Хәлқара мусабиқидә уйғур йигити амир һибуллайеф мис медалға еришти
2022.12.27
Йеқинда русийә тәркибидики башқуртистан җумһурийитиниң пайтәхти уфада тәнһәрикәтниң йәкмуйәк елишиш түри бойичә 18-қетимлиқ хәлқара мусабиқә болуп өтти. Униңға русийәниң 51 районидин вә шуниңдәк өзбекистан, қазақистан, әрменийә, җәнубий осетийәдин болуп 3500 дин ошуқ тәнһәрикәтчи йәкмуйәк елишишниң 22 түри бойичә күч синашти. Ғалип болғанлар медаллар, пәхрий ярлиқлар, баһалиқ совғилар билән тәқдирләнди.
Мәзкур мусабиқигә қатнашқанлар арисида алмута вилайитиниң әмгәкчиқазақ наһийәсигә қарашлиқ байсейит йезисиниң яш өсмүрлириму болди. Уларни йеза хәлқи дағдуғилиқ күтүвалди.
2006-Йили байсейит йезисида туғулуп, һазир шу йезидики исмаил тайироф намидики оттура мәктәпниң 10-синипида оқуватқан амир һибуллайеф мундақ деди: “мениң тәнһәрикәтчи болушумға акам әзиз сәвәб болди. У әркин челишиши тәнһәрикити билән шуғуллиниватиду. Мән шу акамға әгишип он йешимдин тартип тәнһәрикәтниң мушу түри билән шуғуллинишқа башлиғанидим. Бирақ төт ай болди мән тәнһәрикәтниң йәкмуйәк елишиш түри билән шуғуллиниватимән. Ахирқи қетим уфада болған мусабиқигә интайин көп тәнһәрикәтчиләр қатнашти. Мениң түрүм бойичә төт йүздин ошуқ адәм болди. У мусабиқигә русийә вә оттура асия мәмликәтлириниң вә сирттин һиндистанниң тәнһәрикәтчилири қатнашти. Мениң риқабәтчим русийәдин исламбек дегән бала болди. Шуниң билән йәкмуйәк елишишқа чүшүп, нәтиҗидә 3-орунға игә болдум. Мусабиқә түгәп, бизни мукапат тапшурушқа тәклип қилди. Мениң бойнумға мис медалини асқанда, мән қаттиқ хушал болдум. Мән қазақистан пуқраси, шуниң ичидә уйғур хәлқиниң бир пәрзәнти болуш сүпитим билән қаттиқ пәхирләндим. Келәчәктә башқиму дуня мусабиқилиригә қатнишип, алдинқи қатарлиқ орунларни игиләп, ата-анамни, хәлқимни хушал қилишқа тиришимән”.
Амир һибуллайеф әркин челишиш бойичә тренери болған полат данахунофқа, йәкмуйәк елишиш бойичә тренери турсунмәһәммәт абдуллайефқа миннәтдарлиқини билдүрди.
Амирниң тренери полат данахуноф әпәнди өзиниң челәк йезисида туруп, он йил мабәйнидә байсейит йезисиға қатнап, яш тәнһәрикәтчиләрни мәшиқләндүрүватқанлиқини билдүрди.
У мундақ деди: “амир мәндә алтә йилдин буян мәшиқ қиливатиду. У вилайәтлик, җумһурийәтлик мусабиқиләргә қатнишип, яхши нәтиҗиләрни көрсәтти. Уфаға берип, үчинчи орунни игиләп кәлди. Бу биз үчүн чоң хушаллиқ болди. Бизниң кулубниң нами әркин күрәш бойичә ‛лачин-палван‚ дәп атилиду. Челәк, маливай, байсейит, винсовхоз, табаксовхоз вә башқиму йезилардин болуп, 50 кә йеқин бала шуғуллиниду. Уларниң ичидә өзи үчүн шуғуллиниватқанларму, мусабиқиләргә қатнишиш үчүн шуғуллиниватқан балиларму бар. Балиларниң йәткән утуқлири яман әмәс”.
Полат данахуноф йәнә мәзкур кулубтики тәнһәрикәтчиләрниң асасән өз хираҗити билән вилайәтлик, җумһурийәтлик мусабиқиләргә қатнишиватқанлиқини баян қилди. У уфада болуп өткән мусабиқигә байсейит юртиниң маддий ярдими билән қатнашқанлиқини тәкитләп, уларға миннәтдарлиқини изһар қилди.
Қазақистандики уйғур өсмүрләр тәнһәрикәтниң һәр хил түрлири бойичә хәлқара вә дуня мусабиқилиригә қатнишип, чемпийон болмақта. Мушу йили өктәбир ейида түркийәниң анталия шәһиридә болуп өткән “армрестлиң”, йәни икки адәм қол күчини синайдиған тәнһәрикәт түри бойичә дуня мусабиқисидә уйғур қизи тәхминән ғоҗамбәрдийева алтун медалға еришип, чемпийон болған. У алмута вилайитиниң уйғур наһийәсигә қарашлиқ таштиқарасу йезисиниң турғуни. Қазақистанниң вә дуняниң бир нәччә мәртәм чемпийони тәхминән ғоҗамбәрдийева һазир өскәмән шәһиридики тәнһәрикәт кулубида теренер болуп ишләйду.