Уйғур миллий маарипиниң бөшүки - йәкән дарилмуәллими рәсмий тақиветилгән
2017.08.17

Өзиниң 70 йилдин артуқ мусаписидә, 30 миңдин артуқ оқутқучи устазларни тәрбийиләп йетиштүрүп, тәңритағниң җәнубида уйғур миллий маарип асасиниң мустәһкәмлинишидә өчмәс төһпиләр қошқан йәкән дарилмуәллими (йәкән педагогика оттура техникоми), хитай даирилири тәрипидин бу йил пүтүнләй тақиветилгән. Қәдимдинла уйғур маарипниң бөшүки болуп кәлгән йәкән наһийисидә 1944-йили шәрқий түркистан мустәқил дәвридә қурулған вә һәр җәһәттин мукәммәл, күчлүк маарипчиларға, қабил уйғур оқутқучиларға игә, уйғур оттура, башланғуч мәктәп оқутқучилирини универсал кәсипләрдә тәрбийиләп келиватқан бу мәрипәт бөшүкиниң йоқ қилиниши, хитайниң қош тиллиқ маарип сияситиниң тәсиридә уйғур миллий маарипиниң йоқитиливатқанлиқиниң символи болуп қалған.
Йәкән дияри өзиниң қәдимийлики, территорийисиниң кәңлики, мәдәнийәт мираслириға байлиқи, уйғур нопусиниң зичлиқи, ят мәдәнийәт тәсиридә булғанмиғанлиқи, муһими тарихта бир қанчә қетим астанә болғинидәк тарихи реаллиқи билән мәшһур. Уйғур маарип тарихиға даир мәнбәләрдин мәлумки, қәдими муқам вә мәрипәт юрти йәкән (яркәнт) қәдимдинла уйғур маарипниң бөшүки иди, бундин 500 йиллар бурунла йәкәнни мәркәз қилинған сәидийә ханлиқи (1514-1678-йиллар) дәвридә, ханлиқ мәдрисәләр қурулған, мәктәпләр җәмий 2263 кә йәткән икән, “мирза һәйдәр” мәдрисиси, мәшһур “сақийә” намлиқ мәдрисәләрдәк алий билим юртлирида султан абдурешитхан, мәликә аманнисахан, мирза һәйдәр қәшқәри, қәдирхан йәркәнди, мәвлана хулқи қатарлиқ нурғун талантлиқ мәрипәтпәрвәр кишиләр, алимлар, оқутқучилар, музикишунаслар, тарихшунаслар, әдиб-язғучилар, бинакарлиқ маһирлири йетишип чиққан.
Йәкән һазирму тәвәликидә йәкән кәспи техника тәрбийиләш мәктипи(оттура техникоми), йәкән теббий мәктипи, кәспи техника тәрбийиләш мәктипи қатарлиқ оттура, алий техником билим елиш орунлири, 8 оттура мәктәп, 29 йеза-базарларда башланғуч вә толуқсиз оттура мәктәплири бар болған мукәммәл маарип тәрбийә орунлири билән қапланған. Әмма, аңлиғучилиримиздин кәлгән инкасларға қариғанда, бүгүнки йәкәнниң һазирқи заман маарип асасиниң мустәһкәмлинишидә әң чоң рол ойниған илим кани һесаблинидиған “йәкән дарилмуәллимин” ниң изи бу йил хитай даирилири тәрипидин пүтүнләй өчүрүлгән.
Һәтта, бу мәктәпниң телефон номурлириму қәшқәр телефон улаш баш аппарати хатирисидин өчүрүлгәнлики хитай телефонистниң сөзидин дәлилләнди.
Биз бу һәқтики учурға асасән, йәкән даирилиридин әһвал игилидуқ. Нөвәттә қәшқәр дарилмуәллиминниң нами хитайниң тор саһәсидин пүтүнләй өчүрүветилгән, қәшқәр вилайәтлик телефон баш апаратидинму исми вә номурлири өчүрүлгән болуп, биз мәктәпкә йеқин җайдики бир дуканға телефон улидуқ:
- Йәкән сифән һазирму барму?
- яқ һазир йоқ, 3 йил болди, наһийилик-3 оттура қилип өзгәртивәтти.
- Оқутқучилар нәгә кәтти әмисә?
- Уни уқмаймән.
- Оқуғучиларничу, тарқитивәттиму?
- У оқуғучилар һәммиси оқуш пүттүрүп болғандин кейинла тақивәтти болғай.
- Мәктәптикиләр асасән уйғур оқутқучи, оқуғучилармиди?
- Һә, шундақ, уйғур иди. Һәммә дәрсләрни өтәтти.
Йәкән дарилмуәллимин тақалғанлиқи дәлилләнгәндин кейин, биз йәнә йәкән һөкүмәт вә маарип тармақлиридин сәвәблири һәққидә мәлумат елишқа тириштуқ.Йәкән маарип идариси ишханисидин бир хадим телефонни алди :
- Йәкән сифән мәктәпни биләмсиз?
- Һә, һазир йоқ, өзгәртивәтти у мәктәпни, хели чоң мәктәпти, 5, 6 йил боп қалдиғу дәймән.
- Һәммиси уйғурлармити у мәктәптә?
- Уни билмәйдикәнмән.
- Үчинчи оттуриға өзгәртивәтти дәйду, уйғур мәктәпму яки хитайчә мәктәпму у?
- Қош тил толуқ оттура мәктәпқу дәймән, ениқ уқмайдикәнмән.
Йәкән наһийилик һөкүмәт ишханисиғиму телефонимиз уланди вә бу учур қайта дәлилләнди :
- Бурун йәкәндә сифән мәктипи бар идиғу?
- Һазир йәкәндә йоқ сифән мәктәп, нәччә йил боп кәтти у мәктәпни 3-оттура қиливәткән. Оқутқучилири-1 оттура, 2 -оттура дегәндәк мәктәпләргә бөлүнүп кәтти.Мәктәпниң тақилиш сәвәбини биләмсиз?
- Әмәлдин қалғандин кейин тақивәтти, узун йиллиқ мәктәп, әмма тақиветилиш сәвәбини билмәймән.
- Оқуғучиларни қандақ қилди әмисә?
- Униму уқмаймән.
- Бурун йәкәнниң нопусиниң 98% и уйғур икәнғу, һазир өзгәрдиму?немандақ җиқ гәп сорайсиз, җиқ гәп қилишсақ болмайду, ишханиниң номури маву...Телефон үзүветилди.
Хитай елан қилған нопус статистикисиға асасланғанда,нопуси бир милйонға йеқин бу наһийидә, уйғурлар наһийә омумий нопусниң %96 ни тәшкил қилиду, һалбуки, йеқинқи йилларда хитайниң нопус йөткәш вә қош тил маарипи қатарлиқ уйғурларға қаратқан өткүр сиясәтлири, бу җайниң қурулмиси, нопуси һәтта мәдәний-маарипидиму өзгиришләр ясимақта икән. Буниң әң ярқин ипадисиниң бири 2014-йилида 70 йиллиқини дағдуғилиқ қутлиған “йәкән дарилмуәллимин” ниң бүгүн бу қәдими макандики йәнә бир тарихқа айланғанлиқидур.
Бизниң йәкән дарилмуәллиминниң тақилишиниң сәвәби вә тәсирлири һәққидә издинишимиз давамида еришкән учуримизға қариғанда, гәрчә даириләр 2005-йилила бу мәктәпни тақашни қарар қилған болсиму, мәктәптики оқутқучи, оқуғучиларниң саниниң көплүки, наразилиқ вә қаршилиқ пикирләрниң көпийиши билән пиланни иҗра қилиштин вақтинчә тохтиған. Әмма,мәктәпниң 70 йиллиқ хатирисидин кейин йәни 2014-йилидин башлап мәктәп нами рәсмий қалдурулуп, наһийилик-3оттура мәктәп қилип өзгәртилгән. Штатлиқ болған 200 гә йеқин уйғур оқутқучиниң көп қисми хитай тилида лаяқәтсиз дегән баһаниләр билән хизмәттин бошитилған болса, хитай тили сәвийиси үстүнрәк яш оқутқучилар башқа оттура-башланғуч мәктәпләргә тарқақлаштурулған.
Әйни чағда мәктәп, мәҗбурий маарипидики зөрүр асасий пән кәсиплиридин башқа, маарип илми,, тәнтәрбийә, музика, гүзәл сәнәт, сиясәт, компютер қатарлиқ кәсипләрдә кәң даиридә кәспий оқутқучиларни тәрбийиләйдиған мукәммәл вә универсал педагогика кәспий техником болуп, униң рәсмий штатлиқ 11 нәпәр алий дәриҗилик оқутқучи, 52 нәпәр лектор вә 1 нәпәр алаһидә оқутқучини өз ичигә алған 177 нәпәр оқутқучи вә хизмәтчиси барлиқи мәлум.
Мәнбәләрдә хатирилинишичә, йәкән дарилмуәллимин, 1944-йили-8 айда шәрқий түркистан һөкүмитиниң тәстиқи билән қурулған, уйғур диярида, коммунист хитай һөкүмити бесивелиштин илгири қурулған 10 чоң педагогика мәктәплириниң бири һесаблиниду шундақла һазирқи заман маарипини тәңритағниң җәнубиға тарқитиштики әң дәсләп қурулған дарилмуәллиминниң бири. Бу мәктәп әйни дәврдә йәни 1944-йилидин 1949-йилғичә болған арилиқта уйғур ели йеңи маарипи үчүн 185 нәпәр оқутқучини тәрбийиләп йетиштүргән икән.
Мәктәп нами 1954-йили “йәкән наһийилик педагогика техникоми” қилип өзгәртилгән. Қурулма җәһәттин 3 қәвәтлик мукәммәл оқутуш бинаси, мәхсус кутупхана бинаси, йәнә икки оқуғучилар ятақ биналириға игә болуп, толуқсиз оттура мәктәп пүттүргән оқуғучилар 3 йил, толуқ оттура сәвийисидики оқуғучилар 2 йил оқуйдиған оттура техником мәктипи болуп шәкилләнгән 60 йил давамида, җәмий 27 миңдин артуқ оқутқучи универсал кәсипләрдә тәрбийилинип, йәкән наһийисила әмәс, униңға туташ мәкит наһийиси, поскам, қағилиқ наһийилири,ташқорған таҗик аптоном наһийиси, ақту наһийиси, йопурға, маралбеши наһийилири һәтта хотән вилайәтлиригичә болған, тәңритағниң җәнубий қарақурум етәклиридики йеза маарип сепидики һәр қайси мәктәпләргә сәпләнгән.
Йәкәнниң йеқинқи маарип әһвалидин хәвәрдар, илгири уйғур елиниң җәнубида маарип хизмәтлири билән шуғулланған, исмини ашкарилашни халимиған бир уйғур зиялийси, өзиниң йәкән дарилмуәллимин һәққидә билидиғанлирини аңлатти. Бу зиялийниң қаришичә, “уйғур тилида оқутуш елип барған уйғур мәктәплириниң мәйли кәспий сәвийиси, қурулмиси, арқа көрүнүши, җәмийәттики орниниң қанчилик юқири болушидин қәтийнәзәр, қош тил маарипи сияситиниң уйғур тилидики маарипқа еһтияҗиниң қалмиғанлиқи аччиқ реаллиқ. Уйғур маарип кәспий йетәкчилики үчүн 70 йилдин артуқ төһпиләр қошуп кәлгән, нәччә он миңлап қабил оқутқучиларни тәрбийилигән йәкән дарилмуәллиминниң пүтүнләй тақиветилиши, бизгә шундақ бир һәқиқәтни намаян қилмақта. Шундақла бу уйғур маарипи, уйғурлар йүзлиниватқан кризис вә зор хәвпни көрситип беридиған бир пакит.”