Хитай қарамайда тунҗи болуп синақ қиливатқан әқлий иқтидарлиқ чарлиғучи машина қандақ нәрсә?

Мухбиримиз гүлчеһрә
2022.07.01
Хитай қарамайда тунҗи болуп синақ қиливатқан әқлий иқтидарлиқ чарлиғучи машина қандақ нәрсә? Қарамай шәһәрлик сақчи идариси рәсмий ишқа салған адәмсиз чарлаш машиниси. 2022-Йили июн.
ts.cn

Һазирқи учур вә пән-техника йүксәк дәриҗидә тәрәққий қилған заманда инсанлар әқлий иқтидарлиқ янфун, әқли иқтидарлиқ аппарат вә машина-үскүниләрдин айрилалмайдиған болуп қалди. Һалбуки, бу әқлий иқтидарлиқ көзитиш техникилири хитайға охшаш диктатор дөләтләр, җүмлидин уйғур вә башқа милләтләр үстидин “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” өткүзүватқан бир дөләтниң сақчилириниң қолиға чүшкәндә яки әқлий иқтидарлиқ тәқип машинилири сақчиларниң орнини алғанда, буниң қандақ еғир ақивәт пәйда қилидиғанлиқи вә қанчилик хәтәрлик икәнликини қияс қалалайсиз?

Хитай хәвәр агентлиқиниң 29-июн уйғур районидин тарқатқан хәвиригә қариғанда, хитайниң әң илғар тәқиб системиси арқилиқ уйғур елини “мукәммәл сақчи дөлити” гә айландурғанлиқи мәлум. Хәвәрдин аян болушичә, қарамай шәһәрлик сақчи идариси шу күндин башлап, җуңке тйәнҗи ширкити синақ қилип ишләпчиқарған 20 данә адәмсиз чарлаш машинисини рәсмий ишқа кириштүрлгән.

Қарамай шәһәрлик сақчи идариси рәсмий ишқа салған адәмсиз чарлаш машиниси. 2022-Йили июн.

Хәвәрдә ейтилишичә, қарамай шәһәрлик сақчи идарисиниң башлиқи җав гошин бу машиниларни махтап мундақ дегән: “сақчи бәлгиси чүшүрүлгән бу машинилар қарамай шәһиридики асаслиқ сода мәркәзлири, саяһәт нуқтилири вә бәзи мәһәллиләрни синақ тәриқисидә 24 саәт чарлайду. Улар бу шәһәрдики камералар толуқ қаплиялмиған җайларни көзитиш мәсилисини һәл қилипла қалмай, бәлки йәнә сақчи, дрон (адәмсиз учақ) вә видийолуқ назарәт системиси билән биллә пүтүн шәһәрниң булуң-пушқақлирини тәқип қилиш, пүтүн әһвални билип туруш вә тоғра сигнал бериш вәзиписини иҗра қилиду.”

Ундақта, хитай қарамай шәһиридә синақ қилп ишқа кириштүргән бу әқлий иқтидарлиқ шопурсиз чарлаш машиниси қандақ нәрсә?

Биз бу һәқтә тәпсилий мәлумат елиш үчүн, қарамай шәһәрлик сақчи баш аппаратиға телефон қилдуқ. Баш аппараттики хадим телефонимизни бу шопурсиз чарлиғучи машинилар ишләватқан “қурум йоли” (коинлун йоли) сақчи понкитиға улап бәрди.

Мухбир: йеқинда “кичик чарлиғучи” дәп атилидиған әқлий иқтидарлиқ аптомобилларни ишқа кириштүрүпсиләр, униң қандақ иқтидари бар?

Хитай сақчи: шундақ, бу тунҗи қетим синақ қиклиниватқан шопурсиз чарлаш аптомобили. Униң антеннасини пункитимизда турупла бәлгиләп қойимиз, өзи чарлайду.

Мухбир: билишимизчә, униңға радар орнитилған икән, шундақму?

Хитай сақчи: шундақ, униңға радар орнитилған. Әгәр бирәр вәқә болса яки тосалғуға учриса вә яки сақчиға мәлум қилиш сигнали берилсә, шу радар арқилиқ бизгә сигнал йәткүзәләйду.

Мухбир: көзитиш аппаратлириму орнитилған икән, ичидә қанчә камераси бар?

Хитай сақчи: бу чарлаш аптомобилға 8 данә әқлий иқтидарлиқ көзитиш камераси орнитилған. 360 Градус айлинип сүрәткә алалайду.

Қарамай шәһәрлик сақчи идариси рәсмий ишқа салған адәмсиз чарлаш машиниси йирақтин көзитиш екрани. 2022-Йили июн.

Бир минутқа йәтмигән диялогимиздин кейин, телефон узүветилди. Мәлум болушичә, хитай даирилири чәт әл мухбириниң телефон зияритигә һәр хил тәдбирләр арқилиқ тосқунлуқ яратмақта.

“кичик чарлиғучи” ниң сирини ечиш үчүн биз йәнә хитай таратқулирида тарқитилған бу һәқтики учурларни издидуқ.

“тәңритағ тори” ниң вейбо иҗтимаий тартқу суписида тарқитилған “қарамайда ишқа кириштүрүлгән ‛кичик чарлиғучи‚ ким?” намлиқ бир синлиқ хәвәрдә, мәзкур әқлий иқтидарлиқ чарлаш машинисиниң әмәлий иқтидари һәққидә бир қәдәр тәпсилий учур берилгән икән.

Униңда мундақ дейилгән: “L4шопурсиз чарлаш сақчиси, егизлики 1.6 Метир, узунлуқи 1.8 Метир, кәңлики 1 метир. Бу машиниға қапартма, дурбун көрүш вә соқулушқа қарши туруш сензори қатарлиқ 15 хил аптоматик һәйдәш үскүниси һәмдә 20 хилдин артуқ сақчи үскүниси сәпләнгән. Мәсилән, бир кунупка сигнали толуқ учур топлаш вә юқири үнүмлүк йәткүзүшни әмәлгә ашуралайду.”

Униңда йәнә мундақ дейилгән: “чарлаш машинисиниң роли шуки, толуқ ток қачиланғандин кейин 6 саәттин 8 саәткичә тохтимай ишлийәләйду. Сақчиларға учур әвәтиш, сақчи учурлирини бир тәрәп қилиш, йирақтин қоманданлиқ қилиш вә сақчи учурлирини бир тәрәп қилишиға ярдәм бериду, бирәр җиддй яки гуманлиқ вәқә йүз бәргәндә, йүз тонуш, из қоғлаш техникиси арқилиқ қарар чиқирип, ‛бир гәвдиләштүрүлгән башқуруш суписи‚ ға әвәтиш иқтидариға игә. Әвзәллики: бу машина 1 дин 3 гичә сақчиниң орнини елип, пүтүн күнлүк, йәни 24 саәтлик чарлашни әмәлгә ашуралайду”.

Мунасивәтлик хәвәрләрдин мәлум болушичә, әмәлийәттә бу әқлий иқтидарлиқ чарлиғучи машинилар бу йил 16-февралдин башлап синақ тәриқисидә йолға қоюлған болуп, әйни вақитта алди билән 5 данә машина ишқа кириштүрүлгән икән. Һазир 20 гә йәткәнлики мәлум. Бу һәқтә “қарамай гезити” ниң 2022-йили 30-марттики хәвиридә ейтилишичә, “кичик чарлиғучи” дәп аталған бу хил адәмсиз чарлаш сақчи машиниси җоңке тйәнҗи (шинҗаң) авиатсийә-аләм қатниши учур чәклик ширкити (төвәндә қисқартилип “җоңке тйәнҗи” дейилиду) тәрипидин ясалған икән. Бу йил 4-айдин бурун бу машинилар асаслиқи қарамайдики бир қисим қулайлиқ сақчиханиларда синақ тәриқисидә ишлитилгән икән.

Қарамай шәһәрлик җамаәт хәвпсизлик идариси қурум йоли сақчиханисиниң мәсули “қарамай гезити” ниң мухбирға мундақ дегән: “‛кичик чарлиғучи‚ ниң ишқа кириштүрүлүши, сақчиханиларниң әқлий иқтидарлиқ учурлаштуруш сәвийәсини өстүрди вә сақчи чиқимини төвәнләтти.”

Һалбуки, “мукәммәл сақчи дөлити” намлиқ китабниң аптори, америкалиқ мухбир вә язғучи җеффри кейн, хитай даирилири махтиниватқан бу әқлий иқтидарлиқ сақчи чарлаш машинисиниң әслидинла “сақчи дөлити” гә аялндурулған уйғур райони үчүн теииму қорқунчлуқ хәвәр икәнликини билдүрди: “мушундақ йоқури техникалиқ чарлаш арқилиқ хитай сақчи даирилири уйғур районида бир вақитниң өзидә һәммә йәрни көрүп, контрол қилишни истимәктә. Миңлиған камиралар арқилиқ уйғурларниң һәммисини зәрбә бериш обйекти дәп қариған, шундақла уларниң биологийәлик учурлирини йиғип топлиған иди. Шуниң билән бир вақитта йәнә йүз тонуш, из қоғлаш техникасини ‛бир гәвдиләштүрүлгән башқуруш суписи‚ да ишлитип кәлгәниди. Қарамайда ишқа кириштүрлгән бу адәмсиз чарлаш машинилири һәрқандақ вәқәни алдин анализ қилиш иқтидариға игә. Бу хитай һөкүмитиниң йиллардин бери районда давамлаштуруп келиватқан омумйүзлүк тәқиб-назарәт системисини техника җәһәттин йәниму илгирилигән һалда бир балдақ йоқури көтүргәнликиниң бир бәлгиси. Хитай бу арқилиқ бир тәрәптин уйғурларни қорқутушни мәқсәт қиливатқан болса, йәнә бир тәрәптин бу машинилар арқилиқ өзиниң районни контрол қилиштики қабилийитини көз-көз қилип, өзиниң дуняда әң күчлүк юқири техникаларға игә икәнликини тәшвиқ қилмақчи, дәп қараймән.”

Җеффри йәнә бу машиниларниң кәң көләмдә ишлитишиниң елип келидиған тәсрлири һәққидики әндишисини билдүрүп, мундақ деди: “улар бу машиниларни кейин уйғур районида кәң қоллиниши мумкин. Бәлки буниңға бир қанчә ай яки бир йил кетиши мумкин. Буниң әслидинла қаттиқ контроллуқ астидики уйғурларға елип келидиған вәһимисини қияс қилип бақидиған болсақ, бу әқлий иқтидарлиқ чарлиғучи машинилар һәр бир уйғурниң йүрики вә роһиға қорқунуч селиши, йәни өзлириниң хитайниң юқури техникилиқ тәқиплиридин һәр қандақ қилипму қутулалмайдиғанлиқидәк қорқунучни һес қилиши мумкин.”

Җоңке тйәнҗи ширкитиниң техника дериктори җаң фең “қарамай гезити” мухбириға мундақ дегән: “бу шопурсиз әқлий иқтидарлиқ сақчи чарлаш машинисиниң тунҗи қетим шинҗаңда қоллинилишидур. Қарамайдики синақ түридин кейин, бу машинилар пүтүн шинҗаңда омумлаштурулиду.”

Җаң фең бу машиниларниң немә үчүн әң алди билән қарамайда синақ қилинғанлиқи һәққидә тохтилип, қарамайниң наһайити әвзәл учурлаштуруш асасиға игә икәнлики, әқлий иқтидарлиқ чарлаш машинилирини ишләпчиқириш завутиниң қарамайға җайлашқанлиқини тилға алған.

Бу һәқтә кийинки программизда давамлиқ мәлумат беримиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.