Уйғур оқутқучи : “йеңи дәрслик балиларниң тәпәккүригә тәсир қилмақта”

Мухбиримиз гүлчеһрә
2016.04.21
uyghur-yeza-namrat-mektep-2.jpg Уйғур йезилиридики намрат мәктәп.
weibo.com

Хитай һөкүмити уйғурларға қош тил маарипини йолға қойғандин буян, қәдәмму-қәдәм һалда башланғуч мәктәптин тартип пәқәт вә пәқәт уйғур тил-әдәбияти дәрсинила уйғурчә өткәндин башқа, барлиқ пәнләр хитайчә оқутулидиған қилип өзгәртилгән. Униң биләнла қалмай йеқинда йәнә, уйғур тилидики оттура, башланғуч мәктәп тил-әдәбият дәрслики өзгәртип түзүп тарқитилған болуп, бу мәсилә уйғур зиялийлириниң диққитини қозғимақта.

Ундақта, йеңи өзгәртип түзүлгән дәрслик, уйғур тил-әдәбият оқутқучилиридин немиләрни күтмәктә, бурунқиға қариғанда қандақ охшимаслиқлар бар? бу, оқуғучиларниң һәр тәрәплимә өсүп йетилишигә маслишалидиму йоқ? бу һәқтә хотәндә 20 йилға йеқин башланғуч мәктәп тил-әдәбият вә математика дәрси өтүп келиватқан бир оқутқучиниң һес қилғанлири вә баһасини аңлайсиләр.


Һазир уйғур районида қош тиллиқ маарип бойичә, барлиқ башланғуч-оттура мәктәпләрдә пәқәт уйғур тил әдәбиятидин ибарәт йеганә бирла дәрслик уйғур тилида өтүлмәктә. Йеқинда аптоном районлуқ хәлқ һөкүмити маарип назарити, оқутуш тәтқиқати мәркизи, пәнләр академийиси қатарлиқ орунлар бирликтә оттура-башланғуч мәктәп тил-әдәбият дәрсликини қайтидин өзгәртип түзүп чиққан.

Даириләр уйғур балилар үчүн йеңидин түзүлгән бу тил-әдәбият дәрслик китаби бурунқиға қариғанда билим йәткүзүш вә қурулма җәһәттин техиму мукәммәлләштүрүлгәнликини, оқуғучиларниң һәр тәрәптин билим елишиға мас һалда түзүлгәнликини тәшвиқ қилди. Мәлум болушичә, әмәлийәттә даириләр кона дәрсликтики уйғур классиклири вә уйғур язғучилириниң әсәрлириниң орниға хитай классиклири вә хитай язғучилириниң тәрҗимә әсәрлириниң киргүзгән. Бу, уйғур зиялийларда наразилиқ қозғиған шундақла үндидар торида 12-март елан қилинған “биз өзимизниң уйғур әдәбиятини тәләп қилимиз” сәрләвһилик мақалә елан қилинған. Мақалидә һөкүмәт даирилиригә “һазир уйғур оқуғучилар бир күндә аран бир саәтла ана тил дәрсидин сават алиду. Мушундақ шараитта уйғур әдәбият дәрсликидин уйғур классиклири вә һазирқи заманда тонулған уйғур язғучи, әдиблириниң әсәрлири чиқириветилсә,әслидила интайин аз болған ана тили әдәбият дәрсликидә уйғур тилидики нәмуниләр азайтиветилсә 50 йилдин кейин, 100 йилдин кейинки уйғур әвладлири қандақ ақивәткә қалиду?” дәп мураҗиәт қилинған иди.
Биз йеңидин түзүлгән әдәбият дәрсликини өтүватқан оқутқучиларниң өзидин пикир елишқа тириштуқ, әлвәттә оқутқучилар өзлири бу мәсилигә қандақ қарайду дегән соал келип чиқиши мумкин. Хотәндики мәлум бир башланғуч мәктәп оқутқучиси өзгәртилгән дәрсликләрниң өтилиши вә оқуғучиларда өзлишишигә қарита тәсиратини баян қилип: “өзгәртилгән йеңи дәрслик оқуғучиларғила әмәс биз оқутқучиларғиму тәс келиватиду” дәп баһа бәрди.

Бу оқутқучиниң баян қилишичә, бу йил 3-айдин башлап балиларниң қолиға тутқузған, үстигә “уйғур тил әдәбияти дәрслики” дәп йезип қоюлған өзгәртилгән йеңи дәрсликиниң ичидә уйғур тил-әдәбиятиға тәвә мәзмунларниң салмиқи 30% ни игиләйдиған болуп, бурунқидин көрүнәрлик азлитиветилгән, орниға асасән хитай вә чәтәлләрниң башланғуч мәктәп дәрсликлириниң тәрҗимиси киргүзүлгән. Бу дәрсликләрдә оқуғучиларниң чүшинип өзләштүрүшигә қийинчилиқ туғдуридиған мәлум йетәрсизликләр мәвҗут, шуңа оқуғучилар чүшәнмәй ядлашқа, һәтта оқутқучиларму өзгәргән дәрсликни балиларға мукәммәл чүшәндүрүп уқтурушта луғәт көрүшкә мәҗбур болмақта икән.

Бу оқутқучи бәш-алтә йил бурун иккинчи йиллиқни түгитиш алдида балиларниң һеч болмиғанда бир қанчә җүмлини мустәқил түзәләйдиған һаләткә келидиғанлиқини, әмма һазирқи балиларниң болса раван җүмлиләрниму түзәлмәйдиғанлиқини, болупму қош тил оқутуши йолға қоюлғандин буян балиларниң әқли қабилийитиниң арқиға чекиниватқанлиқини оттуриға қойди.

Бу башланғуч мәктәп әдәбият оқутқучиси йәнә өз ана тилида җүмлиму түзәлмәйватқан бир қисим балиларниң башқа дәрсләрни қобул қилишиниңму охшашла тосалғуға учрайдиғанлиқиға мисал елип математика дәрсидә өзи оқутуватқан иккинчи йиллиқ оқуғучилириниң хитайчә өтиливатқан математика дәрсини тәһлил қилип чүшиниши техиму тәс келиватқанлиқи, оқуғучиларниң омумйүзлүк мисалларни чүшинип йешәлмәйдиғанлиқини, оқуғучилардики бу хил һаләттин әндишә қиливатқанлиқини ипадиләп “балиларниң каллиси ечилмайватиду...” деди.

Бу оқутқучиниң билдүрүшигә қариғанда, қош тил маарип сияситидики намувапиқ оқутуш тәдбирлири оқутуш үнүминиң омумйүзлүк төвәнләп кетишини кәлтүрүп чиқарғандин кейин, бир қисим мәктәпләрдә балиларни хитайчә чүшиниш иқтидариға қарап, “қош тил” вә “бир тиллиқ” дәп икки хил синипқа айрип оқутуш усулини қоллинишқа башлиған. Әмма бу муәллим өзиниң һазирқи балиларға қариғанда бәш алтә йил бурун йәни пәқәтла хитайчә оқутуш қаттиқ тәләп қилинған мәзгилдики балиларниң кәлгүсидин бәкрәк әндишә қилидиғанлиқини баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.