Қануншунас майкел ван волт: “шәрқий түркистан хәлқи мустәмликисизләштүрш һоқуқидин бәһриман болуши керәк”

Мухбиримиз мәмәтҗан җүмә
2022.11.23
Қануншунас майкел ван волт: “шәрқий түркистан хәлқи мустәмликисизләштүрш һоқуқидин бәһриман болуши керәк” Қануншунас майкел ван волт(Michael Van Walt) әпәнди.
Photo: RFA

Қануншунас майкел ван волт “хән сулалисидин тартип таки һазирғичә шәрқий түркистандики хитайниң мәвҗутлуқи яки контроллуқида пәқәт изчиллиқ болмиғанлиқи” ни билдүрди. У сөһбәт җәрянида йәнә, әгәр хитайниң уйғур дияриға қаратқан һөкүмранлиқиниң маһийти мустәмликичилик болса, ундақта униңға хатимә берилиши керәк, дәп көрсәтти.

Майкел ван волт сан фирансискодики алтун дәрваза университети қанун иниститотиниң тәклиплк професори.

Мухбир: майкел ван волт әпәнди, зияритимизни қобул қилғиниңизға көп рәһмәт! сиз нутуқиңзда хитайларниң “уйғур аптоном райони, йәни шәрқий түркистан қәдимки дәврләрдин буян хитайниң бир қисми” дәйдиған қаришини пүтүнләй ағдуруп ташлидиңиз. Ундақта, сиз бу йәкүнгә қандақ кәлдиңиз? қайси материялларни асас қилдиңиз?

Волт әпәнди: әгәр сиз хән сулалиси дәвридин башлап шәрқий түркистанниң әмәлий әһвалиға қарайдиған болсиңиз, йәни бу районда кимниң һөкүмранлиқ қилғанлиқи вә кимниң район ичидики охшимиған районларни үнүмлүк контрол қилғанлиқиға қарайдиған болсиңиз, муқәррәр һалда, бу йәрдә хән сулалисидин тартип таки һазирғичә шәрқий түркистандики хитайниң мәвҗутлуқи яки контроллуқида пәқәт изчиллиқ болмиғанлиқидин ибарәт бу йәкүнгә келисиз.

Мухбир: әгәрдә хитай һөкүмити яки бу темиға қарши пикирдики “тәтқиқатчилар” мәйднға чүшсә, сиз улар билән өз қарашлириңизни муназирә қилишқа тәйярму?

Волт әпәнди: мән улар билән муназирәләшсәмкән дәймән. Лекин тәтқиқатимиз тамамлинип, башқа алимларниң тәкшүрүшидин өтүп нәшир қилинишқа һазирланғанда яки нәшир қилинғандин кейин, улар билән тутушуш арзусидимән. У вақитта мән хитай тәтқиқатчилири, ғәрб алимлири, хитай һөкүмәт әмәлдарлири, қисқиси, бу темини муназирә қилишни халайдиған һәрқандақ бири билән интайин хурсән һалда муназирә қилишимән. Хитайниң бу мәсилдики мәйдани кишиләрниң шәрқий түркистанда йүз бериватқан вәқәләрни тонуш усулиға узундин буян тәсир көрситип кәлгәнлики үчүн, мениңчә бу мәсилә һәққидә обдан нонуш һасил қилиш муһим.

Мухбир: сиз йәнә хитайниң уйғур райони, йәни ейтқиниңздәк шәрқий түркистандики һакимийитиниң қанунсиз икәнликини оттуриға қойдиңиз. Бу қарашқа қандақ кәлдиңиз? әгәр у растинла қанунға хилап болса, хәлқара җәмийәт бу вәзийәтни өзгәртиш үчүн қандақ қилиши керәк?

Волт әпәнди: биз хитайниң шәрқий түркистандики һөкүмранлиқиниң һазирқи маһийити мустәмликә, дегән қарашни чөридәп тәтқиқат билән шуғуллиниватимиз вә шундқ бир муназирә темисини оттуриға ташлаватимиз. Мениңчә, бу асасий күчлүк бир тема. У һазирқи заман мустәмликичиликниң бир хил шәкли. Бирләшкән дөләтләр тәшкилати низамнамиси вә б д т ниң мустәмликичиликкә қарши туруш, мустәмликичиликни рәт қилиш вә мустәмликичиликни ахирлаштурушни тәләп қилиштики асаслиқ қарарлири, бизниң мустәмликичиликниң мәлум бир түри һәққидила әмәс, бәлки мустәмликичиликниң барлиқ шәкиллири үстидә сөз ечиватқанлиқимизға ениқлима бериду.

Әгәр бу һәқиқәтән һазирқи заман мустәмликичиликниң бир хил түри болса, әгәр хитай һөкүмранлиқиниң маһийти мустәмликичилик болса, ундақта, униңға хатимә берилиши керәк. Башқичә ейтқанда, шәрқий түркистан хәлқи мустәмликә қилинған барлиқ башқа кишиләргә охшаш мустәмликисизләштүрш һоқуқидин бәһриман болуши керәк. Шуниң билән хитайниңму шәрқий түркистан хәлқиниң мустәмликисизләштүрш пиринсиплири бойичә өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқини йүргүзүшигә рухсәт қилиш мәҗбурийити болиду. Кишиләрниң вақитни чиң тутуп, өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқини йүргүзүшкә болиду. Әгәр хитай бундақ қилмиса-һалбуки һазирға қәдәр хитай ундақ қилишиниң әксичә, йәни мустәмликисизләштүршниң орниға контрол қилишни күчәйтиватиду-бундақ әһвалда, у қанунсизлиқ қилған болиду.

Мухбир: хәлқарада сиз тилға алған бу хил мустәмликисизләштүрш җәрянлирини иҗра қилиш механизми барму?

Волт әпәнди: бәлким бир қатар механизмлар бар болуши мумкин. Әлвәттә, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң өзиму шуниң бир қисми. Һалбуки, б д т вә башқа нурғун механизмлар әслидинла сиясий характергә игә. Шуңлашқа пуқралар җәмийити вә һөкүмәтләрни бу вәзийәт һәққидә тонушқа игә қилиш сиз-биз вә бу йәрдики тәшкилатлар қилидиған хизмәтләрниң бир қисмидур. Мениңчә, йәнә уларниң хәлқара қанундики мәҗбурийәтлириниму һес қлдуруш муһим. Шундила хәлқара җәмийәт муәййән механизмларни ишлитип мустәмликисизләштүрш җәрянлирини илгири сүрәләйду һәмдә уни иҗра қилалайду.

Мухбир: хитай уйғур кимликни өчүрүп, тарихини өзгәртиватқан шундақ бир шараитта, сиз елан қилмақчи болған бу байқашлар уйғурлар ‍үчүн қандақ әһмийәткә игә?

Волт әпәнди: шундақ, бүгүн башқа нутуқ сөзлигүчиләрму тилға алғандәк, еғир, қәтий вә дәриҗидин ташқири, шундақла һечқандақ чарә-тәдбирсиз һалда кишилик һоқуққа дәхли-тәруз қилиш, өз тәқдирини өзи бәлгиләшни тәләп қилишни асас билән тәминләйдиған амиллардин бири.

Шәрқий түркистанда йүз бериватқан ирқий қирғинчилиқ вә узундин буян давамлишиватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичилики бу шәртләргә чүшиду. Шуңа шәрқий түркистан хәлқиниңму шу сәвәбләр түпәйли өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқиға игә. Шуңа буниң әһмийити шу йәрдики, техиму көп дөләтниң йүз бериватқан ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтләрдин хәвәрдар болуватқанлиқи, мустәмликисизләштүрш вә өз тәқдирини өзи бәлгиләш чақириқини күчәйтиду. Муәййән нуқтиға барғанда, буларни әмәлгә ашуруш үчүн йетәрлик һәрикәтләндүргүч күч болуши шәрт.

Мухбир: көп рәһмәт. Мениң ахириқи соалим шуки, хитай һәмишә сиздәк алимларға яки башқичә пикирдики сиясийонларға имбарго қойиду. Ундақта, сиз мушундақ интайин муһим бир вәзипини үстииңизгә алған һәмдә байқашлириңизни елан қилмақчи болуватқан шараитта, хитайниң җазаси яки хитай сизгә елип келидиған һәр қандақ шәкилдики бихәтәрлик мәсилисигә қандақ қарайсиз? әнсирәмсиз?

Волт әпәнди: мән җазадин әнсиримәймән. Демәкчимәнки, уларниң қиливатқан ишлиримға қандақ тосқунлуқ елип келәлйдиғанлиқини билмәймән. Мениң һазир бейҗиңға саяһәткә бериш нейтимму йоқ, хитайниң виза беришиниму күтмәймән. Қисқиси, мениң бу җәһәттә алаһидә әндишилирим йоқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.