Марко рубийо “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ни қайта тонуштурған

Мухбиримиз мәмәтҗан җүмә
2021.01.31
Марко рубийо “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ни қайта тонуштурған Америка кеңәш палата әзаси марко рубийо.
Social Media

Бу һәптә америка кеңәш палата әзаси марко рубийо кеңәш палата әзаси җеф мерклей билән бирлишип “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ни қайта тонуштурған.

“флорида күдилик гезити” ниң 29-январ хәвәр қилишичә, рубийониң ишханиси мәзкур қанун лайиһәсини: “уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селиш арқилиқ ясалған мәһсулатларниң америкиға кирмәсликигә капаләтлик” қилидиғанлиқини билдүргән.

Кеңәш палата әзаси марко рубийо мундақ дегән: “хитай коммунистик партийәси уйғур вә башқа мусулман аз санлиқ милләтләргә, болупму ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтләрни өз ичигә алған кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини садир қиливатқан болғачқа, буни көрмәсликкә селишқа башқа баһанә йоқ. Биз униң орниға пүтүн күчимиз билән уларни тохтитишимиз керәк”

Мерклей мундақ дегән: “көп йиллардин буян, хитай һөкүмити шинҗаңда ирқий қирғинчилиқ қилип, уйғур вә башқа мусулманларни асас қилған башқа аз санлиқ милләтләрни өзлириниң диний вә мәдәнийәт адитидин ваз кәчкүзүш үчүн, уларни қийнаш, түрмигә солаш, мәҗбурий әмгәк вә бесимға дучар қилди”

У йәнә: “мәҗбурий әмгәк билән ишләпчиқирилған таварларниң америкиға импорт қилинишини чәкләш арқилиқ ирқий қирғинчилиққа шерик болмаслиқимизға капаләтлик қилиш вә бу вәһшийликни садир қилғучиларни җавабкарлиққа тартишқа толуқ вәдә беришимиз керәк,” дегән.

Мәзкур қанун лайиһәсини йәнә аризона штатиниң җумһурийәтчиләр партийәсидин болған вәкили җон бузмәнму қоллиған болуп, у 29-январ өз торбетидә елан қилған баянатида: “хитай компартийәсиниң уйғур вә башқа мусулман аз санлиқ милләтләргә қаратқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә чоқум хатимә берилиши керәк. Америкиниң диний аз санлиқ милләтлирини қоғдаш вә уларға ярдәм бериш мәҗбурийити бар. Бу қанун лайиһиси хитай компартийәсиниң қәбиһ қилмишлири үчүн уни җавабкарлиққа тартишимиз йолидики тунҗи қәдәм.”

Мәзкур қанун лайиһәсини марку рубийо билән палата әзаси җеф мерклий һәмкарлишип тонуштурған болуп, нөвәттә авам палатасидики һәр икки партийәниң ортақ қоллишиға еришкән вә қоллайдиған палата әзалириниң сани 27 нәпәрдин ашқан.

“уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” марко рубийо билән америка авам палата әзаси җим макговернниң һәмкарлиқида өткән йили бир қетим тонуштурулған иди. Мәлум болушичә, бу нөвәт қайтидин тонуштурулған йеңи лайиһә бу һәптә авам палатаси ташқи мунасивәтләр комитетиға йолланған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.