Ма шиңрүй: “партийәмизниң шинҗаң сияситини толуқ иҗра қилимиз! ” (1)

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2023.07.18
ma-xingrui Уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңрүй нутуқ сөзләватиду, 2022-йили 30-июл, үрүмчи
www.ts.cn

Уйғур диярида өткән он йил мабәйнидә иҗра қилинип келиватқан баш сиясий идийә хитай һөкүмити контроллуқидики һәрқайси ахбарат васитилиридә “йеңи дәврдики партийәмизниң шинҗаңни идарә қилиш истратегийәси” дәп ихчам тәсвирлинип келиватқан болуп, аз дегәндиму бир милйондин үч милйонғичә дәп тәхмин қилинған сандики уйғурниң лагерларға қамилиши билән буниң иҗра қилинишидики әң юқири пәллә яритилғаниди. 16-Июл күни уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңрүй хитай компартийәсиниң карнийи болған “издиниш” журнилида елан қилған “йеңи дәврдики партийәмизниң шинҗаңни идарә қилиш истратегийәсини толуқ вә тоғра изчиллаштуруп, хитайчә алаһидиликкә игә заманивилашқан шинҗаң қурулушини пухта алға сүрәйли” темисидики баш мақалә бундин кейинки “шинҗаң хизмити” ниң йетәкчи идийәсини йәнә бир қетим “дағдуғилиқ” әскәрткән болди.

 “уйғурлар дуч келидиған кәлгүсидин бешарәт бериливатиду! ”

Худди илгирики вақитларда охшаш болмиған сорунларда тәкрарлап өткәндәк, бу қетимму ма шиңрүй өзи тилға еливатқан “йеңи дәврдики шинҗаңни идарә қилиш истратегийәси” ниң хитай рәиси ши җинпиң лайиһәләп чиққан баш қиблинамә икәнликини әскәртишни унтумиған. Шуниң билән биргә буниң хитай дөлити вә хитай компартийәсиниң “шинҗаң мәсилисини һәл қилиш” тики баш йетәкчи идийә икәнликини тәкитләп, “бу өз нөвитидә шинҗаңда узун мәзгиллик әминлик бәрпа қилишниң түпки вә узун мәзгиллик истратегийәси. Шинҗаң хизмитидә утуқ қазинишниң әңгүштәри. Шуниң үчүн биз буни қилчә еғишмастин толуқ иҗра қилишимиз лазим” дегән.

Ма шиңрүйниң көрситишичә, “йеңи дәврдики шинҗаңни идарә қилиш истратегийәси” ниң “баш мотори” болған мәзмун “шинҗаңни қанун арқилиқ идарә қилиш” болуп, буниңда “шинҗаң хизмитиниң һәммила саһәсини қанун бойичә идарә қилиш әндизиси бойичә бир яқлиқ қилиш” , “партийә рәһбәрлик қилиш, һөкүмәт мәсул болуш, җәмийәт иштирак қилиш” шәклидә әмәлгә ешиши лазим. Бундақ болғанда “қанун арқилиқ идарә қилиш” му бирдәк партийәниң рәһбәрликигә бойсунуши лазим. “баш матор” ға яндишипла кәлгән мадда болса “иттипақлишип шинҗаңда муқимлиқ орнитиш” болуп, буниңда “җуңхуа миллити ортақ кимлики чүшәнчиси” ни йетәкчи қилған һалда “милләтләр иттипақлиқи” ни күчәйтиш асас қилиниду. Буниңда җуңхуа миллитиниң ортақ тарихи, җуңхуа миллитиниң “көп мәнбәлик, әмма бир гәвдилик” һалити қатарлиқларни тутқа қилған һалда “җуңхуа миллити ортақ кимлики чүшәнчиси” ни “шинҗаңдики кадирларға, яш-өсмүрләргә сиңдүрүш” , шу арқилиқ уларда “тоғра болған дөләт қариши, тарих қариши, милләт қариши, мәдәнийәт қариши, диний қараш” бәрпа қилиш нишан қилиниду. Буниң билән “хата” болған дөләт қариши, тарих қариши, милләт қариши, мәдәнийәт қариши вә дин қариши түгитилиду.

Ма шиңрүй бу мақалисидә алаһидә тәкитлигән нуқта шуки, “шинҗаңни идарә қилиш истратегийәси” әмәлийәттә хитай рәиси ши җинпиң икки қетим уйғур диярида зиярәттә болған һәмдә мәркәзниң иккинчи вә үчинчи қетимлиқ “шинҗаң хизмити йиғини” ға риясәтчилик қилғандин кейин системилиқ һалда һасил болған. Өткән йилларда “шинҗаң хизмитидә қолға кәлгән утуқлар” дәл мушу хил “узун мәзгиллик истратегийә” ниң тоғрилиқини әң җанлиқ испатлап бәргән. Шундақ болғаникән, бундин кейинки хизмәтләрдә бу баш истратегийәни җәзмән толуқ вә мукәммәл шәкилдә иҗра қилиш лазим. Бу хилдики сиясәтләрниң “йеңи дәврдики қиблинамә” болуп қелиши һәққидә сөз болғанда, радийомизниң зияритини қобул қилған америкидики туңган зиялийлиридин иҗтимаий паалийәтчи ма җү (Ma Ju) буниңдики көп қатламлиқ “йошурун амиллар” һәққидә алаһидә тохталди:

 “ма шиңрүйниң бу қетимқи сөзлирини биз аз дегәндиму мундақ үч қатлам бойичә чүшинишимиз лазим. Биринчи, у һазир шинҗаңда иҗра болуватқан инсанийәткә қарши җинайәтләрниң һаман бир күни дәнһаг (гаага) хәлқара сотиға чиқидиғанлиқини билиду. Шуңа у компартийәниң вә хитай дөлитиниң тәрәққият шоарлирини пәш қилиш арқилиқ буларниң мәсулийити өзидә әмәсликини, буларниң һәммиси бейҗиңниң тапшуруқи бойичә болуватқанлиқини әскәртмәкчи; иккинчи, бу сөзләрдә у бизгә толиму муһим болған бир учурни йәткүзүватиду. Йәни хитай һөкүмити ашу хилдики инсанийәткә қарши җинайәтләр вә қирғинчилиқни иҗра қилған районда бу сиясәтләрниң тамамланмай қалған қисимлириниң бундин кейин иҗра болидиғанлиқини җакарлаватиду. Һазирғичә болған бирнәччә йилда биз ғайәт зор көләмдики җисманий йоқитиш вә бийологийәлик йоқитишни, шуниңдәк мәдәнийәт, тил, дин қатарлиқ саһәләрдики йоқитишни көрдуқ. Буларниң һәммиси 1948-йилидики ‛б д т ирқий қирғинчилиқниң алдини елиш вә уни җазалаш әһдинамиси‚ дики ирқий қирғинчилиққа чүшидиған мәзмунлардур. Ма шиңрүй болса мушу реаллиқни вуҗудқа чиқарған сиясәтләрни ‛улуғ, шәрәплик вә давамлиқ иҗра болидиған сиясәт‚ дәватиду.”

 “хитай һазир муқимлиққа һәммидинму бәкрәк моһтаҗ! ”

Ма шиңрүйниң бу қетимқи баш мақалисидә оттуриға қоюлған тема әмәлийәттә йеқинни елип ейтқанда, 2023-йили майда үрүмчидә хизмәт тәкшүрүшидә болған хитай мәмликәтлик сиясий кеңәшниң рәиси ваң хуниңниң баш мақалисидә, 12-июлда әркин туниязниң баш мақалисидә алаһидә тәкитләнгән. Әмдиликтә униң йәнә бир қетим ма шиңрүйниң ағзидин оттуриға қоюлуши буниң мундақла дәп қойған гәпләр әмәсликини, бәлки буниңдин кейин уйғур диярида иҗра қилинидиған сиясий вә иҗтимаий хизмәтләрниң йетәкчи идийәси икәнликини намаян қилғанлиқ, дәп қариливатқанлиқи мәлум. Бу қетим ма шиңрүй кона “муқамлар” ни қайтидин товлап, “йеңи дәврдики шинҗаңни идарә қилиш истратегийәси” ниң “шинҗаңни қанун бойичә идарә қилиш, иттипақлиқ арқилиқ муқимлаштуруш, мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш” икәнликини алаһидә тәкитлигән.

Ма шиңрүй тәкитлигән “баш тема” униң мақалисидә нөвәттики бир түрлүк тарихий бурч сүпитидә оттуриға қоюлған болуп, иҗтимаий муқимлиқ вә узун мәзгиллик әминлик орнитиштәк баш нишан үчүн хизмәт қилиду. Бу баш нишан үчүн болса “җуңхуа миллий кимлики чүшәнчиси” ни орнитиш, динларни хитайчилаштуруш, юқири сүпәтлик тәрәққиятни әмәлгә ашуруш қатарлиқ бир қатар хизмәтләр орунлиниши керәк. Изчил түрдә “муқимлиқ вә әминлик” орнитилмиди дәп қариливатқан уйғур диярида бу бир қатар тәдбирләрниң елиниши түпәйлидин миллий кимлик, диний етиқад қатарлиқ саһәләрни чөридигән һалда немиләрниң болғанлиқи, “мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш” намида уйғур миллий мәдәнийәт саһәсиниң қандақ вәйранчилиққа дуч кәлгәнлики йеқиндин буян охшимиған учур йоллиридин көпләп мәлум болғаниди. Ню-йорк университетиниң пирофессори шя миң (Xia Ming) бу һәқтә радийомизниң зияритини қобул қилғанда, ма шиңрүйниң бу хилдики баш мақалә елан қилишиниң йәккә һәрикәт әмәсликини, әксичә буниң хитай дөлити вә ши җинпиң үчүн муһим болуватқан бир зор пиланниң әмәлгә ашурулушидики бир муһим қәдәм икәнликини тәкитләйду:

 “һазир қарайдиған болсақ бу хил йүзлиништә икки җәһәттики тәрәққиятни көрүп йетәләймиз. Бири, хитайдики муқимлиқ мәсилиси. Буниңда әң чоң мәсилә болуватқини йәнила шинҗаң райони. Чүнки уйғурлар вә улар етиқад қиливатқан ислам дини хитай контроллуқидики коммунизм идеологийәси билән задила чиқишалмайду. Бундақ әһвалда бу хил чиқишалмаслиқ ениқла хитай үчүн зор қаршилиқ амилини мәйданға кәлтүриду. Хитай болса бу хил қаршилиқ түпәйлидин бу районда муқимсизлиқ пәйда болушни зинһар халимайду. Дәл шундақ болғанлиқи үчүн хитай һөкүмити һазир пүткүл шинҗаң районини меңә ююш һәрикитини синақ қилидиған бир чоң синақ мәйданиға айландуруп чиқти. Тибәт райониға қарайдиған болсақ, у җайдики әһвал қандақтур <һәмкарлашмаслиқ> шәклидики тинчлиқ күриши шәклидә оттуриға чиқиватиду. Шинҗаңда болса көп қетим зорлуқ күч ишлитилгән қаршилиқ күч һәрикити барлиққа кәлгән. Шуңа ши җинпиң һакимийити үчүн һазирқи хитай территорийәсини һәқиқий йосунда өз қолида тутуп туруштики әң зор хәвп яки әң зор баш ағриқи дәл шинҗаңдин келиватиду. Шуңа шинҗаңда муқимлиқ орнитиш хитай компартийәси үчүн бәкму зор қиммәткә игә. Иккинчидин, ши җинпиң һакимийити һазир муқимлиқни ишқа ашуруп, өзиниң һакимийити вә сиясий контроллуқини толуқ әмәлгә ашуралиған тәқдирдиму ташқи җәһәттә изчил русийәниң иттипақдаш болушиға моһтаҗ болуватиду. Чүнки ши җинпиң бирнәччә қетим ашкара тилға алғандәк, хитай һазир ғәрб дунясиниң қисмаққа елишиға дуч келиватиду. Бундақ әһвалда хәлқара дипломатийә саһәсидә хитай һөкүмити тәбиий рәвиштә русийәни әң чоң иттипақдаш қилиши һәмдә униң билән бир қазанда қайнаш йолини таллиши муқәррәр. Чүнки бу хил һәмкарлиқ хитайниң ‛бир йол бир бәлбағ қурулуши‚ үчүн ачқучлуқ рол ойнайду. Немишқа десиңиз шинҗаңму, русийәму бу қурулушниң оңушлуқ ишқа ешишида ачқучлуқ җайлар һесаблиниду.”

 “җәнубий хитай әтигәнлик гезити” ниң 17-июлдики обзорида ейтилишичә, ма шиңрүйниң бу қетимқи мақалисидә тилға елишқа тегишлик бир йеңилиқ униң “биз америка башчилиқидики ғәрб күчлириниң шинҗаң мәсилисини баһанә қилип мәмликитимизни қоршавға елиш суйиқәстини битчит қилишимиз, буниңда қанун арқилиқ идарә қилишни күчәйтип, ташқи ишларни бир яқлиқ қилиш қабилийитимизни ашурушимиз лазим” дәп көрситишидә өз әксини тапқан. Ма шиңрүйниң қаришичә, чәтәллик зиярәтчиләргә “һәқиқий шинҗаңни көрситиш” , филим вә нахшилар арқилиқ “шинҗаңни яхши тәсвирләш” қатарлиқларму өз нөвитидә “дүшмән күчләрниң суйиқәстлирини битчит қилиш” ролини ойнайдиған болуп, бу җәһәттики хизмәтләр изчил давам қилса буниң җәзмән иҗабий үнүмини көргили болиду. Хитай һөкүмитиниң немә үчүн ташқи күчләргә бундақ “инкас қайтуруши” һәққидә сөз болғанда, “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” тәтқиқат гурупписиниң директори, доктор хенри шаҗивески (Henryk Szadziewski) буниң маһийәттә хитай һөкүмити һес қиливатқан ташқи бесимлар түпәйлидин барлиққа кәлгән зөрүрийәт икәнликини алаһидә тәкитләйду:

 “гәрчә мән мәҗбурий әмгәк саһәси билән яхши тонушлуқи болған мутәхәссис болмисамму, мушу әһвалларға асасән мәҗбурий әмгәк темисидики җаза тәдбирлириниң қисмән болсиму роли болғанлиқини көрүвелишқа болиду. Бу хил рол яки тәсир гәрчә иқтисадий җәһәттин бөсүш һасил қилиш дәриҗисидә болмисиму, йәнила бәлгилик шәкил алған. Әмма бу бизгә күчлүк болған бир реаллиқни баян қилип бериду: хитай һөкүмитидин һазир адаләтсизлик вә җинайи қилмишлар үчүн һесаб сориливатиду. Мениңчә дәл мушу әйибләшләр һазир хитай һөкүмити дуняға пәш қиливатқан өзлириниң дунявий рәһбәр икәнликидәк баянлар билән бир йәрдин чиқмай қалғанлиқтин улар бу хил мүшкүлаттин қутулуш үчүн мана мушу шәкилдә инкас қайтуруш йолини талливалған. Шуңа буниңда иқтисадий амил вә баян амили дегәндәк қош қатламлиқ инкас муһим орунни игилигән.”

Ма шиңрүйниң мақалиси нөвәттә бирдәк бейҗиң даирилириниң мәхсус орунлаштуруши бойичә оттуриға чиққан хизмәт пиланиниң “силиқ” шәкилдә баян қилиниши дәп қариливатқан болуп, униң мәзмун җәһәттә уйғур аптоном райониниң рәиси әркин тунияз техи бир һәптә илгири елан қилған мушуниңға охшап кетидиған баш мақалә билән бир йәрдин чиқиши тасадипий әмәс иди. (Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.