Рәйчил харрис: “UNESCO уйғур районидики ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслириниң қоғдилиш әһвалини тәкшүрүши лазим”

Мухбиримиз нуриман
2023.02.14
Рәйчил харрис: “UNESCO уйғур районидики ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслириниң қоғдилиш әһвалини тәкшүрүши лазим” Америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши (UHRP) елан қилған “мәдәнийәт мираслириға шерик болуш: уйғур елидики мәдәнийәт мираслири вә ирқий қирғинчилиқ” сәрләвһилик йеңи доклатидин елинди. 2023-Йили 9-феврал.
uhrp.org

Америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши 9-феврал күни “мәдәнийәт мираслириға шерик болуш: уйғур елидики мәдәнийәт мираслири вә ирқий қирғинчилиқ” сәрләвһилик йеңи доклатни елан қилған. Мәзкур доклат лондон университети шәрқшунаслиқ вә африқа тәтқиқати институти (SOAS) ниң оқутқучиси рәйчил харрис ханим вә уйғур шаир әзиз әйса әлкүн әпәнди тәрипидин тәйярланған болуп, хитайниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати маарип, илим-пән вә мәдәнийәт тәшкилати (UNESCO) ға әнгә алдурған уйғур илидики бәш чоң ғәйрий маддий мирасларни уйғур ирқи қирғинчилиқини ақлаш үчүн суйиистемал қиливатқанлиқини пакитлар билән оттуриға қойған.

Доклатта дейилгән уйғур елидики бәш чоң ғәйрий маддий мираслар мәшрәп, муқам, тәңритағ, кариз вә “манас” дастани қатарлиқлар болуп, муқам вә кариз 2008-йили, қирғизларниң “манас” дастани 2009-йили, мәшрәп 2010-йили, тәңритағ тизмилирини қоғдаш 2013-йили бирләшкән дөләтләр тәшкилати маарип, илим-пән вә мәдәнийәт тәшкилатиниң ғәйрий маддий мирасларни қоғдаш тизимликигә киргүзүлгән.

Доклатта көрситилишичә, UNESCO ниң мунасивәтлик бәлгилимири бойичә хитай һөкүмитиниң тизимға елинған бу мирасларни вә шу мирасниң игилирини қоғдаш мәсулийити болсиму, әксичә хитай һөкүмити уйғур мәдәнийитигә вә шу мәдәнийәтниң игилиригә ирқий қирғинчлиқ сияситини йүргүзгән.

Мәзкур доклатниң апторлиридин рәйчил харрис ханим бу һәқтә радийомизниң мәхсус зияритини қобул қилди. У уйғурларниң мәдәнийәт мираслириниң асасән дегүдәк һәммисиниң бузғунчилиққа учраватқанлиқини, әмма өзлириниң доклатта пәқәт шу бәш түрлүк мирасни асас қилғанлиқи һәққидә чүшәнчә берип мундақ деди: “биз доклатимизда тизимға елинған ашу бәш түрни асас қилдуқ. Чүнки бу бәш түр UNESCO ниң тизимликидә бар, шуңа UNESCO ниң бу бәш түрлүк мирасниң қоғдилиниш әһвалини тәкшүрүш мәсулийити бар. Уйғур районидики бу мираслар еғир дәриҗидә бузғунчилиққа учраватиду. Тизимликкә киргүзүлмигән башқа нурғун диний мирасларму вәйран қилиниватиду. Мәсилән, нурғунлиған мәсчит-мәдрисәләр чиқип ташланди. Лекин биз UNESCO ни өзиниң мәсулийити ада қилип, хитай һөкүмитиниң уйғур районидики қилмишлирини тәкшүрүшкә қисташ үчүн, UNESCO ниң тизимликидики мирасларни асас қилдуқ.”

Доклатта UNESCO ниң тизимликигә киргүзүлгән мирасларни қоғдаш өлчимигә хилаплиқ қилишниң ипадилири берилгән болуп, улар төвәндикидәк: ашу мәдәнийәт бойичә яшашни чәкләш; ашу мәдәнийәтниң игилирини тутқун қилиш вә түрмигә солаш; ашу мәдәнийәттә яшаватқан аһалиләрни қәдимки йәрлиридин мәҗбурий қоғлап чиқириш; мираслар сақланған орунларниң җуғрапийәлик муһитиға зиянкәшлик қилиш қатарлиқлар. Мәзкур доклатта апторлар наһайити инчикә мәлуматлар арқилиқ, хитай һөкүмитиниң UNESCO ниң мирасларни қоғдаш өлчимигә хилаплиқ қилғанлиқи баян қилинған.

Доклатта мәшһур уйғур муқам нахшичилиридин абдуқадир ярилиниң 2018-йили қолға елинғанлиқи вә 2020-йили қоюп берилгәнлики, ширәли әлтекин 2021-йили қолға елинған болуп, һазирму тутуп турулуватқанлиқи тилға илинған.

2017-Йиллири иҗтимаий таратқуларда мөминҗан абликим даңлиқ уйғур артисларниң асасий қатламларға берип “әсәбийликни түгитиш”, “икки йүзлимиликкә қарши туруш” ни тема қилған шундақла хитайниң уйғур елида йүргүзүватқан нөвәттики сиясий һәрикәтлиригә маслишидиған тәшвиқат оюнлирини орундиғанлиқи һәққидә кәң хәвәр тарқалғаниди.

Мәзкур доклатниң апторлиридин әзиз әйса әлкүн әпәнди радийомизға сөз қилип, өзлириниң мәзкур доклатни тәйярлашта қолланған методлири вә испат топлаш җәряни һәққидә мәлумат бәрди.

Доклатта уйғур районидики мәдәнийәт мираслири бейҗиңниң бивастә рәһбәрликидики аталмиш саяһәтһәтчилик сиясити арқилиқ бузғунчилиққа учраватқанлиқи вә хитай һөкүмитиниң ассимилиятсийә сияситиниң қурбаниға айлинип кетиватқанлиқи тәкитләнгән. Муқам, мәшрәп қатарлиқ сәнәт мираслирини дөләт ичи вә сиртида тәшвиқат қорали сүпитидә ишлитиватқанлиқи оттуриға қоюлған.

Рәйчил харрис ханим бу һәқтә тохтилип мундақ деди: “биз бу доклатни бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң йиғини ечилишниң алдида елан қилдуқ. Чүнки, бизниң мәқситимиз йиғинда хитай һөкүмитиниң мирасларни вәйранчилиққа учратқанлиқиға мушу доклатни испат қилип туруп, UNESCO ға бисим ишлитиштур. Доклатта биз наһайити инчикә вә конкрет тәләпләрни оттуриға қойдуқ. Доклатниң UNESCO ни хитайға қарита бисим йүргүзүшкә һәрикәткә кәлтүрүшини үмид қилимиз.”

Доклатта оттуриға қоюлған асаслиқ тәләпләр _ мәдәнийәт һоқуқи алаһидә хадими вә кишилик һоқуқ алий комиссари UNESCO ниң уйғур районидики бастурушқа қарита техиму күчлүк вә техиму үнүмлүк инкас қайтурушини тәшәббус қилиши керәк; дуня мәдәнийәт мираслири әһдинамисигә асасән тәңритағ тизмисиниң муһитиниң еғир дәриҗидә начарлишип, көзгә көрүнәрлик дәриҗидә бузулуш тәһдиткә дуч келиватқанлиқиға диққәт қилиш керәк; муқам, мәшрәп вә “манас” дастани қатарлиқ мирасларни қоғдаш хизмитигә у мирасларниң игилири болған уйғур, қирғиз қатарлиқ хәлқләрниң игә болушиға капаләтлик қилиш вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати маарип, илим-пән вә мәдәнийәт тәшкилати (UNESCO)ниң хитайниң тизимликтики бәш чоң ғәйрий маддий мирасларни қоғдаш әһвалини тәкшүрүш қатарлиқ алтә түрлүк маддини өз ечигә алған.

Ахирида әзиз әйса әлкүн әпәнди, хитай һөкүмити вәйран қилишқа урунуватқан уйғур мәдәнийитини муһаҗирәттә сақлап қилишниң йоллири һәққидә тохталди. Униң ейтишичә, улар қазақистанда “уйғур миллий мәшрипи көврүки” паалийитини башлатқан. У йәнә уйғур кимликини сақлап қилишта муһаҗирәттә яшаватқан уйғурларниң зиммисигә чүшкән вәзипиниң наһайити еғир икәнликини тәкитлиди.

Биз бу һәқтә бирләшкән дөләтләр тәшкилати маарип, илим-пән вә мәдәнийәт тәшкилати (UNESCO)ниң инкасини илиш үчүн, улар билән елхәт арқилиқ алақилашқан болсақму, әмма улар язған елихтимизгә җаваб қайтурмиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.