрүрийитиму йоқ бир тема болсиму, уйғур җамаитиниң вә уйғур зиялийларниң хитай һөкүмитиниң кона йезиқни йоқ қилиштики рәзил пиланлириға қарши тәйярлиқта болуши зөрүрлүкини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.