Малайсия вә һиндонезийәдә уйғурларни қоллаш йүзисидин зор көләмлик намайишлар өткүзүлди
2019.12.27
Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, хитай һөкүмитиниң уйғур елида йолға қойған лагерлири вә башқа зулум сиясәтлиригә аит пакитлар ашкариланғансери буниңға қарши наразилиқ авазлириму мас қәдәмдә йүксәлмәктә. Болупму хитай һөкүмитиниң мушу сиясәтлиригә аит мәхпий һөҗҗәтлириниң ашкарилиниши илгири бу мәсилидә сүкүт қилип туруватқан бир қисим дөләтләр һөкүмәтлирини вә хәлқ аммисини ойғитишта зор рол ойниди.
27- Декабир күни һиндонезийә в малайсия қатарлиқ мусулманлар нопуси көп санлиқни игиләйдиған икки чоң дөләттә уюштурулған зор көләмлик намайишлар һәм шундақла малайсия парламентидики уйғурлар һәққидики талаш - тартишлар әнә шуниң җүмлисидиндур.
27-Декабир малайсия парламентида өктичи партийәләр әзалири малайсия баш министири муһәммәт маһатердин уйғурлар мәсилисидә соал сориған. Малайсия “кини теливзийәси“ ниң ейтишичә, маһатер уйғурларниң малайсияда қелип панаһлиқ тилиши һәққидики соалға җавап берип, хитайдики зулумдин қечип малайсияда яшашни тәләп қилған уйғурларға малайсия һөкүмитиниң көңүл болидиғанлиқини, әгәр уйғурлар малайсияда панаһланмақчи болса, хитай уларни қайтуруп беришни тәләп қилған тәқдирдиму, уйғурларни қайтуруп бәрмәйдиғанлиқини билдүргән.
Шу күни йәнә малайсияда икки чоң тәшкилат айрим - айрим һалда уйғурларни қоллаш вә хитай һөкүмитиниң сиясәтлиригә наразилиқ билдүрүш намайиши қилған. Малайсия мусулман яшлар һәрикити тәшкилати билән “малайсия һизбу тәһрир” тәшкилати айрим - айрим уюштурған намайишларға миңларчә киши иштирак қилған. “малайсия мәктублири” намлиқ гезитниң бу һәқтики хәвиригә қариғанда, юқириқи бу икки тәшкилат дәсләптә куала-лампур шәһириниң охшимиған ноқтилиридин йолға чиқип намайиш қилип, ахирида куалалампур шәһиридики мәркизи кочилардин болған җалан ампаң кочисиға кәлгәндә бирлишип ортақ һалда намайиш қилған. Улар хитай һөкүмитиниң уйғур мусулманлириға қаратқан сиясәтлиригә вә шундақла йиғивелиш лагерлириға күчлүк наразилиқлирини билдүргән.
Малайсиядики “кини” телевизийәсиниң намайиш нәқ мәйданидин тарқатқан хәвиригә қариғанда, малайсия мусулман яшлар һәрикити тәшкилатиниң башлиқи муһәммәд файсал абдулезиз мухбирларға баянат берип төвәндикиләрни баян қилған:
“биз хитай һөкүмитини малайсия хәлқиниң вә хәлқара җамаәтниң авазиға қулақ селип, уйғур мусулманлирини вә башқа мусулман хәлқләргә зиянкәшлик қилишни тохтитишини үмид қилимиз...Хитай һөкүмитиниң уйғурларға қиливатқан муамилисини билимиз. Биз у йәрдә болуватқанларни билип туруватимиз. Хитай һөкүмити бизгә әхмәқтәк муамилә қилиштин ваз кечиши керәк. Биз әхмәқ әмәс, биз буйәргә чиқиштин аввал бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң бу һәқтики доклатлирини көрдуқ. Башқа кишилик һоқуқ органлириниң доклатлирини көрдуқ, хитай һөкүмити өзиниң райондики диний сиясәтлиригә аит маддиларни оқудуқ. Бизниң уйғур достлиримизму бар, биз уларниң дәрдини билимиз. Шуңа биз һәммә кишини хитай һөкүмитиниң тәшвиқатлириға ишәнмәсликкә чақиримиз” дегән.
Муһәммәд файсал абдулезиз сөзидә йәнә “әгәр хитай һөкүмитиниң һәқиқәтән қорққудәк иши болмиса, хәлқаралиқ мустәқил тәкшүргүчиләрниң районға берип тәкшүрүшигә йол қоюши керәк, очуқ - ашкарә болуши керәк,” дегәнләрни тәкитлигән. У йәнә малайсиядики тәшкилатларниң һәр вақит хитай билән уйғурлар оттурисидики мәсилидә сөһбәт елип беришқа тәйярлиқини билдүргән.
Малайсия мусулман яшлар һәрикити тәшкилатиниң башлиқи муһәммәд файсал абдулезизниң мухбирларға ейтишичә, улар хитай әлчиханисиға нота тапшурушни тәләп қилған. Хитай әлчиханииси дәсләптә буниңға қошулған болсиму, әмма кейин сөзидин йенивалған икән. У хитай һөкүмитиниң бу һәрикитини намәрдлик дәп тәнқидләп “милярдларчә нопуси болған дуняви чоң хитай дөлити кичик бир дөләтниң вәкиллири билән учришишқа җүрәт қилалмиди,” дегән.
27- Декабир күни һиндонезийә пайтәхти җакартадиму миңдин ошуқ кишиниң қатнишиши билән зор көләмлик намайиш өткүзүлгән. Бирләшмә агентлиқ тарқатқан хәвәрдә ейтилишичә, шу күни миңларчә намайишчи амма хитай әлчиханисиға қарап йүрүш қилған. Хитай әлчиханиси болса қаттиқ муһапизәт астиға елинған икән. “уйғурларни қутқузувалайли” дегән хәт бесилған баш лентилирини тақивалған намайишчилар, шәрқий түркистанниң ай - юлтузлуқ көк байрақлирини көтүрүп намайиш қилған.
Намайиш мәйданида “уйғурларға әркинлик”, “коммунист хитай”, “фашист хитай” “хитай чиқип кәт” дегәндәк шоарлар товланған. Намайишта һиндонезийәдики консерватип мусулман һәмкарлиқи тәшкилатиниң башлиқи юсуф мартак сөз қилип “биз хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан бесим, қейин - қистақ вә башқа зулум сиясәтлирини қаттиқ тәнқидләймиз,” дегән вә шундақла “хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзиватқан барлиқ ишғал вә бесим сиясәтлиригә қәтий қарши туримиз,” дегән. Һиндонезийәдики бу намайишқа йәнә мәркизи түркийәниң қәйсәри шәһиридики “шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийти” вә “шәрқий түркистан миллий мәҗлиси” ниң рәиси сейит түмтүрк әпәндиму қатнишип, намайишчи аммиға сөз қилған шундақла һиндонезийә хәлқигә миннәтдарлиқини ипадә қилған.
Мәлум болушичә, дунядики әң көп мусулман нопусиға игә болған һиндонезийә гәрчә бу мәсилидә хитайни хапа қилип қоюшни бәк халимисиму, әмма һиндонезийәдики бүгүнки намайишта намайишчи амма һөкүмәтни бу мәсилидә һәрикәткә өтүшкә чақирған.