Хитайниң “тор террорчилиқи” ға зәрбә бериш чақириқиға муһаҗирәттики уйғурлар охшимиған инкас қайтурди
2014.12.03

Йеқинда хитайда ечилған дуня интернет йиғинида “тор террорчилиқи” ға ортақ зәрбә бериш чақириқиниң елан қилиниши билән муһаҗирәттики уйғур көзәткүчилири охшимиған инкасларда болди. Җүмлидин голландийәдә яшаватқан диний зиялий һүсәйин тәҗәлли әпәнди, хитайларниң мәзкур тәшвиқатиға қарита:“бу ишта хитай һәм йәмчүк салди һәм езиқтуруш һийлиси ишләтти” дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.
Униң қаришичә, хитай аталмиш “тор террорчилиқи” ға қарши турушқа чақириқ қилғучи болуп көрүнгән болсиму, өзигә зиян қилмайдиғанла болса, хәлқарадики һәрқандақ бир дөләт үстидин елип берилған шикайәтләргә йол қоюп кәлгән.
У, бу арқилиқ бир қисим кишиләрниң зулумға қарши туруш нишанини буриветиш билән биргә, “өзигә хәвп елип келиш еһтималлиқи болғанлар” ға йәмчүк селиш мәқситигә йәтмәкчи болған.
Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.