9 Нәпәр уйғур өсмүр путболчиниң хебейда мәктәпкә кириши тосқунлуққа учриди
2016.10.13
Әркин асия радийомиз хитай бөлүми дәлиллигән хәвәрләргә қариғанда, хитайниң хебей өлкиси хеңшүй “ли лияң” (күч қудрәт) путбол кулубиға бу йил язда уйғурлардин 9 нәпәр яш өсмүр путбол нотилири қобул қилинған, һалбуки бу җайдики бихәтәрлик тармақлири “дөләт бихәтәрликигә, террорлуқниң алдини елишқа хилап” дегәнләргә тақап, бу балиларниң мәктәптә нормал дәрс башлишиға тосалғу яратқан. Улар бу балиларни елип қелиш бихәтәрлик мәсилилирини туғдуриду дәп баһанә көрсәткән. Һазир бу балилардин 4 и юртлириға қайтип кәткән, 5 нәпири өзлириниң путбол чүшини әмәлгә ашуруш үчүн йолуққан бу тосалғуни йеңиш үмидидә қелип, даириләрдин давамлиқ адаләт вә йол издимәктә икән.
Дуня уйғур қурултийи буниңға дәрһал инкас қайтурди. Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит хитай даирилириниң уйғур яш өсмүрләргә қаратқан бу хил кәмситиш вә зораванлиқини, хитай өзи қол қойған инсан һәқлири қанунлириға еғир хилаплиқ қилғанлиқ, дәп әйиблиди.
Хитай һөкүмитиниң дөләт путбол чүшини әмәлгә ашуруш үчүн йеқинқи бир нәччә йилда, алақидар тармақлар путболчилар бөшүки уйғур елидинму избасар тәрбийиләшкә мәхсус пилан вә тәдбирләрни йолға қоюватқан иди, путбол һәрикитини балилардин башлап тутушниң путболчилиқни йүксәлдүрүшниң асаси икәнлики етирап қилинған болсиму, районда бу җәһәттики бошлуқ болғачқа, хитайдики путбол кулублири вә мунтизим кәспий путбол мәктәплиригә тайинишқа тоғра кәлгән. Путбол мәктипидәк путбол нотилирини байқап, уларни кичикидин башлапла мунтизим, системилиқ тәрбийиләш вә хитай путбол ишлириниң тәрәққият тәлипигә лайиқлашқан талантлиқ путболчиларни йетиштүрүш, дөләт командиси вә кәспий путбол кулублириға мунәввәр тәнһәрикәтчиләрни йәткүзүп беришни мәқсәт қилип, нөвәттә бәзи хитай путбол кулублириму уйғур өсмүрләрни қобул қилишқа башлиған иди.
Бу йил яздин башлап,хитайниң хебей өлкиси хеңшүй шәһиридики “ли ляң” (күч қудрәт) путбол кулубиға уйғур бала путболчилардин 9 нәпири таллап қобул қилинған. Бүгүн йәни 13-өктәбир радийомиз хитай бөлүмигә инкас қилғучиларниң билдүрүшигә қариғанда, бу 9 нәпәр балиниң мәктәптә нормал оқуши тосқунлуққа учриған.
Радийомиз хитай бөлүми мухбириниң шу җайдики мунасивәтлик тармақлар вә бу балиларниң теринерлири билән сөһбәтлишип дәлиллишигә қариғанда. Бу йил язда хебейға елип келингән бу тоққуз нәпәр уйғур өсмүр, тәрәпләрниң қанунлуқ келишимлиригә асасән ли ляң путбол кулубида теринериниң йетәклишидә мунтизим кәспий путбол тәрбийисини алғандин башқа, мәҗбурий маарип басқучидики оқушиниму шу җайдики оттура мәктәптә тамамлиши керәк икән, әмма балиларға мәсул уйғур теринер бу балиларни ли ляң кулубиға тизимға алдуруш җәрянида бихәтәрлик тармақлириниң қаттиқ тосқунлуқиға учриған.
Тринерниң чүшәндүрүшигә қариғанда, бу 9 нәпәр уйғур балиниң барлиқ зөрүр рәсмийәтлири толуқ болуп, оттура мәктәпму уларни қобул қилишқа қошулған. Әмма хеңшүй шәһәрлик дөләт бихәтәрлик вә террорлуққа қарши тармақлар бу оттура мәктәпниң уйғур балиларни қобул қилишини тосқан.
13-Өктәбир радийомиз хитай бөлүми мухбириниң зияритини қобул қилған, бу балиларға мәсул уйғур теринер, өзиниң бу уйғур балиларниң немә үчүн хитай өлкилиридики путбол кулублириға қобул қилиналмайдиғанлиқ сәвәбини аңқиралмиғанлиқини билдүрүп “бу балилар һәммиси интайин талантлиқ, мәнму уларниң путбол кулублирида мувапиқ тәрбийилинишини үмид қилимән, әмма лекин бу җайниң дөләт бихәтәрлик, дөләт мудапиә тармақлири бу уйғур балилириниң бу йәрдә қелишини тосуп, бизни қайтуруватиду, балилар оқушсиз қалди, биз бәк һәйран болдуқ вә ғәзәпләндуқ, чүнки бизму җуңго пуқраси, кимликимизгә шундақ йезилған, бизму вәтәнни сөйимиз, пәқәт чирайимиз, туғулуп өскән йеримиз охшимиғачқила бундақ наһәқчиликкә, тосқунлуққа учраймизму, бихәтәрлик сақчи тармақлириниң балилардин қорқидиған немиси бар пәқәтла чүшинәлмидим.”
Бу тернерниң ейтишичә, балиларниң нопуси хеңшүйгә йөткилип болған, униң үстигә уйғур елидики даириләрму уларниң нопусини қайтуруп келишкә унимайватқан болуп, бу балилар оқуштин қалған бир вәзийәттә турмақта. Улар тосқунлуққа учриғандин кейин бейҗиңдики милләт вә дин ишлири министирлиқи билән алақилишип улардин ярдәм сориған, бу орган бу балиларниң хеңшүйдики путбол кулубида кәспий тәрбийә елиши керәклики, мәктәптә нормал оқушини давамлаштуруши керәклики һәққидә бир испатму чиқирип бәргән. Әмма даириләр, буниму һазирғичә илик алмиған.
Игиләшкә қариғанда, әмәлийәттә ли ляң путбол кулубиниң лидери, дөләт бихәтәрлик даирилириниң бу 9 нәпәр уйғур балиниң кулубқа қобул қилинишиға тосқунлуқ қиливатқанлиқидин әндишилиниватқан болуп, өзиниңму даириләрниң һечқандақ сәвәбсиз бу балиларниң мәктәпкә киришигә бунчә тосқунлуқ яритишидин һәйран болғанлиқини билдүргән. Һазир бу тоққуз нәпәр балиниң 4 и амалсиз юртлириға қайтқан болсиму, теринер вә йәнә бәш нәпәр уйғур өсмүр путболчи путбол чүшини әмәлгә ашуруштики ирадисидин янмай давамлиқ үмид билән җаваб күтмәктә икән.
Хәвәр тарқалғандин кейин, бу уйғур путбол нотилириниң хитай өлкилиридә тосқунлуққа вә адаләтсизликкә учриши чәтәлләрдики уйғур җамаити вә уйғур тәшкилатлириниңму әндишисини қозғиди вә инкас пәйда қилди. Бу һәқтә бүгүн зияритимизни қобул қилған дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит, қурултай намидин путболчи уйғур яш өсмүрләрниң нормал тәрбийилинишигә тосқунлуқ қилған даириләрни әйибләп, шу җайдики бихәтәрлик тармақлири дөләт бихәтәрлики, террорлуқниң алдини елишқа хилап дегәнләргә тақап, бу балиларниң мәктәптә нормал дәрс башлишиға тосалғу яратқанлиқи пүтүнләй қанунға вә хитай өзи қол қойған инсан һәқлири келишимлиригиму хилап һәрикәт, һәддидин ашқан миллий кәмситиш, дөләт зораванлиқи, биз даириләрниң дөләт бихәтәрлики вә террорлуққа қарши турушни баһанә қилип, бигунаһ уйғурларниң вә балиларниң һоқуққа дәхли қилишни тохтитишқа чақиримиз дәп көрсәтти вә буниң пүтүн путбол саһәсидикиләрниң диққәт-етибарини қозғиши керәк болған бир мәсилә болуп қалмастин, инсан һәқлирини өлчәм қилған һәр қандақ дөләт вә инсанларниң диққитини тартишқа тегишлик мәсилә, дөләтлик вә аптоном районлуқ тәнтәрбийә идариси путбол һәрикитини башқуруш җәмийәтлириниң инавитигә, милләтләр мунасивитигә тәсир қилидиған зор мәсилә дәп агаһландурди вә һәқ-һоқуқлири, бихәтәрлики дәхлигә учриған бу балиларға мәсул орун вә ата-аниларниму әң тиз сүрәттә балилириниң қанун мәнпәәтини қоғдашта керәклик тәдбир елишқа чақирди.